Абдулһәкимхан мәхсумниң һаяти вә күрәш йоли (15)

Мухбиримиз қутлан
2018.08.21
abdulhekimxan-mexsum-jinaza-istanbul-turkiye-2016.jpg Мәрһум дини алим абдулһәкимхан мәхсум һаҗимниң җиназа намизи оқулмақта
RFA/Arslan

15-Бөлүм: мәрһум замандашлириниң хатирисидә

Абдулһәкимхан мәхсум һаҗим аләмдин кәтти, әмма мәрһум өзиниң қисқиғинә һаятида мунқәрз вәтини билән хәлқи үчүн соққан отлуқ йүрикини ташлап кәтти. Мәрһумниң арзу-арманлири, ой-хияллири вә пикир-тәлқинлири замандашлириниң хатирисидә һелиһәм өз тәсирини көрситип, уларни күрәшкә вә үмидкә үндимәктә.

Истанбулдики шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан әпәнди мәрһум абдулһәкимхан мәхсумниң кишилик характери һәққидә тохтилип, иҗабийлиқ билән кәң қорсақлиқниң мәрһумдики әң муһим сүпәтләрниң бири икәнликини тилға алиду.

Мәрһумниң сәпдашлиридин доктор атавулла шәһяр әпәндиму әслимә тәқдим қилип, өзиниң 1985-йили абдулһәкимхан мәхсум билән қағилиқта тонушқанлиқини, әйни вақитта иккисиниң савақдаш болуп қағилиқтики мәшһур диний өлима абликимхан мәхсумдин биллә тәлим алғанлиқини, мәрһумниң шу йилларда йеңи бир әвлад уйғур яшлири арисида әң актип вә әң паалийәтчан бир шәхсийәт болғанлиқини әскәртип өтиду.

Мәрһум абдулһәкимхан мәхсум һаҗим билән биллә оқуған яки биллә паалийәт елип барған замандашлириниң көпчилики мәрһумдики күчлүк тәшкилатчанлиқ қабилийити билән һәр вақит тәңпуңлуқни сақлаштәк дипломатик маһаритини бирдәк тилға елишиду. Болупму мәрһумниң һәрқандақ ишта мумкинсизликни рәт қилидиған үмидварлиқ роһиниң яш әвладларға иҗабий кәйпият ата қилғанлиқини тәкитлишиду.

Доктор атавулла шәһяр әпәнди мәрһум абдулһәкимхан мәхсум һаҗимниң муһаҗирәттики миллий дәва вә уйғур җамаитиниң исламий етиқад мәсилисидә тоғра мәйдан вә мөтидил йол тутуп, һәммә қобул қилалайдиған бир шәхсийәткә айланғанлиқини, бүгүнки пәвқуладдә вәзийәттә униң йоқлуқиниң һәқиқәтәнму билингәнликини тилға алиду.

Һидайәтулла оғузхан әпәнди йәнә мәрһум абдулһәкимхан мәхсумниң мәйли муһаҗирәттики уйғур җамаәтлиридә маарип җәмийәтлириниң қурулушида болсун яки дуня уйғур қурултийиниң паалийәтлиридә болсун униң һәммә тәрәпләр қобул қилалайдиған бир шәхсийәт болуш сүпити билән арилиқтики бошлуқни толдурушқа тиришип кәлгәнликини әскәртип өтиду.

Мәрһумниң аяли мәрйәмгүл тәклимакан ханим зияритимиз җәрянида абдулһәкимхан мәхсум һаҗимниң узун йиллардин буян тәшкилатлар ара ихтилап вә зиддийәтләрни маһирлиқ билән яраштурупла қалмастин, бәлки йәнә айрим шәхсләр оттурисидики тоңларниму ериткүчи болуп кәлгәнликини баян қилиду.

Мәрһумниң һазир истанбулда яшаватқан қизи мәнзурә тәклимакан дадисиниң кишилик характери вә ғайиси һәққидә тохтилип, “дадам һаяти бойи үмидвар яшиған, мумкинсизликни һәр вақит рәт қилидиған, әмма тиришчанлиқни тәшәббус қилидиған киши иди. Болупму дадам мунқәрз вәтинимизниң һаман бир күни азадлиққа еришидиғанлиқиға, хәлқимизниң һаман бир күни әркин вә һөр һаятқа чиқидиғанлиқиға чоңқур ишинәтти,” дәйду.

Ахирида һидайәтулла оғузхан әпәнди мәрһум сәпдиши абдулһәкимхан мәхсумниң һаятиға баһа берип, мундақ дәйду: “әгәрдә мәхсум һаҗим бүгүнму һаят болған болса, муһаҗирәттики уйғурлар арисида көрүлүватқан бу ички җедәл-маҗираларниң йәниму кеңийип кетишини тосуп қалиған болатти. Униң йоқлуқи бүгүн бизгә рәсмий билинмәктә.”

(Түгиди)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.