Абдуқадир дамолламниң қәшқәр хәлқини миссийонерлар- “әқидә оғрилири” ға қарши күрәшкә чақириши (14)

Мухбиримиз қутлан
2021.07.13
Абдуқадир дамолламниң қәшқәр хәлқини миссийонерлар- “әқидә оғрилири” ға қарши күрәшкә чақириши (14) Шивет миссионер қәшқәрдики дин тарқитиш понкити вә улар ачқан мәктәптә оқуватқан уйғур оқуғучилар. 1920-Йиллар, қәшқәр.
public domain

Абдуқадир дамоллам 1921-йили оттура асиядики әң ахириқи қетимлиқ сәпиридин қайтқинида, униң сиясий вә иҗтимаий пикирлиридә кәскин өзгиришләр йүз бәргән иди. Таран уйғур әпәндиниң тәкитлишичә, тарихниң давалғуп турғун бу йиллирида абдуқадир дамоллам бир иҗтимаий ислаһатчидин кәскин бир инқилабчиға, заманивий маарип арқилиқ милләтни тәрәққиятқа йетәкләйдиған илғар пикирлик бир җәдитчидин вәтәнниң һөрлүкини нишан қилған әркинлик җәңчисигә айланған иди.

Һалбуки, бу йилларда шивет миссийонерлириниң шәрқий түркистанниң җәнубий қисмидики дин тарқитиш паалийәтлири йоқири пәллигә көтүрүлгән болуп, уларниң миң йиллардин буян ислам әқидиси чоңқур йилтиз тартқан бу районда хиристиян дини тарқитиши абдуқадир дамоллам башчилиқидики йәрлик мунәввәрләрниң күчлүк әндишисини қозғиған иди. Шуңиму абдуқадир дамоллам шу йилларда көкрәк керип оттуриға чиқип, шивет миссийонерлириниң дин тарқитиш паалийәтлирини қаттиқ әйиблигән вә уларни “әқидә оғрилири” дәп атиған иди. Бу һәқтә пикир баян қилған түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат иниститутиниң профессори алимҗан инайәт әпәнди шивет миссийонерлириниң қәшқәрдики паалийәтлири һәққидә тәпсилий мәлумат бәрди.

Һазир шиветсийәдә яшаватқан уйғур зиялийси абдушүкүр муһәммәт әпәндиму бу һәқтә пикир баян қилип, шивет миссийонерлириниң шәрқий түркистанниң җәнубидики 40 йилдин артуқ дин тарқитиш паалийәтлири җәрянида, мәктәп вә дохтурхана ечиш, басмихана қуруп гезит вә китаб нәшир қилиш қатарлиқ усуллар арқилиқ өз мәқсәтлирини әмәлгә ашурушқа урунғанлиқини тәкитләйду.

Алимҗан инайәт әпәнди 1920-йилларниң башлириға кәлгәндә қәшқәр, йәркән вә йеңисардики шивет миссийонерлири ачқан мәктәпләрдә оқуйдиған уйғур оқуғучилар саниниң һәссиләп ашқанлиқини, бу әһвалниң йәрлик сәрхилларниң әндишисини күчәйткәнликини тилға алди.

Абдушүкүр муһәммәт әпәнди шивет миссийонерлириниң қәшқәрдәк ислам мәдәнийити чоңқур йилтиз тартқан бир җайда хиристиян дини тарқитишқа урунушиниң йәрлик уйғурларниң диний вә миллий кимликидә киризис пәйда қилғанлиқи, шундақла милләтниң мәнивий дунясида бөлүнүш, парчиллиниш һәм давалғуш пәйда қилғанлиқини алаһидә әскәртип өтти.

Мәрһум язғучи хевир төмүр 1990-йили нәшир қилған “абдуқадир дамоллам һәққидә қиссә” намлиқ романида, абдуқадир дамолламниң чәт әл миссийонерлириниң қәшқәрдики “әқидә оғрилиқи” ниң уйғур хәлқиниң мәнивий дунясида киризис кәлтүрүп чиқиридиғанлиқи тоғрилиқ алдин агаһландуруш бәргәнликини тилға алиду.

Алимҗан инайәт әпәнди абдуқадир дамолламниң өмриниң ахириқи йиллири бир тәрәптин қәшқәрдә усули-җәдид маарипини кеңәйтиш үчүн тиришчанлиқ көрсәтсә, йәнә бир тәрәптин шивет миссийонерлириниң дин тарқитиш паалийәтлиригә қарши кәскин күрәшкә атланғанлиқини тәкитләйду.

Язғучи хевир төмүрниң баянлириға қариғанда, абдуқадир дамоллам шу йиллири шивет миссийонерлириниң дин тарқитиш паалийәтлирини чәкләш үчүн қәшқәрдики талиплар вә авам хәлққә көп қетим ялқунлуқ нутуқларни сөзлигәнликини, өз тәсири арқилиқ йоқири қатлам өлималар арисида кәскин муназирә қозғиғанлиқини баян қилиду.

Дәрвәқә, абдуқадир дамоллам шу йилларда бир тәрәптин шивет миссийонерлириға қарши тәшвиқ вә тәрғибат елип барса, йәнә бир тәрәптин шәхсән өзи мәрданилиқ билән оттуриға чиқип, хәлқни бу мурәссәсиз күрәшкә башлайду. Абдушүкүр әпәндиму өз баябнлирида бу нуқтини алаһидә тәкитләйду.

Язғучи хевир төмүрниң баянлириға қариғанда, абдуқадир дамоллам шу мәзгилләрдә чәт әл дин тарқатқучилириға қарши турушта қуруқ тәшивиқатниңла купайә қилмайдиғанлиқи, техиму муһими хәлқни тәрбийәләйдиған әмәлий хизмәтләрниң, йәни йеңичә мәктәпләрни көпләп ечиш, яш әвлатларниң қәлбини мәрипәт нури билән йорутуш, тәрәққият вә илим-пән арқилиқ хәлқни қудрәт тапқузушниң интайин зөрүрликини тәкитлигән икән.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.