Абдурәһим әйсаниң һаяти вә сирлиқ өлүми (16)
2020.02.04

Он алтинчи қисим: мәккидә әйса әпәнди вә полат қадири билән көрүшүш
1957-Йили 6-айниң ахири коммунист хитай һөкүмити тәшкиллигән һәҗ өмики мисир пайтәхти қаһирә арқилиқ сәуди әрәбистаниниң җиддә шәһиригә йетип бариду. Бу хәлқара дипломатийәдә йитим қалған коммунист хитай һөкүмитиниң дөләт хираҗити билән иккинчи қетим һәҗ өмики тәшкилләп, сәуди әрәбистаниға әвәтиши иди.
Атеизм, йәни динсизлиқ принсипи үстигә қурулған хитай компартийәсиниң мусулманларниң қиблигаһи болған мәккигә һәҗ өмики әвәтиши гәрчә һәйран қаларлиқ иш болсиму, әмма коммунист хитай өз көңлидә аз дегәндә мундақ үч хил чотни соққан иди: бири, һәҗ өмики әвәтиш баһанисида ислам әллири билән мунасивәт орнитиш, дипломатик қанал ечиш вә тәйвәндики гоминдаң һөкүмитиниң мусулманлар дунясидики дипломатик тәсирини чәкләш; иккинчиси, совет иттипақиниң оттура-шәрқ истратегийәсигә маслишип, соғуқ урушниң йәнә бир қанити ечилған мәккидә америка башчилиқидики ғәрб күчлири билән күч синишиш; үчинчиси, түркийә вә әрәб әллиридә шәрқий түркистан дәвасини қиливатқан муһәммәдимин буғра, әйса йүсүп алптекинләрни қайтуруп келиш яки уларниң авазини өчүрүшкә урунуштин ибарәт иди.
Абдурәһим әйсаниң бу қетимлиқ хитай мәмликәтлик һәҗ өмикигә муавин башлиқ болуп һәрәмгә әвәтилиши интайин тасадипий болған иди. 1956-Йили бурһан шәһидиниң оттура-шәрқ зияритидики урунушлири мәғлуб болғандин кейин, хитай һөкүмитиниң муһәммәдимин буғра билән әйса әпәндини қайил қилалайдиған бир намзатқа еһтияҗи чүшиду. Буниң билән бу вәзипә 1940-йилларниң иккинчи йеримида үрүмчидә муһәмәдимин буғра билән наһайити йеқин шәхсий мунасивити болған абдурәһим әйсаниң йәлкисигә йүклиниду.
Абдурәһим әйса интайин чигиш вә мурәккәп бир һессият илкидә мусулманларниң қиблигаһи җайлашқан қутсал тупрақни дәссәйду. Уйғур вә туңганларни асас қилип тәшкилләнгән 17 кишилик бу һәҗ өмики җиддәдин мәккәгә йетип кәлгәндә сәуди әрәбистанида яшаватқан шәрқий түркистанлиқ муһаҗирларму әйса әпәндиниң йетәкчиликидә һәҗ тавабитигә һазирлиниду.
