Абдуқадир дамоллам өлтүрүлгән дәһшәтлик кечә (17)
2021.09.21

1924-Йили язда қәшқәрдә шивет миссийонерлириға қарши зор көләмлик намайиш йүз бәргәндин кейин, қәшқәр вәзийити бирдинла җиддийлишип кетиду. Намайиш бастурулған күнниң әтиси қәшқәр дотийи абдуқадир дамоллам, мамут һаҗим, яқуп һаҗим башлиқ 30 ға йеқин кишини һәпсигә елип, 40 күндәк солап қойиду. Абдуқадир дамоллам һәпсидин чиқип узун өтмәйла, йәни 1924-йили 8-айниң 14-күни кечидә қәшқәр шәһиридики өйидә ялланған қатил тәрипидин пичақлап өлтүрүлиду. Бу һәқтә пикир баян қилған түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат иниститутиниң профессори алимҗан инайәт әпәнди, бүйүк ислаһатчи абдуқадир дамолламниң өз милләтдиши вә диндиши болған ялланма қатил әмәт мәзин тәрипидин өлтүрүлүши һәқиқәтәнму кишиниң йүрәк бағрини ләхтә-ләхтә қилиду, дәйду.
Абдуқадир дамолламниң өлүми һәққидә йезилған қиссәләр, китабчилар вә мунасивәтлик мәнбәләрни варақлап чиққан америкадики яш уйғур билим адәмлиридин таран уйғур әпәнди, абдуқадир дамоллам өлтүрүлгән дәһшәтлик кечә һәққидә аңлармәнләрни тәпсилий мәлумат бериду.
Профессор алимҗан инайәт әпәнди абдуқадир дамолламға қилинған бу сирлиқ сүйқәстниң пәрдә арқисида қәшқәрдики көп тәрәплик күчләрниң қоли барлиқини, болупму бу сүйиқәстниң пиланлинишидин әмәлгә ашурулишиғичә болған җәрянда сиясий сеһригәр яң зеңшин вә униң қәшқәрдики дотәй-амбаллириниң биваситә қоли барлиқини илгири сүриду.
Таран уйғур әпәндиму абдуқадир дамолламниң өлтүрүлишиниң адәттики бир өлүм вәқәси әмәс, бәлки қоюқ сиясий арқа көрүнүшкә игә бир зор сүйиқәст икәнликини тәкитләйду.
Дәрвәқә, абдуқадир дамолламниң қәшқәрдә елип барған йеңи маарипчилиқ һәрикити вә иҗтимаий ислаһат тәшәббуслири, шуниңдәк милләтни ойғитиш йолидики бир қатар әмәлий қәдәмлири сиясий сеһригәр яң зеңшин вә униң қәшқәрдики дотийини чөчүтүпла қалмастин, бәлки қәшқәрдики ингилиз, рус консулханилирини һәмдә шивит миссийонерлириниму қаттиқ биарам қилған иди.
Шу вәҗидин әйни вақитта сири йешилмигән, ахири чиқмиған бу сирлиқ сүйқәстниң пиланлиғучилири вә иҗрачилири тоғрилиқ авам арисида түрлүк гуманлар, пәрәзләр һәм талаш-тартишлар таки һазирға қәдәр давамлишип кәлмәктә. Таран уйғур әпәндиму өз баянлирида бу нуқтини алаһидә тәкитләйду.
Абдуқадир дамолламниң вақитсиз өлүми 20-әсир уйғур тарихидики аччиқ трагедийәдур. Профессор алимҗан инайәтниң тәкитлишичә, өз хәлқини ойғитиш үчүн мәшәл көтүргән бир бүйүк йолбашчиниң дүшмәнниң қолида әмәс, бәлки өз миллити вә диндашлириниң ичидин чиққан бир мунапиқниң қоли билән қәтли қилиниши, миллий трагедийәниң чәксиз азаблиқ бир сәһиписи иди.
Профессор алимҗан инайәт әпәнди ахирида йәнә “абдуқадир дамолламниң паҗиәлик өлүми 20-әсирниң башлиридики уйғур җәмийитидә миллий, сиясий вә диний аңниң нәқәдәр зәип бир һаләттә икәнликини көрситип бериду,” дәйду.
(Давами бар)