Абдурәһим әйсаниң һаяти вә сирлиқ өлүми (23)

Мухбиримиз қутлан
2020.06.09
Seypidin-Eziz-Lyu-Shawch-liu-shaoqi.jpg Уйғур аптоном райониниң сабиқ рәиси сәйпидин әзизи хитай хәлқ җумһурийитиниң сабиқ дөләт рәиси лю шавчи вә ханими ваң гуаңмәй билән биллә. (1960-Йилларниң башлири, хотән)
Photo: RFA

Йигирмә үчинчи қисим: абдурәһим әйсаниң җениға замин болған “сирлиқ пичақ”

1958-Йили вақит 1-айниң 17-күнигә алмашқан кечиси абдурәһим әйса үрүмчидики тәңритағ меһманханисиниң 214-номурлуқ ятиқида өлтүрүлгәндә униң сирлиқ өлүми бир қатар гуман вә соалларни оттуриға ташлайду. Шу күни сәһәрдә 214-номурлуқ ятақниң ичидин тақалған ишикини бузуп киргәнләр абдурәһим әйсаниң қанға боялған каривитиға ташлап қоюлған бир пичақни көриду. Пичақ явропада ишләнгән болуп, шу йилларда хитайда яки совет иттипақида ишләнгән пичақ вә қәләмтрачларға селиштурғанда сипта вә өткүр иди. Һаял өтмәйла бу пичақниң арқа көрүнүшини билидиғанлар униң сәйпидин әзизиниң пичиқи икәнликини, 1957-йили сәйпидин әзизи финландийәни зиярәт қилғанда финландийә президентиниң бу пичаққа өз исмини чәктүрүп сәйпидин әзизигә совғат қилғанлиқини ашкарилайду.

Әтиси ваң енмав уйғур аптоном районлуқ партком намидин кеңәйтилгән йиғинға қатнишиватқан кадирларға “абдурәһим әйса җинайәтлири паш болғандин кейин җазалиништин қорқуп өзини өлтүрүвалған” дәп елан қилиду. Үрүмчидики совет иттипақиниң баш консули добашинму 1-айниң 20-күни москваға йоллиған доклатида “ваң енмавниң билдүрүшичә, абдурәһим әйса өзини боғузлап өлтүрүвелиш усули билән һаятини ахирлаштурған икән,” дәп язиду.

Ундақта, бу пичақ қандақ қилип абдурәһим әйсаниң җениға замин болди? финландийә президенти тәрипидин уйғур аптоном райониниң рәиси сәйпидин әзизигә совғат қилинған бу пичақ қандақларчә абдурәһим әйсаниң қанлиқ каривитидин байқилиду?

Абдурәһим әйсаниң һазир ташкәнттә яшаватқан әң кичик иниси мәруп әйса өзиниң “абдурәһим әйса өлүминиң сири” намлиқ әслимисидә бу һәқтә мундақ дәп язиду: “әйни вақитта абдурәһим әйса ‛өзини өлтүрүвалған‚ да ишләткән пичақ һәққидә ривайәтлик һекайә тарқалған. Йәни абдурәһим әйсаниң қанға боялған каривитиға ташлап қоюлған пичақ әслидә сәйпидин әзизи финландийәгә зиярәткә барғанда фин президенти имзасини чәктүрүп сәйпидин әзизигә совғат қилған пичақмиш. Бу пичақни сәйпидин әзизи вәтәнгә қайтип кәлгәндин кейин өйигә пәтиләп кәлгән уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлики назаритиниң назири әнвәр җакулинға совға қилғанмиш. Әнвәр җакулиндин бу пичақни или қазақ аптоном областиниң башлиқи җағда бабаликоф сорап алғанмиш. Абдурәһим әйса ятақдиши җағда бабаликофтин бу пичақи сорап елип, униң билән ‛өзини өлтүрүвалған‚ миш.”

Мәруп әйса бу һәқтә радийомиз зияритини қобул қилғанда 1957-йили 1-айниң 17-күни сәһәрдә бу пичақниң сирлиқ бир рәвиштә абдурәһим әйсаниң қанға боялған каривитидин тепилғанлиқини, пичақ игисиниң шу вақиттики уйғур аптоном райониниң рәиси сәйпидин әзизи икәнликини, униң финландийә президенти тәрипидин сәйпидин әзизигә совғат қилинған пичақ икәнликини йәнә бир қетим тәкитләп өтти.