Әйса йүсүп алптекинниң “әсир шәрқий түркистан үчүн” намлиқ әслимә китабиниң иккинчи томида өзиниң полат қадири билән бирликтә мәккидики падишаһ сәудниң һозурида абдурәһим әйса билән тунҗи қетим учрашқанлиқини тилға алиду: “1957-йили 7-айниң 9-күни һиҗазда олтурақлашқан шәрқий түркистанлиқ муһаҗирлардин 12 киши падишаһ сәуд билән көрүшүш үчүн униң минадики сарийиға бардуқ. Меһманларни күтивелиш үчүн мәхсус тәйярланған чедирға киришимизгә қарши тәрипимиздә шәрқий түркистандин кәлгән қизил һаҗилардин тәшкилләнгән бир коммунист һәйәтни көрдуқ. Бир һаза бир-биримизгә үнсиз қаришип турғандин кейин мән һәмраһим полат қадириға уларни сүрәткә тартивелишни тәвсийә қилдим. Полат қадири қолидики аппарати билән уларни бирқанчә парчә сүрәткә тартти вә арқидинла сүкүтни бузуп улар билән параңлишишқа башлиди. Кейин полат қадири қешимға келип болған параңларни аңлатти. Униң дейишичә, у сүрәткә тартиватқанда өмәк башлиқи абдурәһим әйса униңға: ‛полат, алди билән қешимға келип олтур, андин сүрәткә тартсаңму болиду, ‚ дәпту. Шуниң билән улар арисида параң башлинипту. Полат қадири бу һаҗиларниң кимләр икәнликини, қандақ йоллар билән һәҗгә кәлгәнликини, өзиниң шәрқий түркистандики достлиридин кимләрниң сақ вә кимләрниң вапат болғанлиқини сорапту. Абдурәһим әйса шәрқий түркистанлиқ һаҗиларниң алди билән хитай пайтәхти бейҗиң шәһиригә кәлгәнликини, у йәрдин айропилан билән һиндистан арқилиқ қаһирәгә, у йәрдин җиддәгә кәлгәнликини, мисирда тәһсил көргән абдуләзиз чиңгизхан билән түркийәдә тәһсил көргән қурбан қудайдин башқа пүтүн сәпдашлириниң һаят икәнликини, исми тилға елинғанларниң өлтүрүлгәнликини, һаят қалғанлардин бир қисминиң сорақ вә тәқипләрдин кейин ипадисигә қарап һөкүмәт мәмурийәтлиридә хизмәт берилгәнликини баян қилип өтүпту. Полат қадири буларни аңлап, абдурәһим әйсадин тәкрар йәнә бир қетим көрүшүш имканийитиниң бар-йоқлиқини сорапту. Абдурәһим әйса ‛тәкрар көрүшәйли‚ дәп җаваб берипту.”
Шу қетимлиқ көрүшүштин кейин, әйса йүсүп алптекин минаға топланған 200 гә йеқин шәрқий түркистанлиқ муһаҗирлаға хитап қилип, мундақ дәйду: “алдинқи йили шәрқий түркистандики биринчи номурлуқ хаинлардин бурһан шәһидиниң йетәкчиликидә тунҗи қетимлиқ қизил хитай һаҗилар өмики кәлгәндә һәрқайсиңизләр улар билән айрим-айрим көрүшкән идиңизләр. Бу йил абдурәһим әйса башлап кәлгән коммунист һаҗилар өмики билән бултурқидәк айрим-айрим көрүшимизму яки бир һәйәт болуп коллектип көрүшимизму?”
Буниң билән һиҗаздики шәрқий түркистанлиқ муһаҗирлар полат қадири, абдулла қари қатарлиқ 4 кишилик бир һәйәт сайлап чиқиду. Мәзкур һәйәт абдурәһим әйсаниң чедириға берип, көрүшүшни тәләп қилиду. Абдурәһим әйса хитай һөкүмити әвәткән һаҗиларни йиғип мәзкур һәйәт билән көрүштүриду. Көрүшүштә абурәһим әйса өзиниң сәуди әрәбистанидики шәрқий түркистанлиқ муһаҗирлар билән йүз көрүшкәнликидин мәмнун болғанлиқини, әгәр әйса әпәнди өзлири билән көрүшни халиса, мувапиқ пәйттә көрүшүшкә болидиғанлиқини баян қилиду.
1957-Йили 7-айниң 10-күни әйса әпәнди сәпдиши полат қадири билән минадин мәккигә қайтип хитай һәҗ өмики орунлашқан мисир меһманханисиға чүшиду. Шу күни кечә саәт 2:00 әтрапида полат қадири абдурәһим әйсаниң ятиқини чекип, униң билән бирқанчә саәт айрим сөзлишиду.
