Абдурәһим әйсаниң һаяти вә сирлиқ өлүми (17)

Мухбиримиз қутлан
2020.02.11
memtimin-bughra-abdurehim-eysa.jpg Муһәммәтимин буғра(оңда) вә абдурәһим әйса әпәндиләр.
RFA/Qutlan

Он йәттинчи қисим: абдурәһим әйса һәҗ сәпиридин қайтқанда

Абдурәһим әйса 1957-йили 7-айниң ахириғичә мәккә вә мәдинәдики бир йүрүш һәҗ паалийәтлирини ахирлаштуруп, 8-айниң бешида хитай дөләтлик һәҗ өмикини башлап, вәтәнгә қайтип келиду.

Униң бу қетимлиқ һәҗ сәпири җәрянида һәҗ тавабитигә даир паалийәтләрдин ташқири рәсмий яки ғәйрий-рәсмий йосунда сәуди әрәбистанида яшаватқан шәрқий түркистанлиқ муһаҗирлар билән учрашқанлиқи, болупму муһаҗирәттики шәрқий түркистан дәвасиниң рәһбәрлиридин әйса йүсүп алиптекин вә униң сәпдашлиридин полат қадири билән айрим учрашқанлиқи мәлум. Бу һәқтики тәпсилатлар әйса йүсүп алиптекинниң әслимисидә тәпсилий баян қилиниду.

Ундақта, абдурәһим әйса һәҗ сәпиридә муһаҗирәттики шәрқий түркистанлиқларниң йәнә бир муһим рәһбири болған муһәммәтимин буғра билән учрашқанму?

Абдурәһим әйсаниң һазир ташкәнттә яшаватқан, бу йил 86 яшқа киргән әң кичик иниси мәруп әйса акисиниң һәрәмдә муһәммәтимин буғра билән мәхпий көрүшкәнликини тилға алиду.

Һалбуки, һазирға қәдәр қолимизда бар болған мәнбәләрдә абдурәһим әйсаниң мәккидә муһәммәтимин буғра билән көрүшкәнликини тәстиқлайдиған һөҗҗәт йоқ. Униң үстигә, мәйли мәрһум муһәммәтимин буғраниң шәхсий архипида болсун яки әйса әпәндиниң әслимилиридә болсун, 1957-йили муһәммәтимин буғраниң һәҗгә барғанлиқи тоғрилиқ һечқандақ мәлумат йоқ. Әмма мәруп әйса акиси абдурәһим әйсаниң 1940-йилларниң иккинчи йеримида муһәммәтимин буғра билән үрүмчидә йеқин дост вә мәсләкдаш болуп өткәнликини илгири сүриду.

Мәруп әйса акиси абдурәһим әйсаниң хитай һөкүмити тәрипидин 1957-йили һәҗгә әвәтилишидә улар иккиси оттурисидики кона достлуқниң сәвәб болғанлиқини, хитай һөкүмитиң чәтәлләрдә “бөлгүнчилик” билән шуғуллиниватқан муһәммәтимин буғрани қайтуруп келиштә абдурәһим әйсадин пайдиланмақчи болғанлиқини алаһидә тәкитләйду.

Мәруп әйсаниң илгири сүрүшичә, акиси абдурәһим әйса һәҗдин қайтип келип бейҗиңдики ишлирини тамамлиғандин кейин или областида хитай һәҗ өмикиниң шу йиллиқ һәҗ паалийити тоғрилиқ доклат бериду. Ғулҗадики “уйғур, қазақ, қирғиз кулуби” да ечилған бу чоң йиғинға или областлиқ партком вә һөкүмәт қармиқида хизмәт қилидиған кадирларниң көпинчиси қатнишиду. Шу йиллири или областлиқ оттура сот мәһкимисидә хизмәт қиливатқан мәруп әйсаму бу йиғинға қатнишиду. Мәруп әйсаниң әслишичә, йиғинда абдурәһим әйса өзиниң һәҗ паалийити давамида муһәммәтимин буғра билән учришип, уни вәтәнгә қайтип келишкә дәвәт қилған болсиму, әмма муһәммәтимин буғра бу тәклипни рәт қилған икән.

Шундақ қилип, хитай һөкүмитиниң муһәммәтимин буғра билән әйса әпәндини қайтуруп келиш, чәтәлләрдики “шәрқий түркистан дәваси” ниң авазини өчүрүш пилани мәғлуп болиду. Техиму ениқрақ ейтқанда, абдурәһим әйса хитай һөкүмити күткәндәк “чәтәлләрдики шәрқий түркистан бөлгүнчилири вә уларниң каттивашлири” ға хизмәт ишләп, уларни қайил қилиш вә қайтуруп келиш вәзиписини ада қилмайду, бәлки мәруп әйса тәкитлигәндәк муһәммәтимин буғраға “қайтип кәлмәслик, навада қайтип кәлсә һаятиниң хәвпкә учрайдиғанлиқи” дин сигнал бериду.

