Абдулһәкимхан мәхсумниң һаяти вә күрәш йоли (9)
2018.06.12
9-Бөлүм: вәтәнни тәрк етишкә мәҗбур болуш
1992-Йили язда әмдила 29 яшқа киргән абдулһәкимхан мәхсумниң қағилиқтики өйидә хитай сақчилири тәрипидин тутқун қилиниши униң кейинки шәхсий һаяти вә аиливи турмушидики паҗиәлик кәчмишләрниң башлиниши болуп қалиду.
1996-Йилиниң ахири у йәкән пәйлодики 5 йиллиқ түрмә һаятини ахирлаштуруп аилисидә бари-йоқ аран 3 ай туралайду. Қағилиқ наһийәлик сақчи даирилири униң пейигә йәнә чүшүп, кечә-күндүз арам бәрмәйду. Йүз бәргүси бир пешкәлликниң қара сайиси униңға йәнә йеқинлап келиду. Қайта қолға елиништин бирқанчә күн бурун йеқинлири арқилиқ учур йәткүзүлгән абдулһәкимхан мәхсум бир кечидә киндик қени төкүлгән ана юрти қағилиқтин чиқип кетишкә мәҗбур болиду.
У қағилиқтин шу айрилғанчә үрүмчи, турпан, пичан, санҗи, қутуби қатарлиқ җайларда йөткилип йүрүп йошурунчә яшаш мәҗбурийитидә қалиду. Ахири қутубидики бир қериндишиниң ярдими билән башқа бир исимда паспорт ишлитип, 1997-йили чәтәлгә чиқип кетиду.
Мәрһум абдулһәкимхан мәхсумниң аяли мәрйәмгүл тәклимакан ханимму бу һәқтә әслимә тәқдим қилип, йолдишиниң әйни вақитта түрмидин чиқип өйидә аран 3 ай туралиғанлиқини, қайтидин тутқун қилинишниң шәписи сезилгәндә тағисиниң өз оғлини қошуп, абдулһәкимхан мәхсумни қағилиқтин қачурувәткәнликини баян қилди.
Мәрһум абдулһәкимхан мәхсум һаятиниң ахирқи йили өз кәчмишлири һәққидә қалдурған авазлиқ баянида өз бешиға вә аилисигә кәлгән паҗиәләрниң 1992-йилидидики тутқундин башланғанлиқини тилға алиду. У 1997-йили вәтәндин айрилишқа мәҗбур болғандин кейин оттура асия әллири, иран, мисир қатарлиқ дөләтләрдә сәргәрдан болиду. 6 Йилдин кейин аяли мәрйәмгүл билән мисирда җәм болиду. Кейинчә чоң қизи билән оғлини башқиларниң ярдими билән миң бир җапада елип чиқиду. Үчинчи балиси 11 яшқа киргәндә башқиларниң паспортиға рәсимини чаплитип хитай чеграсидин өткүзиду. Төтинчи балиси һәсәнҗан ата-анисидин тирик айрилип шу пети қағилиқта қәп қалиду.
Мәрйәмгүл ханим ашу йиллардики еғир кәчмишләрни әслигинидә қәлби өртиниду. У мәрһум абдулһәкимхан мәхсум билән 1986-йили той қилип аран 6 йил биллә өй туталиғанлиқини, 1992-йили йолдиши қолға елинғандин кейин өзиниң яр-йөләксиз, балилириниң дадисиз қелип, аҗайип еғир күнләрни бешидин өткүзгәнликини һәсрәт билән әсләйду.
У йәнә вәтәндә қәп қалған 4 пәрзәнтидин алдинқи үчиниң түрлүк мүшкүлатлар билән чәтәлгә чиққанлиқини, уларниң дадиси билән җәм болғучә балилиқ дәври ахирлишип чоп-чоңла кишиләргә аялнғанлиқини, төтинчи пәрзәнти һәсәнҗанниң шу пети қағилиқта қәп қалғанлиқини вә һазир хитай түрмисидә йетиватқанлиқини чәксиз азаб иликидә баян қилиду.
Мәрһум абдулһәкимхан мәхсумниң һазир истанбулда яшаватқан чоң қизи мәнзурә тәклимакан радийомиз зияритимизни қобул қилғанда дадисиниң шунчә узун һиҗран азаблириға қаримастин пәрзәнтлириниң оқушиға қаттиқ тәләп қоюп кәлгәнликини алаһидә тилға алиду.
У дадиси һәққидә гәп қилғанда чоңқур сеғиниш вә һөрмәт билән мундақ дәйду: “дадам бизниңла дадимиз әмәс, бәлки муһаҗирәттики көплигән уйғур балилириниң ғәмгузар дадиси иди. У һәрвақит ярдәмгә муһтаҗларниң, бешиға күн чүшкәнләрниң шундақла қийинчилиққа йолуққанларниң қешида пәйда болатти. Аилимизниң иқтисадий вә әмәлий имканийәтлири чәклик болушиға қаримай, дадам һеч бир инсанниң көңлини наүмид қалдурған әмәс.”
(Давами бар)