Абдулһәкимхан мәхсумниң һаяти вә күрәш йоли (12)

Мухбиримиз қутлан
2018.07.24
Merhum-Abdulhekim-Mehsum-Hajim-02.png Мәрһум абдулһәким мәхсум һаҗим истанбул зәйтинбурнудики өйидә радийомиз зияритини қобул қилмақта. 2016-Йил феврал. Истанбул, түркийә.
RFA/Qutlan

12-Бөлүм: тайландтики уйғур мусапирлар киризисидин дуняға соал

2013-Йилидин 2015-йиллириғичә давам қилған шәрқий-җәнубий асия әллиридики уйғур мусапирлар кризиси уйғур бүгүнки заман тарихидики йәнә бир қетимлиқ зор вәқә болуп қалди. Бу вәқә хитайниң уйғурларға қаратқан миллий вә диний бастуруш сияситиниң ич йүзини ашкарилапла қалмастин, бәлки йәнә уйғур мәсилисиниң бир учиниң чегра һалқиған хәлқаралиқ мәсилигә, йәни дуня мусапирлар кризисиниң бир қисмиға айлиниватқанлиқиниму көрситип бәрди.

Нәччә миңлиған уйғурларниң юртлирини ташлап хитайниң җәнубий өлкилири арқилиқ шәрқий-җәнубий асия әллиригә өтиши, уларниң топ-топи билән вийетнам, тайланд вә малайшияда тутқун қилиниши, тайланд түрмилиридә йилларчә қамақта ятқан миңлиған уйғур мусапирлириниң хитайдин түркийә созулған бу узақ “һиҗрәт” сәпиридә соруқчилиқ тартишиниң сәвәби зади немә? дуня, шу җүмлидин дуня тәртипини контрол қиливатқан зор күчләр немә үчүн бу мәсилидә җим турувалди? хитайға немә үчүн соал қоймиди?

Шәрқий-җәнубий асиядики уйғур мусапирлар кризиси давамида көрүшмигили 20 йил болған оғли, йүзиниму көрүп бақмиған келини вә қечиш сәпиридә туғулған нарәсидә нәврилириниң паҗиәси билән еғир бәдәл төлигән мәрһум абдулһәкимхан мәхсум 2016-йилиниң март айлирида бу мәсилә бойичә дуня җамаәтчиликигә соал ташлайду.

Мәрһум абдулһәкимхан мәхсум әйни вақитта шәрқий-җәнубий асиядики уйғур мусапирлири кризиси бойичә японийә мухбирлириниң зияритини қобул қилғинида, бу паҗиәлик кризисниң түп сәвәбиниң хитай һакимийитиниң мустәмликә сияситидә икәнликини тәкитләйду. У йәнә бу нуқтидин хитайниң қошниси болған японийәни һаман бир күни оттуриға чиқидиған хитай тәһдитидин агаһландуриду. 

У йәнә бу қетимлиқ уйғур мусапирлар кризисиниң арқа көрүнүши, келип чиқиш сәвәблири вә униң паҗиәлик ақивәтлири һәққидә тохталғинида өз оғли һәсән билән келини руқийәниң бу сәпәрдики ечинишлиқ қисмәтлирини мисал сүпитидә тилға алиду. 

Мәрһум абдулһәкимхан мәхсум һаятиниң ахирқи мәзгиллиридә өзиниң қиливатқан ишлири вә бурчи һәққидә тохтилип мундақ дәйду: “хәлқимиз 60 йилдин буян өзигә хас болған миллий маариптин, миллий роһтин, тоғра вә мөтидил болған диний тәрбийәдин айрилип қалди. Бүгүнгә қәдәр көплигән кишилиримиз өзлириниң һәқ-һоқуқлирини тониғини йоқ. Дуня билән өзи оттурисида зади қанчилик узақ арилиқниң мәвҗутлуқини толуқ һес қилғиниму йоқ. Шуңа мән пүтүн вақтим вә зеһнимни тәшвиқат вә тоғра болған диний тәрғибат ишлириға сәрп қиливатимән.”

Мәрһум абдулһәкимхан мәхсум 2016-йилиниң декабир айлирида туюқсиз қаза қилди. Мәрһумниң аяли мәрйәмгүл ханим йеқинда йолдишиниң әйни йиллири вәтәндин айрилишқа мәҗбур болуп мисир қатарлиқ әлләрдә узун мәзгил илим тәһсил қилғанлиқи, 2005 йилиниң ахири пүтүн аилиси билән түркийә көчүп келип олтурақлашқанлиқини әслимә қилди.

Мәрйәмгүл ханим йәнә мәрһум йолдишиниң таки 2005-йилиғичә вәтәнгә қайтип хәлқи үчүн хизмәт қилиш пурситини күткәнликини, әмма шу йилиниң ахирлири хитай һөкүмитиниң өзи үстидин чиқарған тутуш буйруқидин хәвәр тапқанлиқини, шуниңдин кейин түркийә келип олтурақлишип, истанбулда “шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити” қурушниң тәйярлиқ хизмәтлири билән алдираш болғанлиқини баян қилди.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.