Абдулһәкимхан мәхсумниң һаяти вә күрәш йоли (1)

Мухбиримиз қутлан
2018.04.17
Abdulhekimxan-mexsum-rediye.JPG Түркийәдики шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң сабиқ рәһбири мәрһум абдулһәкимхан мәхсум әпәнди. 2013-Йили июл, түркийә.
RFA/Arslan

1-Бөлүм: истанбулдики уйғурлар

Мәрһум абдулһәкимхан мәхсум һаҗим 2016-йили 12-айниң 22-күни туюқсиз аләмдин өтти. Күтүлмигән бу мусибәт хәвири истанбулдики уйғур җамаитиниң йүрәклирини өртиди. Бу хәвәр түркийәдики уйғур җамаитинила әмәс, бәлки муһаҗирәттә яшаватқан пүткүл уйғур хәлқини еғир мусибәткә чөмдүрди.

Мәрһум абдулһәкимхан мәхсум қаза қилғанда техи әмдила 53 яшта иди. Униң күрәш йоли, ғайиси, арзу-арманлири вә йирақтики вәтини һәққидики хияллири техи түгимигән иди.

У, мунқәрз вәтинидә һөрлүк қуяшиниң һаман бир күни парлайдиғанлиқиға, асарәттики хәлқиниң миллий ирадисиниң һаман бир күни реаллишидиғанлиқиға, түрлүк-түмән мәзһәп вә еқимларниң тоқунушлири ичидә қалған вәтәндашлириниң һаман бир күни ислам роһиға әң мувапиқ вә әң мөтидил болған бир йолни тапалайдиғанлиқиға шәксиз ишинәтти…

Абдулһәкимхан мәхсум вапатидин 10 ай илгири, йәни 2016-йили 2-айниң башлирида истанбулдики өйидә радийомиз зияритини қобул қилип, өзиниң муһаҗирәттики уйғур җамаити вә уларниң күрәш йоли тоғрисидики қарашлирини шәрһләп өткән иди.

Шу қетимлиқ йүзму-йүз сөһбитимиздә мәрһум түркийәдики, җүмлидин истанбулдики уйғур җамаити, уларниң көчүш тарихи, җамаәтлишиш әһвали, миллий вә диний кимлики, уларниң түркийә җәмийитигә маслишиш вә өзини сақлаш тәқәззаси шундақла улар дуч келиватқан әң җиддий мәсилиләр һәққидә өзиниң бир йүрүш қарашлирини шәрһләп өткән иди.

У шу қетимлиқ сөһбитимиздә мундақ дегән иди: “истанбул түркийәниң йүрики шундақла бир хәлқаралиқ дәриҗидин ташқири чоң шәһәр. Нурғун кишиләр истанбулниң көп қатламлиқ мәдәнийәт муһити, рәңгарәң кишилири, һәммини һәзим қилалайдиған һәм әнәниви һәм ечиветилгән роһиға қарап, уни америкиға охшитиду. Уйғур җамаити топлишип олтурақлашқан зәйтинбурну районида истанбулниң юқириқидәк алаһидиликлири техиму рошән әкс етиду. Йиллардин буян уйғур җамаити зәйтинбурну райониниң бир муһим парчисини тәшкил қилип, бу йәрдики йәрлик хәлқләргә өзлириниң әң яхши образи билән яхши тәсир қалдуруп кәлмәктә…”

Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.