Мутәхәссисләр: “хитай даирилири хитайшунаслар арқилиқ ирқи қирғинчилиқни йошурушқа урунуватиду”

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2023.10.29
xitayshunaslar-uyghurda-1.jpg Хитайшунас яшлар(синолог) тәрбийиләш программисиниң шинҗаң синипи оқуғучилири қәшқәр университети шинчуән мәктәп райони кутупханиси алдида гуруппа сүрәттә. 2023-Йили өктәбир.
xjtp.ts.cn

Бир қисим демократик дөләтләр, мутәхәссисләр вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай һөкүмитиниң уйғур елида елип бериватқан бастуруш сияситини “ирқи қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп әйибләватқан мәзгилдә, хитай һөкүмити чәтәллик яш хитайшунасларни үрүмчигә тәклип қилип, “яш хитайшунасларни тәрбийәләш программиси” ни тәшкиллигән. Бу программа һәққидә пикир баян қилған мутәхәссисләр хитай һөкүмити у яш хитайшунаслар арқилиқ ирқи қирғинчилиқни йошурушқа урунуватиду дәп қаримақта.

“шинҗаң гезити” ниң 2023-йилдики 10-айниң 25-күнидики мәхсус хәвиридә, мәдәнийәт вә саяһәт министирлиқи қоллиған 2023-йиллиқ яш хитайшунасларни тәрбийәләш программисиниң шинҗаң синипи 11-өктәбирдин 31-өктәбиргичә уйғур елида паалийәт елип баридикән. Әрәб бирләшмә хәлипилики, филиппин, германийә, аргентина вә өзбекистан қатарлиқ 21 дөләттин кәлгән 23 яш хитайшунас (синолог) бу қетимлиқ тәрбийәләшкә қатнашқан. Хитайшунаслар бу 20 күнлүк тәрбийәләш җәрянида уйғур елида өгиниш, тәтқиқат, саяһәт вә рәсмий зиярәт қатарлиқ паалийәтләр билән шуғуллинидикән.

Хәвәрдә дейилишичә, 10-айниң 24-күни, уйғур аптоном районлуқ партком секретари ма шиңруй вә уйғур аптоном районниң рәиси әркин тунияз 2023-йиллиқ яш хитайшунасларни тәрбийәләш синипиниң оқуғучилири билән көрүшкән. Ма шиңруй бу учришишта сөз қилип, уйғур елида һәр милләт хәлқниң тинч вә хушаллиқ ичидә яшаватқанлиқни илгири сүргән. Шуниң билән бир вақитта яш хитайшунаслардин уйғур елида алған яхши тәсиратлирини вә хитайниң шинҗаң һекайисини давамлиқ сөзләп беришни үмид қилип мундақ дегән:

“силә көргәндәк, шинҗаңда омумий иҗтимаий вәзийәт муқим болуп, иқтисад тәрәққий қилмақта. Һәр милләт кишилири тинч вә хушаллиқ ичидә яшайду. Бу америка вә башқа ғәрб дөләтлиридики бәзи таратқулар тарқатқан миш-миш параңларға әң күчлүк рәддийә бериду. Силәрниң хитай билән чәтәл оттурисидики алақини чоңқурлаштуруп, хитайниң шинҗаң һекайисини сөзләп беришиңларни үмид қилимән”.

Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруй вә аптоном районниң рәиси әркин туняз үрүмчидә хитайшунас яшларни тәрбийиләш программисидики оқуғучилар билән көрүшти. Бу учришишта(солдин оңға, үстидин астиға) хавмәйте, павла, ши шявхуа вә лин җяхав айрим-айрим сөзлиди. 2023-Йили 24-өктәбир.
Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруй вә аптоном районниң рәиси әркин туняз үрүмчидә хитайшунас яшларни тәрбийиләш программисидики оқуғучилар билән көрүшти. Бу учришишта(солдин оңға, үстидин астиға) хавмәйте, павла, ши шявхуа вә лин җяхав айрим-айрим сөзлиди. 2023-Йили 24-өктәбир.
xjpeace.cn

Уйғур ели вә хитайдики алий мәктәпләрдә оқутқучилиқ қилған америкалиқ антрополог, маарипчи доктор филис вокаб ханим бу һәқтә зияритимизни қобул қилди. У, ма шиңруйниң дегәнлириниң әмәлийәткә уйғун әмәсликини вә униң тәшвиқат икәнликини көрсәтти. У көз қаршини мундақ шәрһлиди:

