“дамолла абдулқадир кимдур?” (20)
2021.11.09

Абдуқадир дамолламниң мубарәк нами у һаят вақтидила қәшқәрдин қазанғичә, или вадирилиридин бухарайи шәрип вә истанбулғичә болған бийпаян тупрақлардики хәлқләргә аңланған һәм тонулған иди. Абдуқадир дамолламниң вақитсиз өлүмидин хели йиллар илгири-қирим татарлири тәрипидин ортақ түркий тилида нәшир қилинидиған вә пүткүл түрк-ислам дунясиға тарқилидиған “шура” журнилида “дамолла абдулқадир кимдур?” дегән мәшһур бир мақалә елан қилинип, зор ғулғула қозғиған иди. Худди абдуқадир дамолламниң 1915-йили “шура” журнилида елан қилған тәрҗимиһал характерлиқ мақалиси- “әдәбий бир мусаһибә” дә ейтилғандәк: “йүксәк илмий тәлқинлири вә әрәб тилидики пасаһити билән оқурмәнләр нәзәридә шам яки мисир алимлиридин болса керәк” дәп қаралған абдуқадир дамоллам, әмәлийәттә шәрқий түркистанлиқ мунәввәрләрдин иди.
Абдуқадир дамолламниң көплигән мақалә-әсәрлири, илмий вә диний әмгәклири, заманивий маарип арқилиқ милләтни ақартиш вә қудрәт тапқузуш тиришчанлиқлири, йеңилаш роһиға бай иҗтимаий ислаһат ғайилири, шундақла вәтән-милләтниң келәчики һәққидики ялқунлуқ чақириқлири, рус вә хитай мустәмликиси астида иңраватқан түркистан тупрақлириниң зулмәт қараңғулиқиға нур сәпкән иди. Абдуқадир дамоллам һәққидә чоңқур тонушқа игә болған түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат иниститутиниң профессори алимҗан инайәт әпәнди: “абдуқадир дамолламни җәдидчилик һәрикитиниң шәрқий түркистандики әң муһим вәкили вә байрақдари дейишкә болиду,” дәйду.
Пүтүн дуня йеңи дәврниң таң нуриға чөмүлгән 20-әсирниң дәсләпки чарики рус вә хитай мустәмликисидики икки түркистан-йәни шәрқий вә ғәрбий түркистан хәлқлири үчүн зулумдин, җаһаләттин, асарәттин қутулушниң йолини издәшкә киришкән интайин мүшкүл йиллар иди. Болупму хитай милитаристлириниң әшәддий һөкүмранлиқи астида иңраватқан шәрқий түркистан хәлқи абдуқадир дамолламдәк мунәввәрләргә вә йолбашчиларға толиму еһтияҗлиқ иди. Шу вәҗидин америкадики яш уйғур билим адәмлиридин таран уйғур әпәнди: “20-әсирниң дәсләпки чарикидики уйғур хәлқиниң миллий ойғиниш тарихини абдуқадир дамолламсиз тәсәввур қилиш мумкин әмәс,” дәйду.
Таран уйғур әпәндиниң тәкитлишичә, абдуқадир дамоллам өзиниң бир йүрүш илмий вә диний әсәрлири, заманға лайиқлашқан иҗтимаий ислаһат ғайиси һәмдә йеңи маарип арқилиқ елип барған ақартиш һәрикәтлири арқилиқ 20-әсирниң башлиридики уйғур җәмийити үчүн ойғиниш вә тәрәққиятқа йүзлиниш әндизиси яратқан икән.
Профессор алимҗан инайәт әпәнди әйни вақитта абдуқадир дамоллам башлиған йол-милләтни ақартиш вә маарип арқилиқ қудрәт тапқузуш йолила әмәс, бәлки техиму муһими, милләтни һөрлүккә вә азадлиққа башлайдиған муқәддәс бир йол икәнликини тәкитләйду.
Қирим йерим арилидики бағчәсарайда тунҗи болуп мәшили йеқилған җәдидчилик һәрикити 19-әсирниң ахирилиридин 20-әсирниң башлириғичә болған җәрянда қиримдин қәшқәргичә болған бийпаян тупрақлардики мунқәрз хәлқләргә нисбәтән бир ойғиниш йоли һәм миллий қутулуш йоли болған иди. Шуңиму таран уйғур әпәнди бу йолниң йолбашчилиридин бири болған абдуқадир дамолламни “җәдидчилик һәрикитиниң шәрқий түркистандики әң ярқин вәкили вә символи” дәп қарайду.
Таран уйғур әпәнди ахирида йәнә абдуқадир дамолламниң таки вапатиға қәдәр өзи таллиған бу муқәддәс күрәш йолидин әсла чекинмигәнликини, җәдидчилик һәрикитиниң һәр саһәлиридә-болупму маарип, ақартиш, ойғиниш, пикир йеңилаш, пакизә әқидә турғузуш, кимлик вә миллий аңни шәкилләндүрүш, қудрәт тепиш вә мунқәрзликтин қутулуштәк көплигән саһәләрдә байрақдар болуп маңғанлиқини, у башлиған бу ойғиниш йолиниң униң өлүмидин кейин узун өтмәйла уйғур хәлқини 1930-йилларниң башлиридики бир мәйдан миллий инқилаб долқунлириға туташтурғанлиқини тәкитләп өтти.
(Түгиди)