Японийәдә һөкүмәт орунлириниң қоллиши билән уйғур қирғинчилиқини тонуштуруш паалийити өткүзүлди
2025.01.30

Японийә уйғур җәмийити уйғур ирқий қирғинчилиқи вә уйғурларниң әң йеңи вәзийитини японийәдики һәр қайси шәһәрләрдә охшимиған шәкилләрдә аңлитишни давамлаштурмақта.
Игилишимизчә, 1-айниң 27-күнидин 28-күнигичә японийә мийә наһийәсиниң йига шәһиридә уйғур қирғинчилиқи тоғрисида доклат бериш йиғини, кочида нутуқ сөзләш вә варақчә тарқитиш паалийити өткүзүлгән. Мәзкур паалийәт йига шәһәрлик һөкүмәтниң қоллиши билән шәһәрлик һөкүмәтниң залида өткүзүлгән. Йиғинға японийә уйғур җәмийитиниң мәсуллиридин башқа, йига шәһәрлик һөкүмәтниң хадимлири вә хәлқ аммисидин болуп көп санда киши қатнишип, уйғурларни қоллайдиғанлиқини билдүргән.
Бу паалийәтни уюштурған японийә уйғур җәмийитиниң идарә һәйәт әзаси вә дуня уйғур қурултийиниң шәрқий җәнубий асия дөләтлиридики хизмәтлиригә мәсул вәкили савутҗан мәмәт әпәнди телефон зияритимизни қобул қилди. У, алди билән 1-айниң 27-күнидики паалийәтниң мәзмуни һәққидә мәлумат берип мундақ деди: “бу йиғинда мән уйғурларниң һазирқи омумий вәзийити вә тайландта қамилип турған 48 нәпәр уйғурниң әһвали тоғрисида тәпсилий мәлумат бәрдим. Доклатни аңлиғанлар буниңға қизиқип: ‛хитайниң чегра һалқиған бастуруши күчийиватқан бүгүнки күндә силәрниң японийәдики һаятиңлар бихәтәрму? бундин кейин силәргә қандақ ярдәм бәрсәк болиду?‚ дегән соалларни сориди”.
Японийә уйғур җәмийити нурғун паалийәтләр өткүзгәндә, парламент әзалири вә аммиви тәшкилатлар қоллиған болсиму, лекин көпинчисини һөкүмәт орунлири биваситә қоллап бақмиған икән. Бу қетимқиси уйғурларниң японийәдики һөкүмәт даирилири қоллиған үчинчи паалийити болуп һесаблинидикән. Савут мәмәт әпәндиниң билдүрүшичә, бу әһвал японийәдә уйғур дәвасиниң барғанчә һөкүмәт орунлириниң қоллишиға еришиватқанлиқини көрситидикән.
Японийә уйғур җәмийитиниң рәиси әхмәт летип әпәнди, японийәдә үч йилдин буян давамлаштуруп кәлгән муһим паалийитини тилға елип мундақ деди: “японийәдә үч йилдин буян үзүлдүрмәй елип бериватқан бир паалийитимиз бар. Бу болсиму японийәдики пүтүн шәһәр вә йезиларни айлинип йүрүп уйғур ирқий қирғинчилиқи тоғрисида гуваһлиқ бериш йиғинлири уюштуруш, көргәзмә ечиш, һөҗҗәтлик филимларни қоюш вә кочиларда тәшвиқат варақчилири тарқитиштур”.
Әхмәт летип әпәнди, японийә уйғур җәмийитиниң 2024-йил ичидә японийәниң 9 шәһиридә бу хил паалийәтләрни өткүзгәнликини, 2025-йилдики тунҗи паалийәтни 27- вә 28-январ күнлири японийә мийә наһийәсиниң йига шәһиридә өткүзгәнликини баян қилди.
2022-Йил 11-айниң 16-, 17-күнлири японийә чиба шәһәрлик һөкүмәт вә маарип идарисиниң қоллиши билән уйғур мәдәнийити вә уйғур елиниң һазирқи еғир вәзийити тонуштурулған көргәзмә өткүзүлгән болуп, бу японийәдики һөкүмәт орунлириниң қоллиши билән өткүзүлгән тунҗи паалийәт һесаблинидикән.