“ениқки бу шинҗаңдики өзгиришләргә иҗабий баһа. Бу бир тәшвиқат. Бу өзгиришләр барлиқ милләтләргә ярдәм қиливатамду яки қилмайватамду бу муназирә қилишқа тегишлик. Бу биринчи нохта. Иккинчи нуқта заманивилишишқа қарап илгирилимәктә дәпту. Әгәр заманивилаштуруш уйғурларниң миллий кийим-кечәклири, дини, тили қатарлиқларни чәкләп, пәқәт хәнзу тилини вә коммунизмни дин қилип ишлитиш дегәнлик болса, ундақта бу заманивилаштуруштин гуман қилиш керәк. Заманивилаштуруш ирқий қирғинчилиқ, инсанийәткә қарши җинайәтни, инсанларни халиғанчә түрмигә солашни, аялларни туғмас қилишни, тилни мәҗбурий өзгәртиш қатарлиқларни өз ичигә алмайду. Ма шиңруй болса кона мода мустәмликичи. Уни күнимиздики гитлер дейишкә болиду”.

Америкадики сиясий анализчи доктор андерс кор (Anders Corr) бу һәқтә радийомиз зияритини қобул қилип вә ма шиңруйгә рәддийә бәрди. У яш хитайшунасларни үрүмчигә елип келип тәрбийәләш вә меһман қилишниң мәқсити уйғур елида ирқи қирғинчилиқниң йоқ икәнликини, һәммә ишниң нормал икәнликини тәшвиқ қилиштин ибарәт икәнликини илгири сүрди. У мундақ деди:

“улар, хитай идийәсини, етиқадни вә шәрқи түркистанда ирқи қирғинчилиқ йоқ икәнликини, һәммә ишниң нормал икәнликини тәшвиқ қилишни арзу қилиду. Йәрлик хәлқниң хушал икәнликини вә уларниң дини һәм мәдәнийитини һөрмәт қилғанлиқини тәшвиқ қилиду. Бу тоғра әмәс. Улар бир қисим тәрбийәләнгән артисларни ишлитиш арқилиқ у йәрдики хәлқниң хушал-хурам вә бәхтлик яшаватқанлиқи туйғусини бериду. Уссулчиларға хушал көрүнүшини вә күлүмсиришини ейтиду. Әгәр артислар йетәрлик күлүмсиримисә, йүзидә йетәрлик тәбәссум ипадә қилмиса җаза лагериға әвәтилиду. Ениқки, бу кишиләр көз яшлири билән күлүмсирәп туруп, тешида күлүп ичидә йиғлап хизмәт қилиду. Бу совет иттипақиниң тәшвиқат паалийити үчүн ‛потемкин кәнтини‚ қурған билән охшаш иш. Қаримаққа у кәнт бир гүзәл сотсиялистик җәннәт иди. Әмәлийәттә у кәнт бир топ артислар вә сахта кишиләрдин тәркиб тапқаниди. Шималий корейәму шундақ қилди. Шуңа хитай аста-аста шималий корейәгә айлиниватиду. Униң шималий корейәгә айлиниши бәк ечинишлиқ.”

2023-Йиллиқ яш хитайшунасларни тәрбийәләш пирограммисиға қатнашқан курсантлар билән ипархан бағчисидики артисларниң хатирә сүрити.2023-Йили 18-өктәбир, қәшқәр
2023-Йиллиқ яш хитайшунасларни тәрбийәләш пирограммисиға қатнашқан курсантлар билән ипархан бағчисидики артисларниң хатирә сүрити.2023-Йили 18-өктәбир, қәшқәр
www.ts.cn