Әйса әпәндиниң әслимисидики баянларға қариғанда, бу қетимлиқ мәхпий көрүшүштә полат қадири абдурәһим әйсадин хитайниң шәрқий түркистанған 2 милйондәк көчмән йәрләштүргәнлики, хитай компартийәсиниң немә үчүн шәрқий түркистанға һеч болмиғанда совет иттипақини дорап болсиму иттипақдаш җумһурийәтлик һоқуқ бәрмәстин, бәлки өлкә дәриҗилик сахта “аптономийә” бәргәнлики, советләр иттипақиниң шәрқий түркистандики тәсири, миллий армийәниң тәқдири мәсилиси, шәрқий түркистандики миллий маарип, мәдәнийәт вә нәшриятчилиқ саһәләрниң һәқиқий әһвали һәққидә соаллар сорайду. Абдурәһим әйса бу соалларниң бәзилиригә еһтият билән җаваб бериду, бәзилирини җавабсиз қалдуриду. Арқидин абдурәһим әйса полат қадиридин уларниң чәтәлдики паалийәтлири, муһәммәдимин буғра билән әйса йүсүп алптекинниң қәйәргә йәрләшкәнлики, уларниң тәйвәндики гоминдаң һөкүмити билән болған мунасивити, түркийәдә қанчилик шәрқий түркистанлиқ муһаҗирниң яшайдиғанлиқи, уларниң иқтисадий әһвали, корийә урушиға түркийәдики шәрқий түркистанлиқ муһаҗирларниң әскәр болуп қатнашқан яки қатнашмиғанлиқи һәққидә соал сорайду.
Әтиси, йәни 1957-йили 7-айниң 11-күни әйса әпәнди мисир меһманханисиниң рестуранида абдурәһим әйса билән ялғуз көрүшиду. Бу уларниң 1940-йилларда үрүмчидә тонушқинидин буян чәтәлдә тунҗи қетим бир үстәлдә көрүшүши иди. Әйса әпәнди абдурәһим әйсаға қол берип, униң билән үрүмчидә тонушқинидин буян уни вәтәнсөйәр бир мунәввәр дәп билидиғанлиқини, әгәр бу қетим очуқ-ашкара вә сәмимийәтлик билән сөзлишиш мумкин болса, бу сирниң пәқәт иккисиниң арисида қалидиғанлиқини әскәртип өтиду. Абдурәһим әйсаму җавабән: “әлвәттә, болиду, пурсәт тепип узун сөзлишәйли,” дәп ипадә билдүриду.
Шу мәккидики мисир меһманханисиниң һойлисида әйса әпәнди абдурәһим әйсани күтиду, әмма абдурәһим әйсаниң кәйнидин абдураһман һидайәтоф қатарлиқ “қулақ” лар әгишип кәлгәчкә, улар айрим сөзлишәлмәйду. Әйса әпәнди тәшәббускарлиқ билән өзлириниң муһаҗирәттә өткүзгән 8 йиллиқ һаяти вә вәтән үчүн елип барған паалийәтлири һәққидә сөзләйду. Андин “мән силәргә 8 йиллиқ муһаҗирәт һаятимизни аңлаттим, әмди силәр өткән 8 йилда шәрқий түркистанда болуп өткән ишлардин бизни хәвәрдар қилмамсиләр?” дәйду.
Абдурәһим әйса еһтият билән 1955-йили уйғур аптоном райони қурулуп, уйғурларға вә башқа милләтләргә миллий територийәлик аптономийә берилгәнликини тилға алиду. Әйса әпәнди униңға соал қойиду: “мухтарийәттин гәп ачтиңиз, әпәндим, мухтарийәт һоқуқи берилгән бир хәлқ өз юртиға милйонларчә көчмән йәрләштүрүлсә, мал-мүлки тартивелинип коллектиплаштурулса, сәрхиллири пан-түркист, пан-исламист, йәрлик милләтчи, җаң кәйшикниң қуйруқи вә америка җасуси дегән төһмәтләр билән өлтүрүлсә, буниңға немә үчүн гәп қилалмайду?”
