Абдулһәкимхан мәхсумниң һаяти вә күрәш йоли (11)

Мухбиримиз қутлан
2018.07.10
Abdulhekimxan-mexsum-Taylandtin-Xitaygha-qayturulghan-oghli-Hesenjan.jpg Мәрһум абдулһәкимхан мәхсум һаҗимниң тайландтин хитайға қайтуруп елип кетилгән кичик оғли һәсәнҗан. (Орни вә вақти ениқ әмәс)
RFA/Arslan

11-Бөлүм: “муһаҗирәттә төлигән еғир бәдәлләр”

Мәшәл көтүргән инсанлар гәрчә қолидики мәшәлниң йоруқи билән миңлиған инсанларниң йолини йорутуп маңсиму, әмма уларниң шәхсий инсан сүпити билән өз һаятида төләйдиған бәдәллири адәттики кишиләрдин еғир болиду.

Мәрһум абдулһәкимхан мәхсумниң күрәш қайнимида өткән қисқиғинә һаятини әслигинимиздә униң аилиси вә пәрзәнтлири билән қошулуп төлигән бәдәллириниң нәқәдәр еғир болғанлиқини, бу бәдәлләрниң пүткүл уйғур хәлқи дуч келиватқан миллий трагедийәләрниң бир қисми икәнликини чоңқур һес қилимиз.

Мәрһум һаятиниң ахирқи йили, йәни 2016-йилиниң март айлирида өз аилиси вә пәрзәнтлири дуч кәлгән паҗиәлик кәчмишләр һәққидә тунҗи қетим еғиз ачиду. У 1990-йилларда шәхсән өзи бешидин өткүзгән аччиқ кәчмишләрниң аридин 20 йилдәк вақит өткәндә кичик оғли һәсәнниңму бешиға кәлгәнликини алаһидә тилға алиду. Абдулһәкимхан мәхсумниң әскәртишичә, у әйни вақитта түрмидин чиққинида кичик оғли һәсән билән аран 3 ай биллә яшиялайду. Хитай сақчилириниң әйни вақитта из қоғлап кәйнигә кириши нәтиҗисидә у вәтәнни тәрк етип чәтәлгә чиқип кетишкә мәҗбур болиду. Шуниңдин кейин кичик оғли һәсән билән йүз көрүшәлмәйду. Аридин 20 йилдәк вақит өткәндә тайландқа қечип чиққан оғли һәсән тайланд сақчилири тәрипидин тутқун қилиниду. Узун өтмәй хитай сақчилири һәсән вә униң аялини тайланд түрмисидики башқа йүздәк уйғур мусапир билән бирликтә хитайға қайтуруп кетиду. Һәсән худди атиси абдулһәкимхан мәхсумға охшашла қизи патимә билән аран 6 ай биллә яшиялайду. Һәтта тайланд түрмисидә туғулған оғли муһәммәд билән бир қетимму көрүшәлмәйду.

Мәрһум абдулһәкимхан мәхсум өзи вә пәрзәнтлири дуч кәлгән еғир паҗиәләр шундақла пүтүн аилиси бойичә төлигән зор бәдәлләр һәққидә еғиз ачқинида пүтүн дуня хәлқигә мунуларни мураҗиәт қилиду. “оғлум һәсән қаранчуқсиз чоң болуп 20 йилдин кейин әйни вақитта мән төлигән бәдәлләрни тәкрар төлиди, һәтта мәндин ашуруп төлиди. Униң гунаһи пәқәтла мениң оғлум болуп туғулуп қалғанлиқида иди. У бу дуняға келип мениң билән аран 3 айла биллә яшиған иди. Шуниңдин кейин биз ата-бала қайта көрүшәлмигән идуқ. У вәтәндә хитайға қарши қандақтур бирәр һәрикәт яки бирәр тәшкилатқа қатнишиш әмәс, бәлки нопуссиз, кимликсиз вә мәктәп йүзи көрүш һоқуқидинму мәһрум яшиған бир бала иди. Бүгүн хитай өзини дунядики бир ‛қудрәтлик дөләт‚, ‛иккинчи номурлуқ иқтисадий зор күч‚ шундақла нәччә миң йиллиқ тарихқа игә ‛мәдәнийәтлик дөләт‚ дәп җар селиватиду. Униң ‛қудрәтлик‚ лики, ‛мәдәнийәтлик‚ лики қени? мениң оғлумниң һекайиси әмәлийәттә хитайниң маһийәт җәһәттин мәңгү өзгәрмәйдиған мустәбит характерини көрситип турмамду!? мән дуня хәлқигә хитай тоғрилиқ қайта ойлинишни, униң маһийитини яхши чүшинишни тәвсийә қилимән…”

Мәрһум абдулһәкимхан мәхсумниң аяли мәрйәмгүл ханимму бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, тайланд һөкүмитиниң хитай билән болған ички аңлашма нәтиҗисидә оғли һәсән билән келини руқийәни хитайға йолға салғанлиқини, уларниң икки яшлиқ қизи билән техи бир яшқиму кирмигән оғлини айрип елип түркийәгә йолға салғанлиқини чәксиз азаб иликидә баян қилди.

Мәрһум абдулһәкимхан мәхсум шу қетим радийомизға қалдурған авазлиқ баянида шәрқий-җәнубий асиядики уйғур мусапирлар кризиси вә униң паҗиәлик ақивәтлири һәққидә хитай һөкүмити билән бир қатарда тайланд һөкүмитиниңму баш тартип болмайдиған мәсулийити барлиқини әскәртип өткән иди. У бу һәқтә мундақ дегән иди: “оғлум һәсәнниң қолида бейҗиңдики түрк әлчиханиси қанунлуқ бәргән түркийә паспорти бар иди. Чүнки униңдин илгирила биз түркийә һөкүмитигә илтимас сунуп, вәтәндә қәпқалған оғлумни түркийә пуқралиқиға өткүзгән идуқ. Қолида түркийәниң қанунлуқ паспорти бар болған бир кишини тайланд даирилириниң хитайниң бесими билән түркийәгә әмәс, бәлки хитайға қайтурушниң өзи хәлқара қанун-бәлгилимиләргә вә шундақла түркийә һөкүмитиниң иззәт-абруйиға қилинған бир һақарәт, дәп чүшинимән!”

Мәрһум абдулһәкимхан мәхсум һаҗимниң савақдиши вә мәсләкдашлиридин һазир түркийәдә яшаватқан доктор атавулла шәһяр әпәнди зияритимизни қобул қилип, “гәрчә абдулһәкимхан мәхсум һаҗимниң оғли тайландтин хитайға қайтурулған вә һазирғичә из-дерики болмиған болсиму, әмма у бу паҗиәни шәхсий өзигила әмәс, бәлки пүткүл уйғур хәлқиниң бешиға келиватқан миллий трагедийәниң бир қисми, дәп чүшинәтти, ” дәйду.

Мәрһум абдулһәкимхан мәхсумниң һазир түркийәдә яшаватқан қизи мәнзурә тәклимакан дадисиниң туюқсиз вапатидин кейин нурғун ишларни қайта әсләп чиққанлиқини, дадисиниң өз һаятида шунчә еғир бәдәлләрни төлигән туруқлуқ һечқачан ишәнч вә ғурурини йоқитип бақмиғанлиқини, һәр вақит мунқәрз вәтини билән әзиз хәлқини һәмминиң алдиға қоюп кәлгәнликини тилға алиду.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.