Абдулһәкимхан мәхсумниң һаяти вә күрәш йоли (8)

Мухбиримиз қутлан
2018.06.05
abdulhekim-mexsum-hajim-yighinda-sozde.jpg Мәрһум абдулһәкимхан мәхсум һаятиниң әң ахирқи йилида истанбулдики бир йиғилишта сөз қилмақта. 2016-Йил, түркийә.
RFA/Arslan

8-Бөлүм: хитай зинданлирида өткән қабаһәтлик йиллар

1990-Йилидин кейин хитайниң уйғур дияриға йүргүзгән сияситидә дираматик өзгиришләр йүз беришкә башлайду. Шу йили 4-айда партлиған барин қозғилиңи қанлиқ рәвиштә бастурулиду. Униңға улапла уйғур дияриниң җай-җайлирида мәсчит-җамәләр вә диний мәктәпләргә қаритилған тәқиб һәссиләп күчийип, 1980-йиллардин буян йетишип чиққан диний саһәдики уйғур сәрхиллири тутқун қилинишқа башлайду. Хитай һөкүмити йәнә бир тәрәптин уйғур диярида идеологийә саһәсидә “тазилаш” елип берип, тарихчи турғун алмасниң “уйғурлар” қатарлиқ 3 китабиға һуҗум башлайду. Шундақ қилип, 1980-йиллардики қисқиғинә 10 йил җәрянида өз миллий кимлики вә кәлгүси тәқдири һәққидә ойлиниш пурситигә еришкән уйғур җәмийити йәнә бир қетим хитай коммунист реҗиминиң тәқиб нишаниға айлиниду.

Вапатидин 9 ай илгири уйғур бүгүнки заман тарихидики бу кәскин өзгиришләрни өз кәчмишлиригә бағлап баян қилған мәрһум абдулһәкимхан мәхсум һаятидики боран-чапқунлуқ сәргүзәштиләрниң дәл ашу йилларда башланғанлиқини тилға алиду.

1980-Йилларниң ахирлирида мәрһум абдулһәкимхан мәхсум өз исми билән исимдаш болған қағилиқтики даңлиқ диний өлима вә йетишкән ислам алими мәрһум абликимхан мәхсум һаҗимниң қолида тәлим елип диплом алиду вә өзиниң юқири билими билән йеңи әвлад яш диний сәрхилләр арисида тонулушқа башлайду. У бу йиллардики сәргүзәштлирини баян қилғинида хитай даирилириниң барин инқилабидин кейинла өзигә диққәт қилишқа башлиғанлиқини, 1992-йилиға кәлгәндә қағилиқ наһийәлик сақчи идарисиниң уни қолға алғанлиқини вә наһийәлик сотниң униңға 4 хил җинайәт артип 9 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқини илгири сүриду.

Абдулһәкимхан мәхсумниң 29 йешида хитай сақчилири тәрипидин қағилиқта қолға елиниши вә йәкән наһийәсиниң пәйло түрмисигә қамилишиниң җәрянлирини әң яхши билидиған аяли мәрйәмгүл тәклимакан ханим бу һәқтә радийомиз зияритини қобул қилип толуқлима бәрди. У йолдиши абдулһәкимхан мәхсумниң шу йилларда өзи билән исимдаш болған устази, даңлиқ диний диний алим мәрһум абликимхан мәхсум дамолла һаҗим билән бирликтә үрүмчидики ислам институтида талипларға бир мәзгил дәрс өткәнликини, шу сәпәрдин қайтип қағилиққа йетип кәлгән күниниң әтиси, йәни 1992-йили 7-айниң 29-күни қолға елинғанлиқини тәкитләйду.

Мәрйәмгүл ханим шу күнидики тутқунда қағилиқ наһийәлик сақчи идарисиниң абдулһәкимхан мәхсум билән бирликтә униң икки иниси вә нәврә туғқанлири болуп бир аилидин 5 кишини тутқун қилғанлиқини әсләйду.

Мәрйәмгүл тәклимакан ханим шу йиллардики қабаһәтлик кәчмишләрни қайта әслигинидә қәлби қирилиду. Униң баян қилишичә, қағилиқ наһийәлик сот мәһкимиси абдулһәкимхан мәхсумға 4 хил җинайәт артип 9 йиллиқ қамақ җазаси бериду. Улар бу һөкүмгә наразилиқ билдүрүп қәшқәр вилайәтлик оттура сотқа әрз суниду. Қәшқәр вилайәтлик оттура сот бу делоға қайта қарап чиқип, “дәлил-пакитлар йетәрлик әмәс” дегән һөкүмни чиқириду вә җаза муддитини 5 йилға қисқартиду. Шуниңдин кейин абдулһәкимхан мәхсум қағилиқ түрмисидин йәкән пәйлодики түрмигә йөткилип җаза муддитини өтәйду.

“дадам бизниңла дадимиз әмәс, бәлки әтраптики муһтаҗларниң, бешиға күн чүшкәнләрниң вә ярдәмгә еһтияҗи бар һәрқандақ бир инсанниң дадиси иди, ” дәйду мәрһум абдулһәким мәхсумниң һазир истанбулда яшаватқан қизи мәнзурә тәклимакан. У мәрһум дадисиға болған чоңқур һөрмити вә сеғинишлири ичидә өткән күнләрни әслигинидә дадисиниң һечқачан өзини вә аилисинила ойлап яшиған киши әмәсликини, бәлки пүткүл ой-хияллириниң өз хәлқиниң бүгүнки қисмәтлири вә кәлгүси тәқдири билән гирәлишип кәткәнликини тилға алиду.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.