Абдурәһим әйсаниң һаяти вә сирлиқ өлүми (26)
2020.07.21
Йигирмә алтинчи қисим: “истанбул” меһманханиси вә “дөвләтбәг вәқәси” ниң ясап ясап чиқирилиши
Абдурәһим әйса суйиқәст билән өлтүрүлүп аридин 60 йилдин көпрәк вақит өткәндә, униң сирлиқ делосидики бәзи түгүнләрниң учи йешилмәктә. Абдурәһим әйсаниң хитай һөкүмити тәрипидин “әшәддий йәрлик милләтчи” дегән сиясий қалпақтин башқа йәнә бир учи мусулманларниң қиблиси-мәккә мукәррәмгә туташқан аталмиш “хәлқаралиқ җасуслуқ” делосиға четилип әйиблиниши өз дәвридила көплигән кишиләрдә гуман пәйда қилған иди.
1957-Йили 12-айда абдурәһим әйса үрүмчигә чақиртилип, “әшәддий йәрлик милләтчи” қалпиқи билән күрәшкә тартилғанда, аридин топ-тоғра бир ай өткәндә уйғур аптоном районлуқ партком “абдурәһим әйса җинайәтлиридин қорқуп өзини өлтүрүвалди” дәп елан қилғанда, абдурәһим әйсаниң аилисидикиләр, қериндаш вә уруқ-туғқанлири шундақла узун йиллиқ күрәшләрдә биллә болған сәпдашлири һәйранлиқтин яқа чишлигән иди. Чүнки улар абдурәһим әйсаниң уйғуристан җумһурийити һәққидики ғайилири вә униң бу йолдики әмәлий күрәшлиридин хәвири бар болсиму, әмма униң һәҗ сәпири җәрянида хитай һөкүмити ейтқандәк “пан-түркизмниң увиси болған түркийәгә барғанлиқи”, “истанбул меһманханисида дөвләтбәг исимлик америка җасуси билән мәхпий көрүшүп тил бириктүргәнлики” һәққидә әсла аңлап бақмиған иди.
Абдурәһим әйсаниң әң кичик иниси мәруп әйса 1990-йилларда қәләмгә алған “абдурәһим әйса өлүминиң сири” намлиқ әслимисидә мундақ дәп язиду: “акам абдурәһим әйса хитай һөкүмитиниң орунлаштуруши билән 1957-йилидики хитай мәмликәтлик һәҗ өмикигә өмәк башлиқи болуп һәрәмгә барған иди. Һәҗ сәпиригә атлиништин илгири хитай компартийәсиниң иккинчи номурлуқ рәһбири лю шавчи уни бейҗиңда айрим қобул қилип, һәҗ сәпиридин пайдилинип, униң муһәммәтимин буғрани вәтәнгә қайтуруп келишкә қайил қилишини тапшурған икән. Акам һәҗдин қайтип келип, ғулҗадики уйғур, қазақ, қирғиз кулубида доклат бәргәндә өзиниң лю шавчиниң тапшуруқи билән муһәммәтимин буғрани вәтәнгә қайтуруп келиш үчүн тиришчанлиқ көрсәткәнликини, әмма буниң мумкин болмиғанлиқини, һәрәмдә әйса йүсүп алиптекин биләнму учрашқанлиқини ейтқан иди. Әмма у аилимиздики хусусий сөһбәтлиримиздә яки башқа сорунларда өзиниң һәҗ сәпири җәрянида түркийәгә барғанлиқи, ‛истанбул‚ меһманханисида дөвләтбәг исимлик бири билән көрүшкәнлики һәққидә һечқачан еғиз ечип бақмиған иди. 1957-Йилиниң ахири хитай һөкүмити уни үрүмчигә чақиртип елип кетип, ‛чәтәлдә хәлқаралиқ бир җасус билән мәхпий көрүшкән‚ дәп күрәшкә тартқанлиқини вә бир айдин кейин суйиқәст билән өлтүргәнликини аңлиғинимизда һәйранлиқтин турупла қалдуқ. Әйни вақитта биз қериндашлар, акамниң аяли мунҗийә ханим вә акамниң сәпдашлириниң һәммиси дегүдәк бу иптираға әсла ишәнмигән иди.”
Мәруп әйса бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда, акиси абдурәһим әйсаниң 1957-йилидики һәҗ сәпиригә беришиниң пүтүнләй хитай һөкүмитиниң орунлаштуруши бойичә болғанлиқини; һәҗгә меңиштин аввал хитай дөләт рәиси лю шавчиниң абдурәһим әйсани айрим қобул қилип, униң һәҗ җәрянида муһәммәтимин буғра вә әйса әпәндиләр билән көрүшүшини һавалә қилғанлиқини; абдурәһим әйсаниң һәҗдин қайтип келип бу ишларни тәпсилий доклат қилғанлиқини йәнә бир қетим әскәртип өтти.
Ундақта, абдурәһим әйсаниң һәҗ сәпири җәрянида түркийәгә барғанлиқи, “истанбул” меһманханисида “дөвләтбәг исимлик америка җасуси билән мәхпий көрүшүп, тил бириктүргәнлики” қандақ оттуриға чиққан? аталмиш “америка җасуси дөвләтбәг” зади ким, у реал шәхсму яки хитай-совет иттипақи истиғбарати тәрипидин ясап чиқирилған кишиму?
