Абдуқадир дамолламниң әсәрлири: илим-пән роһи вә миллий ойғиниш (7)
2021.03.09
Илим-пән роһи билән миллий аңниң ойғиниши 19-әсирниң ахирлиридин 20-әсирниң башлириғичә болған җәрянда пүткүл шәрқ мусулманлар дунясида, болупму қиримдин қәшқәргичә болған територийәдики түркий тиллиқ хәлқләрниң миллий азадлиқ һәрикәтлиридә интайин муһим пикир мәнбәси болған иди. Исмаил ғаспиралиниң қиримдики бағчәсарайдин яндурған җәдидчилик мәшили рус вә хитай мустәмликисиниң рәһимсиз асаритини йәткүчә чәккән түрк мусулманлириниң қәлбини йорутқан, балдур ойғанған милләт сәрхиллирида илим-пән, йеңилаш, ислаһат, тәрәққият вә һөррийәт ғайилирини пәйда қилған иди. Әнә ашу давалғуп турған йилларда қәлбигә өз хәлқи вә вәтининиң қутулуш арзусини йүклигән, илим-мәрипәт вә ойғақлиқни асарәттин қутулушниң йоли дәп билгән, ислаһат вә йеңилашни милләтни қудрәт тапқузушниң асаси дәп қариған абдуқадир дамоллам бухара билән қәшқәр арилиқида талай хиялларни қилиду. Униң урунушлири, типирлашлири вә чиқиш йоли тепиштики азаблиқ издинишлири оңушлуқ болмайду. Нәччә қетим вәтинидин айрилишқа мәҗбур болуп, йәнә нәччә қетим вәтинигә қайтип келиду. Бу азаблиқ җәрянда униң хәлқини һәм вәтинини ойғинишқа, мәрипәткә, тәрәққиятқа вә һөррийәткә чақирған бир йүрүш әсәрлири йоруқлуққа чиқиду.
Таран уйғур әпәнди абдуқадир дамолламниң әсәлири һәққидә чоңқур тонушқа игә яш билим адәмлириниң бири. У абдуқадир дамолламниң 20-әсирниң башлирида язған бир йүрүш әсәрлириниң илмий, әдәбий, иҗтимаий вә диний саһәләр бойичә хәлқни тәпәккурға һәм пикир инқилабиға йетәклигән көрсәткүч болғанлиқини тәкитләйду.
Дәрвәқә, абдуқадир дамолламниң әсәрлири қуруқ нәзәрийә яки пәнди-нәсиһәт характеридики догматик муһакимиләргә толған вәз-нәсиһәтнамә әмәс иди. Абдуқадир дамолламниң түрлүк саһәләр бойичә язған әсәрлиридә интайин күчлүк дәллик, әмәлийәтчанлиқ заман вә макан тәқәззаси, шуниңдәк хәлқигә чиқиш йоли көрситиштәк миллий мәсулийәтчанлиқ мәвҗут иди. Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат иниститутиниң профессори алимҗан инайәт әпәндиму абдуқадир дамолламниң өз әсәрлири арқилиқ әйни вақиттики уйғур җәмийитиниң қутулуш йолини көрситип бәргәнликини тилға алиду.
“нәсиһәти аммә” намлиқ китабчә абдуқадир дамолламниң әсәрлири ичидә әң көп оқулған вә кәң тарқалған, шундақла өз заманисида шәрқий түркистандики яш әвлатлар арисида интайин зор тәсир қозғиған әсәрдур. Профессор алимҗан инайәтниң тәкитлишичә, соал-җаваб шәклидә аддий вә күчлүк ибариләр һәмдә аммибап услуб билән йезилған бу әсәр өз заманисидики асарәт туманлири астида қалған хәлққә қутулуш йоли көрситип бәргән иди.

Абдуқадир дамоллам өз заманисидики кәскин бир ислаһатчи, пикир инқилаби қозғиған бир мутәппәккур болупла қалмастин, бәлки йәнә йеңи маарип һәрикитиниң байрақдари иди. Таран уйғур әпәнди абдуқадир дамолламниң “тәҗвиди түрки”, “ақаиди зәрүрийә”, “ибадәти исламийә”, “җәваһирул ийқан”, “тәсһилул һесаб” қатарлиқ бир йүрүш әсәлириниң 20-әсирниң башлиридики шәрқий түркистанда қурулған усули җәдид мәктәплиридә дәрслик қилип ишлитилгәнликини алаһидә тәкитләйду.
Абдуқадир дамолламниң “тәҗвиди түрки” намлиқ әсиридә “қуран кәрим” ни тоғра вә чирайлиқ оқушта муһим болған тәҗвид қаидилири тонуштурулған болуп, җәмий 52 соал-җаваб билән баян қилинған. Униңда тәҗвид илмидики асасий мәлуматлар, йәни әрәб тилидики һәрпләрниң сани, чиқиш орунлири вә бәзи һәрпләрниң хусусийәтлири тәпсилий тонуштурулған. Абдуқадир дамоллам мәзкур әсириниң ахирида мундақ илавә қилған: “күнимиздә тәҗвид китаблири истанбул вә татар шивисидә тәрҗимә қилинип нәшир қилинған болсиму, мәмликитимиздә мәзкур тәрҗимиләрни чүшәнмәк бир аз еғир болғанлиқи сәвәблик, ибни җәзәрийниң тәҗвид һәққидики китаби, ‛тәҗвид илми һәққидә мупәссәл баян‚ қатарлиқ китаблардин бәзи мәзмунларни таллап, мәмликитимиздә адәтләнгән түрк тилида түзүп чиқилди.”
Униңдин башқа абдуқадир дамолламниң “тәсһилул һесаб” намлиқ әсири башланғуч сәвийәдики балиларға математика өгитиш үчүн түзүлгән әсәр болуп, өз вақтида қәшқәрдики йеңичә мәктәпләрдә дәрслик қилинғанлиқи мәлум.
Абдуқадир дамоллам яшиған вә муҗадилә елип барған дәврдә пүткүл түркистан тупрақлирида әнәнивий мәдрисә маарипини ислаһ қилиш вә заманға лайиқлаштуруш, усули җәдид мәктәплирини тәсис қилип заманивий маарипни мәйданға кәлтүрүш долқуни көтүрүлгән иди. Профессор алимҗан инайәтниң тәкитлишичә, бу мәзгилләрдә җәдидчиләр билән қәдимийәтчиләр оттурисидики әң чоң ихтилапларниң бири усули қәдимдин усули җәдид метудиға өтүш мәсилисидә көрүлгән иди.
Кона билән йеңи алмишиватқан, заманға вә дәвргә лайиқлишиши чоқанлири көтүрүлгән шу заманларда абдуқадир дамоллам көкрәк керип мәйданға чиқип, усули қәдим метудиниң дәври өткәнликини, мәктәп-мәдрисәләрдә оқу-оқутуш метудини йеңилашниң зөрүрликини, болупму усули җәдид метудиниң илмийлики, заманивийлиқи вә әмәлий үнүмгә игә икәнликини өз әсәрлири арқилиқ йешип көрсәткән иди.
Ахирида таран уйғур әпәнди абдуқадир дамолламниң 20-әсирниң башлиридики җәдидчилик һәрикити давамида өз әсәрлири арқилиқ иҗтимаий ислаһат үчүн бир пикир асаси яритипла қалмастин, бәлки йәнә йеңи мәктәпләргә дәрслик тәйярлаштин ибарәт интайин әмәлий саһәләргиму көңүл бөлгәнликини әскәртип өтти.
(Давами бар)