Мәзкур хәвәрдә баян қилинишичә, иран теһран университети куңзи институтиниң мудири хав мәйте, руминийә пәнләр академийәсиниң ярдәмчи тәтқиқатчиси павла, германийә тубинген университетидин доктор ши шявхуа вә малайшия хитай музейи иҗраийә мудири лин җяхав қатарлиқлар ма шиңруй билән болған учришишта хитай ахбаратиға айрим-айрим сөз қилип өзиниң тәсиратлирини сөзлигән. Улар уйғур елида 15 күндәк өгиниш, сөһбәт, нәқ мәйдан зиярити, пикир алмаштуруш вә саяһәт арқилиқ “шинҗаң яхши җай” дегән ортақ һессиятқа кәлгәнликини ейтқан. Улар мундақ дегән: “биз шинҗаңниң тинч бихәтәр йәр икәнликини, болупму шинҗаңдики көп мәнбәлик мәдәнийәт, көп милләт вә динларниң бирлишиши билән инақ биллә мәвҗут болуп турғанлиқиға шаһит болдуқ. Хитайниң очуқ вә кәң қорсақлиқини һес қилдуқ. Ғәрб дуняси хитайниң шинҗаңға техиму актип вә очуқ позитсийә билән қариши керәк”.

Һалбуки, доктор филис вокаб ханим өзиниң уйғур илида яшиғанлиқини вә көп қетим саяһәткә барғанлиқини, шуниңдәк көргән вә билгәнлирини мисал қилип туруп бу яш хитайшунасларниң пикириниң реаллиққа уйғур әмәсликини баян қилди. У көз қаршини мундақ оттуриға қойди:

“1987-йилидин 2019-йилиғичә болған вақиттики сәккиз қетимдин артуқ зиярәттә, мән шинҗаңда көп чәкләшләргә учридим. Буниң ичидә мән у йәрдә турған вә хитайда ишлигән узун вақитлардиму шундақ болди. Мән баралмайдиған йәрләр бар иди. Мән көрәлмәйдиған ишлар бар иди. Маңа һәмишә бир йәргә беришқа рухсәт қилинған болса, башқа бир йәргә беришқа рухсәт қилинмиған. Мән һәр хил йөнилишләргә қарап меңишқа мәҗбур болғанидим. Бу сиз биләләйдиған нәрсә. Униң үстигә саяһәт гурупписи наһайити асан чәклиниду. Мән бу яшларниң шинҗаңда ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләрни аңлиғанлиқидин гуманлинимән. Әмма ким уларни түрмини көргили башлап апириду? бундақ болуши мумкин әмәс. Шинҗаңдики кишиләр өзлири тәсвирләшкә мәҗбурланған барлиқ нахша-уссул көрүнүшлириниң арқисида немә барлиқини сөзлийәлмәйду”.

Доктор андерс корниң қаришичә бу яш хитайшунасларниң бир қисми садда, йәнә бир қисми пурсәтпәрәс икән. У йәнә уларниң хитайда туруп хитайни ақлаш вә дуняға чақирип қилиш салаһийити йоқ деди. У мундақ деди:

“уларниң бәзилири садда болуши мумкин. Бәзилири чәтәлгә һәқсиз саяһәт қилишни ойлайду. Бәлким улар әзәлдин чәтәлгә чиқип бақмиған, шуңа чәтәлгә чиқишни арзу қилиду. Бәлким уларниң бәзилири әзәлдин хитайни зиярәт қилип бақмиған. Бу, хитайни саяһәт қилиш үчүн уларға яхши пурсәт. Дөләтлиригә қайтқандин кейин мән хитайни зиярәт қилдим вә улар(хитай) яхши дәйду. Хитай даирилири бу хитайшунасларға уйғур вә шәрқи түркистан һәққидә тоғра өчүр бәрмәйду. Хитайшунасларға сахта хитайни көрситиду. Хитай һөкүмити улардин хитай һәққидә вә хитай һөкүмитиниң сиясити һәққидә яхши нәрсиләрни сөзләшни күтиду. Әмәлийәттә уларниң хитайда туруп у шәкилдә сөзләш салаһийити йоқ. Пәқәт хитайдин йирақ туруп йәни чәтәлдә туруп, хитайни обйектип тәһлил қилғили болиду.”

Уйғур елида яшап өгиниш вә тәтқиқатлар билән шуғуллинип яхши нәтиҗиләрни қолға кәлтүргән уйғуршунас доктор руни стенберг (Rune Stenberg) “хитай һөкүмити тоғрини хата, хатани тоғра қилип көрситип, бу хтайшунаслардин пайдилинип дуняни қаймуқтуруш вә көз боямчилиқ қилиш үчүн буларни ишлитиду” дәп көрсәтти. Ахирда, у йәнә “хитайшунасларниң җәмийәт алдида әхлақи бурчи бар. Хитайшунаслар өзиниң аммиви ролиға алаһидә етибар бериш керәк” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.