Абдурәһим әйса өлтүрүлгәнләрниң қатил вә җинайәтчи икәнликини тәкитләйду. Әмма әйса әпәнди: “әлвәттә, өлтүрүлгәнләр арисидики турап қатарлиқ гоминдаң дәвридә хитайларға сетилған мунапиқлар өлүмгә лайиқ дейилгәндиму, әмма коммунистлар тәрипидин өлтүрүлгән мәсут сабири, осман батур, абдуләзиз чиңгизхан, қурбан қудай вә абдурәһим қилич қатарлиқ кишиләрниң гунаһи немә иди?” дәп сорайду. Буниңға абдурәһим әйсаму, әтрапидики “қулақлар” му җаваб бәрмәйду.
Ахирида хитай һәҗ өмикиниң башлиқи ву хоңбин сөз қистуруп, әйса әпәндиләрниң вәтәнгә қайтишини, һөкүмәтниң уларниң чәтәлдики компартийәгә қарши паалийәтлирини әпу қилидиғанлиқини вә уларға йоқири әмәл беридиғанлиқини ейтиду. Әйса әпәнди униңға кәскинлик билән мундақ дәп җаваб бериду: “әгәр бу коммунизм бизниң билгинимиздәк вә маһийитини чүшәнгинимиздәк бир түзүм болидиған болса, уларниң луғитидә әпу кәлимиси мәвҗут әмәстур,” шуниң билән уларниң арисидики сөһбәт ахирлишиду. Әйса әпәнди билән абдурәһим әйсаниң айрим бир җайда узун сөзлишиш имканийитиму болмайду.
Мәруп әйса акиси һәққидики әслимисини давамлаштуруп, абдурәһим әйсаниң мәккидә “шәйтанға таш етиш” күнидә “ағрип қалдим” дәп ятиқида ялғуз қелип муһәммәдимин буғра билән мәхпий учрашқанлиқини тилға алиду. Һалбуки, һазирғичә қолимизда бар болған мәнбәләрдә абдурәһим әйсаниң мәккидә муһәммәдимин буғра билән көрүшкәнликини дәлилләйдиған һөҗҗәт йоқ. Униң үстигә, мәйли муһәммәдимин буғраниң архипида болсун яки әйса әпәндиниң әслимилиридә болсун, 1957-йили муһәммәдимин буғраниң һәҗгә барғанлиқи тоғрилиқ һечқандақ мәлумат йоқ.
Мәруп әйса акиси абдурәһим әйсаниң 1957-йилидики һәҗ сәпиридә әйса әпәнди билән учрашқанлиқи һәққидә мәлуматиниң йоқлиқини, әмма полат қадири биолән акисиниң 1940-йилларниң иккинчи йеримида бир-бирини яхши билишидиған кишиләрдин икәнликини тәкитләп өтти.
Әйса әпәнди әслимисидә йәнә 1957-йили совет иттипақи һәҗ өмики билән хитай һәҗ өмикидикиләрниң мәккидики паалийәтлири вә уларниң башқиларға бәргән тәсирини селиштуруп, мундақ дәп язиду: “бу йил һәҗ баһаниси билән қизил хитайдин һәҗгә кәлгән һаҗиларниң сани 17 нәпәр киши иди. Булардин 9 нәпири шәрқий түркистандин кәлгәнләр, 8 нәпири хитай мусулманлири (туңганларни демәкчи) икән. Бу ‛хитай мусулманлири‚ дегәнләрдин бәзилириниң хитай җасуси яки хитай истиғбарат хадимлири икәнликини тәхмин қилдим. Растни ейтқанда, бир хитай мусулмани билән бир хитай җасусини пәрқләндүруш һәқиқәтәнму қийин иди. Совет иттипақидин кәлгән қизил һаҗилар шәхләрниң өйлиридә йетип-қопуп һәҗ тавабитини елип барған болса, қизил хитайдин кәлгән һаҗилар җиддә, мәккә вә мәдинәдә әң һәшәмәтлик меһманханиларға орунлаштурулған иди.”
(Давами бар)