Абдуқадир дамоллам: “наданлиқ вә тәбриқчилиқ милләтниң хар һәм зәбунлуқта қелишиниң түп сәвәбидур” (12)
2021.06.01

1914-Йилиниң баһар пәслидә истанбулдин қәшқәргә йетип кәлгән бир карванниң мубарәк қәдими узун мәзгил бурухтумлуқта қалған бу тупрақ үчүн ойғиниш сигнали чалған иди. Бу карванда “иттиһад вә тәрәққий” тәшкилати тәрипидин шәрқий түркистанға әвәтилгән яш түрк оқутқучи һәбибзадә әһмәд камал, ака-ука мусабайларниң ана бөләк қериндиши обулһәсән мусабай вә истанбулда узун мәзгил оқуған қадир әпәнди қатарлиқ бир топ уйғур оқуғучилар бар иди. Уларниң йетип келиши билән қәшқәр вә униң әтрапидики җайларниң иҗтимаий вә мәдәнийәт кәйпияти бирдинла җанлинип кетиду. яш түрк оқутқучи әһмәд камал баһавудун мусабайниң һамийлиқ қилиши билән атушта “дарилмуәллимин иттиһад” намлиқ оқутқучи йетиштүрүш мәктипи ачиду. Арқидинла қәшқәр шәһиридә “кашғәр нәшир-маарип җәмийити” яки “хәйрийә җәмийити” намида баш җәмийәт, башқа җайларда бу җәмийәтниң шөбилири қурулиду. Йеңи маарипчилиқ, иҗтимаий ислаһат вә миллий ойғиниш садалири узун мәзгил мәһкумлуқ вә җаһаләттә қалған бу әзим тупрақниң атмосферасини қаплайду. Абдуқадир дамоллам, қутлуқ һаҗи шәвқий, әли һаҗи қатарлиқ бир топ от йүрәк сәрхиллар бу қетимлиқ йеңи маарипчилиқ һәрикитиниң әң күчлүк қоллиғучилириға айлиниду.
Һалбуки, бу ойғиниш узунға бармайду. Америкадики яш уйғур билим адәмлиридин таран уйғур әпәндиниң сөзи билән ейтқанда, “қәшқәр вә униң әтрапидики җайларда мәйданға кәлгән мир мәһәллик тәрәққият вә ислаһат һаваси қәшқәрдики бир қисим мәпәәтпәрәс байлар вә җаһил өлималар қатлиминиң күчлүк тосқунлуқиға дуч келиду”.
Әһмәд камалниң “чин түркистан йоллиридики унтулмиған хатириләр” намлиқ әслимисигә қариғанда, өмәр ахунбай билән селим дамолла башчилиқидики җаһил күчләр қәшқәрдә мәйданға кәлгән бу қетимлиқ йеңи маарипчилиқ һәрикитини икки нуқтидин қарилашқа уруниду: улар бир тәрәптин йеңи маарип һәрикитини “динға қарши һәрикәт” дәп хәлққә тәтүр тәшвиқ қилса, йәнә бир тәрәптин хитай даирилиригә әрз сунуп: “бу һәрикәт истиқлалийәтни мәқсәт қилиду” дәп чеқим қилиду. Таран уйғур әпәндиму зияритимиз давамида бу нуқтини алаһидә тәкитләйду.
Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат иниститутиниң профессори алимҗан инайәт әпәнди 1914-йилидин 1915-йиллар арилиқидики қәшқәр вәзийитини чүшиништә әһмәд камалниң ““чин түркистан йоллиридики унтулмиған хатириләр” намлиқ әслимиси билән адил һекмәт бәйниң “асияда бәш түрк” намлиқ әслимисиниң интайин муһим мәнбә икәнликини тәкитләйду. У йоқириқи мәнбәләргә асаслинип, әһмәд камал ачқан мәктәпниң тақилишида өмәр байниң чеқимчилиқидин сирт, қәшқәрдики русийә вә әнгилийә консулханилириниңму қоли барлиқини әскәртип өтиду.
Шундақ қилип, милитарист яң зеңшинниң буйруқи, қәшқәр дотийиниң һийлә-нәйриңи билән қәшқәр вә атуштики йеңи мәктәпләр печәтлинип, әһмәд камал һәпсигә елиниду. Әмма баһавудун мусабай, абдуқадир дамоллам вә башқа милләтсөйәр сәрхиллар пүтүн күчи билән бу қетимлиқ йеңи маарипчилиқ һәрикитиниң мевилирини қоғдап қелишқа тиришиду. Таран уйғур әпәнди бу һәқтики баянлирида баһавудун мусабайниң әһмәд камал биринчи қетим һәпсигә елинғанда, қәшқәрдики хитай сақчи башлиқи билән көрүшкәнлики вә өз намидин капаләтнамә йезип берип, әһмәд камални һәпсидин қутулдуруп чиққанлиқини тәкитләйду.
Һалбуки, узун өтмәйла әһмәд камал иккинчи қетим һәпсигә елинип, милитарист яң зеңшинниң буйруқи билән үрүмчигә ялап елип берилиду. Профессор алимҗан инайәт әпәндиниң илгири сүрүшичә, әһмәд камал үрүмчидики һәпсидә “йеңи һаят” намлиқ гезит чиқириду. Кейинчә бу иш паш болуп қелип, әһмәд камал хитай өлкилиригә йолға селиниду. У кейичә шаңхәй арқилиқ һамбургқа, у йәрдин 1920-йили истанбулға қайтип бариду.
Профессор алимҗан инайәтниң тәкитлишичә, ака-ука мусабайлар билән абдуқадир дамоллам башчилиқидики йәрлик сәрхиллар истанбулдики “тәшкилати мәхсусә” тәрипидин 1914-йилиниң яз айлирида шәрқий түркистанға әвәтилгән адил һекмәт бәй қатарлиқ бәш нәпәр түрк хадим биләнму интайин йеқин мунасивәт орнатқан. Уларниң ортақ тиришчанлиқи арқисида шу йилларда қәшқәр вә униң әтрапидики җайларда хели зор дәриҗидә миллий ойғиниш мәнзириси барлиққа кәлгән.
Таран уйғур әпәндиниң билдүрүшичә, шу йилларда мәйли әһмәд камалниң паалийәтлиригә һәмдәм болушта болсун яки “тәшкилати мәхсусә” тәрипидин шәрқий түркистанға әвәтилгән бәш түрк хадимниң һәрикәтлиригә ярдәм бериш ишида болсун, мусабайлардин башқа, абдуқадир дамоллам, қутлуқ һаҗи шәвқий, әли һаҗи қатарлиқ сәрхиллар интайин муһим ролларни ойниған икән.
Ахирида профессор алимҗан инайәт әпәнди абдуқадир дамоллам башчилиқидики от йүрәк сәрхилларниң шу йилларда милләтниң ойғиниши вә қәд көтүрүши үчүн һаяти билән бәдәл төлигәнликини, абдуқадир дамолламниң 1924-йили сирлиқ сүйиқәст билән өлтүрүлүшиниң буниң ярқин бир мисали икәнликини әскәртип өтти.
(Давами бар)