Қизиқарлиқи шуки, уйғур аптоном райониниң рәиси сәйпидин әзизи башқа бир дөләтниң президенти тәрипидин өзигә тәқдим қилинған бу қиммәтлик совғатни қандақсигә башқа биравға бериветиду? у финландийә президенти тәрипидин дөләт совғити сүпитидә өзигә тәқдим қилинған бу буюмни сақлаштәк әң адәттики қаидини билмәсму? уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлики назаритиниң назири әнвәр җакулин бу сүйиқәстни әмәлгә ашуруш үчүн буниңдин башқа қатиллиқ қорали тапалмиғанму?

Мәруп әйсаниң баян қилишичә, абдурәһим әйса 1957-йили 12-айниң оттурилири ғулҗадин үрүмчигә йолға чиқишниң алдида аяли мунҗийә ханим униңға ян қоралини еливелишни тәвсийә қилиду. Әмма абдурәһим әйса “буниң һаҗити йоқ” дәп ян қоралини өйидә қалдуруп қойиду. Әгәрдә абдурәһим әйсада растинла “өзини өлтүривелиш” нийити болған болса у немә үчүн өзиниң тәйяр ян қоралини елип келип ишләтмәстин, сирлиқ арқа көрүнүши болған бу пичақ билән һаятини ахирлаштуриду?

Мәруп әйса зияритимиз җәрянида йәнә акисиниң җәсити үрүмчидин ғулҗаға елип келингинидә һөкүмәт тәрәпниң қаттиқ тосқуниға қаримай дадиси вә қериндашлириниң кигизгә йөгәлгән қанлиқ җәсәтни ечип көргәнликини, мурдиниң канай вә көкрәк қисмидики пичақ урулған җараһәт төшүклиригә пахта тиқип қоюлғанлиқини әсләп өтти.

Абдурәһим әйса өлтүрүлүп аридин 17 йил өткәндә, йәни 1975-йили мәруп әйса ташкәнттин алмутаға берип миллий армийәниң сабиқ командирлиридин генерал майор мәрғуп исһақоф билән көрүшиду. Бу көрүшүштә мәрғуп исһақоф илгирики сүкүтлирини бузуп, абдурәһим әйсаниң әйни вақитта өзини өлтүрүвалған болмастин, бәлки башқилар тәрипидин суйиқәст билән өлтүрүлгәнликини, өзиниң 1958-йили 1-айниң 17-күни сәһәрдә абдурәһим әйсаниниң қанлиқ җәситини нәқ мәйданда көргәнликини баян қилиду.

Мәруп әйса йәнә шу қетим мәрғуп исһақофниң өзигә акиси абдурәһим әйсаниң сирлиқ өлүмидики гуманлиқ нуқтиларни бир-бирләп сөзләп бәргәнликини, абдурәһим әйсаниң өзигә 10 қетим пичақ уруп өлүвелишиниң әсла мумкин әмәсликини, уни аз дегәндә 3 адәмниң бирлишип пичақлиғанлиқини баян қилиду.

Илгири уйғур аптоном районлуқ өсмә кесәлликләр дохтурханисида узун йил ташқи кесәлликләр дохтури болуп ишлигән, һазир америкада яшаватқан медитсина пәнлири доктори җүрәт обул әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилди. У медитсина нуқтисидин анализ қилип, өзини өлтүрүвалмақчи болған кишиниң өзигә арқа-арқидин 10 қетим пичақ тиқишиниң мумкин әмәсликини, җисманий җәһәттин йүз бәргән бир қетимлиқ қаттиқ зәрбә яки җанни алидиған урулуштин кейин инсанниң шок, йәни вуҗудиниң вақитлиқ қетип қелиш һалитигә киридиғанлиқини тәкитлиди.

Доктор җүрәт обул йәнә бир қетимлиқ әҗәллик зәрбигә учриған кишиниң җисманий вә роһий җәһәттин өзигә давамлиқ зәрбә беридиған мумкинчиликиниң қалмайдиғанлиқини, буни өзиниң илгири еғир қатнаш вәқәсигә учриған яки чоң қан томурлири йерилған кесәлләрдин ениқ көргәнликиниму әскәртип өтти.

(Давами бар)


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.