1957-Йили 8-айниң башлирида абдурәһим әйса һәҗ сәпиридин қайтип кәлгәндә хитай компартийәси уйғур диярида тарихта мисли көрүлмигән бир қетимлиқ сиясий һәрикәт қозғаш, шу арқилиқ уйғуристан җумһурийити қуруш һоқуқини тәләп қиливатқан уйғур сәрхиллирини кәң көләмдә тазилашниң алдин тәйярлиқи елип бериливататти.

Шу йили 8-айниң башлирида чиңдавда хитай мәмликәтлик милләтләр хизмити йиғини ечилиду. Бу йиғинда хитай баш министири җу енләй сәйпуллайоф башчилиқидики “шинҗаң вәкиллири” ниң “уйғуристан иттипақдаш җумһурийити” қуруш һәққидики кәскин соаллириға дуч келиду. “шинҗаңдики 13 милләткә 13 истан қуруп бәргили болмайду. Шинҗаң уйғур аптоном районини қуруп, силәргә аптономийә бәрдуқ. Аптономийә қалпиқи бәрибир уйғурларниң бешиға кийилди әмәсму! ?” дегән зәһәрхәндә сөзләрни тәкитлигән җуәнләй хитайдики аз санлиқ милләтләр районлирида, болупму уйғур аптоном районида “йәрлик милләтчиликкә қарши һәрикәт” елип беришниң зөрүрлүкини чоңқур һес қилиду. Худди сәйпидин әзизи тәкитләп өткәндәк, “чиңдав йиғини әмәлийәттә йәрлик милләтчиликкә қарши күрәшкә идийәвий тәйярлиқ қилиш йиғини болған иди.”

“чиңдав йиғини” дин кейин, йәни 1957-йили 9-айда хитай компартийәси мәркизий комитети бейҗиңда 8-нөвәтлик 3-омумий йиғин ечип, аз санлиқ милләтләр районлирида, болупму уйғур аптоном районида “йәрлик милләтчиликкә қарши туруш тоғрисида қарар” қобул қилиду. Буниң билән мәркәздин йолйоруқ тапшурувалған уйғур аптоном районлуқ парткомниң 1-секретари ваң енмав үрүмчидә “йәрлик милләтчиликкә қарши һәрикәт” қозғашниң җиддий тәйярлиқини қилиду. Бу вақитта москва зияритидә болуватқан уйғур аптоном райониниң рәиси сәйпидин әзизи бу ишларниң тәпсилатидин хәвири болмайду.

1957-Йили 12-айниң 16-күни үрүмчидә интайин дағдуға билән “йәрлик милләтчиликкә қарши күрәшкә сәпәрвәрлик қилиш йиғини” йиғини ечилиду. Бу вақитта мәйли уйғур кадирлар яки қазақ кадирлар болсун, һәтта аптоном районниң рәиси сәйпидин әзизиму бу һәрикәтниң бунчилик дәһшәтлик рәвиштә елип берилидиғанлиқини тәсәввур қилалмайду.

Йиғин башлиниши билән биринчи пай оқ алди билән зия сәмәди, ибраһим турди вә абдурәһим әйсаға етилиду. Уларға “оңчи”, “әшәддий йәрлик милләтчи”, “тәтүр инқилабчи”, “уйғуристанчи”, “хәнзуларға қарши” дегәндәк бир қатар қалпақлар кийдүрүлиду. Болупму абдурәһим әйсаниң шу йили һәҗдин “қуруқ қол” қайтип кәлгәнлики, йәни хитай һөкүмити тапшурған “сиясий вәзипә” ни орундиялмиғанлиқи униң техиму зор “гунаһи” болуп қалиду.

Америкадики “вилсон мәркизи” елан қилған соғуқ урушқа даир һөҗҗәтләр ичидә 1958-йили уйғур аптоном районлуқ парткомниң биринчи секретари ваң енмавниң үрүмчидики совет консули добашинға, или областлиқ һөкүмәт ташқи ишлар ишханисиниң башлиқи ваң хуаңҗаңниң ғулҗадики совет консулиға “йәрлик милләтчи” ләр һәққидә бәргән доклатлири учрайду. Улар совет консулиға абдурәһим әйсаниң мәккидә муһәммәтимин буғра вә әйса йүсүп алптекинләр билән мәхпий көрүшкәнлики, дөвләтбек исимлик CIA җасуси билән хупиянә учришип, униңдин пул вә совғат қобул қилғанлиқи һәққидә шикайәт қилиду. Мәруп әйсаму хитай һөкүмитиниң 1957-йилиниң ахири башланған “йәрлик милләтчиликкә қарши һәрикәт” җәрянида акиси абдурәһим әйсани юқириқи бир қатар “төһмәт” ләр билән әйиблигәнликини тилға алиду.

Мәруп әйса йәнә шу қетимлиқ күрәш йиғинида хитай һөкүмитиниң акиси абдурәһим әйсани “муһәммәтимин буғрани вәтәнгә қайтмаслиқ һәққидә агаһландурған”, “униңға қайтип кәлмә дәп тәтүр тәшвиқат қилған” дегәндәк бир қатар “гунаһ” лар билән әйиблигәнликини әскәртип өтиду.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.