Абдуқадир дамолламниң ялқунлуқ хитаби вә қәшқәрни ләрзигә кәлтүргән зор намайиш (15)
2021.08.10

1920-Йилларниң башлиридики қәшқәрниң сиясий вә иҗтимаий атмосферасида тәсвирләш қийин болған бир хил бурухтумлуқ һөкүм сүрмәктә иди. Бир тәрәптин сиясий сеһригәр яң зеңшин шәрқий түркистанниң чәт әлләр билән тутушидиған чегра еғизлирини дүм тақап, уйғур хәлқини ташқий дунядики өзгиришләрдин йирақ тутушқа урунса, йәнә бир тәрәптин чәт әл миссийонерлири дин тарқитиш паалийәтлирини күчәйтип, йәрлик хәлқниң мәнивий дунясида еғир киризис пәйда қилмақта иди. Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат иниститутиниң профессори алимҗан инайәт әпәнди абдуқадир дамолламниң қәшқәрдики йәрлик сәрхилар арисида бу хил тәһликини әң балдур һес қилип йәткән мунәввәрләрниң бири икәнликини тәкитләйду.
Абдуқадир дамоллам кәскин бир ислаһатчи, җәдитчи, шундақла вәтән-милләтниң истиқбали үчүн мәшәл көтүргүчи болуш сүпити билән көз алдидики бу җиддий киризисқа һәргизму сүкүт қилип олтурмайду. Мәрһум язғучи хевир төмүр “абдуқадир дамоллам һәққидә қиссә” намлиқ тарихий-биографик романида абдуқадир дамолламниң шу йилларда қәшқәр каттилирини кәскин агаһландурғанлиқини, болупму өзи дахил болған барлиқ сорунларда чәт әл миссийонерлириниң “әқидә оғрилиқи” тоғрилиқ ялқунлуқ нутуқларни сөзләп, хәлқни ойғитишқа тиришқанлиқини баян қилиду.
Мәлумки, шивет миссийонерлири 19-әсирниң ахириқи йиллирида қәшқәр вә униң әтраптики җайларда дин тарқитиш понкити қуруп, йәрлик мусулманлар арисида хиристиянлиқни тәрғип қилишқа башлиған иди. 1912-Йилиға кәлгәндә шивет миссийонерлири қәшқәрдә заманивий басмихана тәсис қилип, хиристиян диниға даир йүзлигән китаб вә басма буюмлирини, “инҗил” ниң һекайиләштүрүлгән қиссилирини вә миңлиған тәшвиқ варақчилирини бесип тарқитиду. Шипахана, дарилтам вә мәктәпләрни ечип, йитим балиларни өз тәрбийәсигә алиду. Профессор алимҗан инайәт әпәнди зияритимйиз җәрянида өзи көргән материялларға асасән шивет миссийонерлириниң қәшқәрдики дин тарқитиш паалийәтлириниң бир қисим инчикә һалқилирини ечип көрсәтти.
1924-Йили яз айлириниң бир ахшими абдуқадир дамоллам қәшқәр каттилириниң һәммиси дегүдәк дахил болған бир чоң зияпәттә нутуқ сөзләйду. Униң бу қетимлиқ ялқунлуқ нутуқи зияпәт сорунидики җими кишиләрни қаттиқ ойға салиду. Дамоллам кәскин тәләппуз билән ана юртта давам қиливатқан бу еғир мәнивий киризиста қәшқәр каттилириниң баш тартип болмайдиған мәсулийити барлиқини, милләтни қутқузуш үчүн алди билән сәбий балилар вә яш әвладларни қутқузуш зөрүрликини, уларни һәргизму чәт әл миссийонерлириға ташлап беришкә болмайдиғанлиқини, ундақ болмиғанда, пүткүл милләтниң әқидә вә мәнивий қиммәтлириниң “оғрилинип кетилидиғанлиқи” тоғрилиқ агаһландуруш бериду.
Профессор алимҗан инайәтниң илгири сүрүшичә, абдуқадир дамоллам ашу қетимлиқ мәшһур нутуқидин кейин дәрһал әмәлий һәрикәткә өткән. У талиплирини уюштуруп қәшқәрдә бир мәйдан намайиш өткүзүшкә, шу арқилиқ авам хәлқниң бурухтумлуқта қалған роһийитини сәгитмәкчи болған. Шу вәҗидин абдуқадир дамоллам мустәбит яң зеңшин һакимийитиниң нәзәридики “хәтәрлик шәхс” болупла қалмастин, бәлки йәнә қәшқәрдики ингилиз, рус консулханилири билән шивет миссийонерлириниңму көзигә қадалған миқ болуп қалған.
Шиветсийәдә яшаватқан уйғур зиялийлиридин абдушүкүр муһәммәт әпәндиниң шивет архиплиридики материялларға асасән баян қилишичә, қәшқәрдики намайиш әң дәсләп абдуқадир дамолламниң талиплирини асас қилип башланған. Намайиш җәрянида қәшқәрдики авам хәлқму намайишчилар сепигә қошулуп, шивет миссийонерлириниң қәшқәр қум дәрвазидики дин тарқитиш понкитиға қарап сәлдәк аққан. Дәсләп тинч усулда башланған бу намайиш шу күни кәчқурун қәшқәр даирилириниң қураллиқ хитай чериклирини ишқа селиши нәтиҗисидә қанлиқ бастурулған.
Профессор алимҗан инайәтму һазирғичә мәлум болған мәнбәләрдә абдуқадир дамоллам тәшкиллигән шу қетимлиқ намайишниң тәртиплик вә тинч усулда елип берилғанлиқини, намайиш җәрянида шивет миссийонерлири бесип тарқатқан хиристиян диниға даир китаб вә басма буюмларниң көйдүрүлгәнликини, намайишчиларниң бирдәк шоар товлап, чәт әл миссийонерлириниң юрттин чиқип кетишини тәләп қилғанлиқини илгири сүриду.
(Давами бар)