Қәшқәрдә абдуқадир дамолламни қәстләш сүйқәстиниң мәхпий пиланлиниши (16)
2021.09.07
1924-Йили язда абдуқадир дамоллам башчилиқида қәшқәрдә йүз бәргән аммивий намайиш һәқиқәтәнму зор зилзилә пәйда қилған иди. Йәнә келип бу намайиш милитарист яң зеңшин вә униң қәшқәрдики дотәйлиринила сарасимға селип қалмастин, бәлки йәнә бүйүк биританийә импирийәси билән русийәдә йеңидин һакимийәткә чиққан болшевикларниң қәшқәрдики консулханилириниму алақизадә қиливәткән иди. Униң үстигә бу қетимлиқ намайишниң тиғ учи биваситә һалда шивет миссийонерлириға қаритилған болғачқа, қәшқәр, йәркән вә йеңисардики шивет миссийонерлириниң дин тарқитиш пункитлири милитарист яң зеңшинға һәмдә бейҗиңдики шималий милитаристлар һөкүмитигә арқа-арқидин телеграмма йоллап, намайиш уюштурғучиларни җазалашни тәләп қилған иди. Шу сәвәбтин қәшқәрдики бу намайиш район характерлиқ бир ичкий вәқә болуп қалмастин, бәлки көп тәрәпләрниң мәнпәәтигә тәсир көрсәткән хәлқаралиқ вәқәгә айланған иди. Шиветсийәдә турушлуқ уйғур зиялийлиридин абдушүкүр муһәммәт әпәнди бу һәқтә пикир баян қилип, бу қетимлиқ намайишниң йеқинқи заман қәшқәр тарихида тәсири итайин зор болған унтулмас бир вәқә болғанлиқини тилға алиду.
Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат иниститутиниң профессори алимҗан инайәт әпәндиму абдуқадир дамоллам йетәкчилик қилған бу қетимлиқ намайишниң һәқиқәтәнму қәшқәрдики көп тәрәплик күчләрниң мәнпәәтигә тәһликә һес қилдурғанлиқини тәкитләйду. Мәлумки, қәдимий шәһәр қәшқәр 20-әсирниң башлирида мәркизий асияда тәсир-даирә талишиватқан бирқанчилиған импирийәләр оттурисидики сиясий сәзгүрлики интайин йоқири “арилиқ район” болуп қалған иди. Гәрчә сиясий сеһригәр яң зеңшин чеграни дүм тақап, шәрқий түркистанни өз алдиға идарә қиливатқан болсиму, әмма һиндистанни бесип ятқан бүйүк биританийә импирийәси билән русийәдә йеңидин һакимийәтни қолға алған болшевиклар “арилиқ район” қәшқәр арқилиқ бир-бирини көзитип туратти. Униң үстигә шивет миссийонерлириниң қәшқәрдики дин тарқитиш паалийәтлириму теги-тәктидин алғанда явропа мәнпәәти билән бирикип кәткән иди. Шу вәҗидин профессор алимҗан инайәт әпәнди қәшқәрдә 1924-йили абдуқадир дамолламға қарита пиланланған сүйиқәсттә көп тәрәпләрниң ишбирлики мәвҗутлуқини тәкитләйду.
Америкадики яш уйғур билим адәмлиридин таран уйғур әпәндиму абдуқадир дамолламға қаритилған сүйиқәсттә хитай даирилири билән шивет миссийонерлириниң иш бирликидин башқа йәнә икки муһим тәрәп-совет иттипақи билән бүйүк биританийәниң қәшқәрдики консулханилириниң мәлум дәриҗидә қоли болуш еһтималлиқини тилға алиду.
Абдушүкүр муһәммәт әпәнди шивет архиплирида сақлиниватқан миссийонерларниң шәрқий түркистанға даир хатирилиридики бир қисим учурларға интайин диққәт қилған. Униң байқишичә, шивет миссийонерлири әйни йилларда қәшқәрдә күнсайин зорийиватқан абдуқадир дамоллам башчилиқидики җәдидчиләрниң миллий ойғиниш һәрикитини өзлириниң дин тарқитиш паалийитигә бир тәһликә дәп һесаблиған. Уларниң хатирилиридә һәтта 1930-йилларниң башлиридики хотән инқилабчилириға қарита интайин сәлбий вә дүшмәнлик позитсийәсидики баянларму учрайдикән.
Таран уйғур әпәнди 1924-йилидики абдуқадир дамолламни қәстләштин ибарәт бу сиясий сүйиқәстниң арқа көрүнүшидә совет иттипақи амилиниң бар-йоқлиқини ойлинип көрүшкә әрзийдиғанлиқини тәкитләйду. Униң тәхмин қилишичә, шу йилларда ғәрбий түркистанни, йәни оттура асия районини җиддий рәвиштә болшевиклаштурушқа тутуш қилған совет иттипақиниң шәрқий түркистанда көрүлгән һәрқандақ бир миллий һәрикәткә сүкүт қилиши, шундақла бу хил миллий ойғиниш һәрикәтлириниң ғәрбий түркистанға тәсир көрситишигә чидап туруши мумкин әмәс иди.
Униңдин башқа бүйүк биританийә амилиниму нәзәрдин сақит қилишқа болмайтти. Чүнки шу йилларда һиндистанда көтүрүливатқан миллий мустәқиллиқ тәләплиригә интайин сәзгүр қарайдиған бүйүк биританийә импирийәсииниң һиндистанға қошна қәшқәрдә мәйданға кәлгән миллий ойғиниш һәрикәтлиригә етибарсиз қаришиму мумкин әмәс иди. Қәшқәрдики совет иттипақи консулханиси үчүн абдуқадир дамоллам қанчилик тәһликәлик шәхс һесабланса, әнгилийә консулханиси үчүнму шунчилик хәтәрлик киши һесаблинатти.
Ахирида профессор алимҗан инайәт әпәнди қәшқәрдики намайишниң бастурулушидин тартип, абдуқадир дамолламниң өлтүрүлүшигичә болған пүткүл җәрянда сиясий сеһригәр яң зеңшинниң өз алдиға соққан сиясий чотиниң мәвҗутлуқини тәкитләйду. Дәрвәқә, униң шевит миссийонерлириниң дин тарқитиш паалийәтлирини чәклимәслики, әксичә абдуқадир дамоллам башчилиқидики йәрлик сәрхилларниң “усули-җәдид” мәктәплирини ечип, хәлқни заманий маарип арқилиқ ойғитиш һәрикәтлирини қаттиқ чәклиши кишиләрдә соал пәйда қилған иди. Униң үстигә яң зеңшинниң шәрқий түркистанда йүз бәргән һәрқандақ бир миллий һәрикәтни “хәлқаралиқ тәсир пәйда қилиду” дәп рәһимсизлик билән бастуруши, әмма рус, ингилиз вә шивет қатарлиқ чәт әл консулханилири вә миссийонерлириниң паалийәтлиригә сүкүт қилиши техиму гуман туғдуратти. Шуңлашқа профессор алимҗан инайәт әпәнди абдуқадир дамолламниң паҗиәси милитарист яң зеңшин билән қәшқәрдики көп тәрәплик күчләрниң ортақ иш бирлики билән пиланлиған сиясий сүйиқәстиниң қурбани дәп һесаблайду.
(Давами бар)