Шуниси ениқки, хитай һөкүмитиниң абдурәһим әйсаға “һәҗ сәпири җәрянида түркийәгә берип, истанбул меһманханисида америка җасуси билән мәхпий көрүшкән” дегән җинайәтни артиши қип-қизил боһтан иди. Бу мәсилини инчикилик билән анализ қилғанда, абдурәһим әйсани көздин йоқитиш оператсийәсиниң у һәҗ сәпиригә атлиништин бурунла пиланланғанлиқини, буниңға хитай тәрәпкә қариғандиму совет иттипақи тәрәпниң бәкрәк күчигәнликини тәхмин қилғили болиду. Хитай билән совет иттипақи истиғбарати бу җәһәттә инчикилик билән пилан қуруп, навада абдурәһим әйсани һәҗ сәпиридин пайдилинип, “чәтәлләрдики бөлгүнчи күч” ләргә яки “америка җасуслири” ға бағлиялиса, уни наһайити асанла көздин йоқатқили болидиғанлиқини алдин мөлчәрлигән.
Абдурәһим әйсаға аит архиплар, һөҗҗәтләр, гуваһлиқлар вә әслимиләр аталмиш “дөвләтбәг вәқәси” ниң хитай истиғбарати тәрипидин әмәс, бәлки совет иттипақи истиғбарати тәрипидин ясилип чиқилғанлиқи вә хитай тәрәпниң пайдиллиниши үчүн сунулғанлиқини илгири сүрмәктә. Мәруп әйсаму акиси абдурһим әйсаниң 1956-йилидин буян совет иттипақини көп қетим тәнқид қилғанлиқини, уйғуристан җумһурийити мәсилисидә совет иттипақиниң вапасизлиқ қилғанлиқини очуқ-ашкара тилға алғанлиқини тәкитләйду.
Мәлумки, 1950-йилларда коммунист хитай ташқи дипломатийә җәһәттә интайин йетим һаләттә иди. Коммунист хитай бу мәзгилләрдә совет иттипақиниң бир сүний һәмраһ дөлити сүпитидә совет иттипақи һасил қилған ташқи дипломатийә орбетасида айлинишқа мәҗбур иди. Коммунист хитайниң 1950-йилларда мәйли асия әллиридә болсун яки ғәрб әллиридә болсун вә яки оттура-шәрқтики ислам әллиридә болсун, дипломатийә җәһәттики асаси интайин аҗиз иди, һәтта ташқи дипломатийә җәһәттә тәйвәнчилик орни йоқ иди. Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниңму әзаси әмәс иди. Шундақ болғачқа хитай дөләт истиғбаратиниң коммунист хитайниң әлчиханиси турмақ, һәтта вакаләтханисиму мәвҗут болмиған сәуди әрәбистанида абдурәһим әйсани “америка җасуси” ға бағлап “дело ясайдиған” мумкинчилики йоқ дейәрлик иди. Әмма бу иш совет истихбарати-к г б ниң қолидин келәтти. Шуңа мәруп әйса акисиниң суйиқәст билән өлтүрүлүшидә хитай билән совет иттипақи икки тәрәп истиғбаратиниң бирләшмә қоли барлиқини илгири сүриду.
1957-Йили абдурәһим әйса хитай мәмликәтлик һәҗ өмикини башлап сәуди әрәбистанға әвәтилгән вақит сабиқ совет иттипақиниң чәтәлләрдики, болупму ислам әллиридики тәшивиқати вә истиғбарат паалийәтлири әң күчәйгән мәзгилләр иди. Совет иттипақи бу мәзгилдә мисир қатарлиқ әрәб әллиридә көтүрүлгән ғәрбкә қарши кәйпияттин үнүмлүк пайдилинип, пәләстин мәсилисини қоллиған болуп оттуриға чиқиду һәмдә мусулманлар дунясиниң совет иттипақи вә коммунизм лагериға болған маһиллиқни қолға кәлтүрүш үчүн васитә таллимай һәрикәт қилиду. Мушундақ бир шараитта, к г б ниң совет иттипақиниң оттура асия районидики арқа һойлиси һесабланған уйғур аптоном районида абдурәһим әйсадәк һәм совет иттипақиға һәм хитай коммунистлириға қарши болған “хәтәрлик унсур” ни “америка җасуслири” ға бағлап йоқатмиқи һечқанчә қийинға тохтимайтти. Униң үстигә совет иттипақиниң үрүмчи вә ғулҗада турушлуқ консулханилири 1958-йили 1-айниң башлиридин 8-айғичә болған җәрянда москваға уйғур аптоном районида елип берилған “йәрлик милләтчиликкә қарши һәрикәт” тоғрилиқ 8 парчә узун доклат йоллайду. Бу доклатларниң 5 парчисида абдурәһим әйсаниң һәҗ сәпири җәрянида “америка мәркизий ахбарат идарисиниң җасуси дөвләтбәг билән мәхпий учрашқанлиқи” тилға елиниду. Йәнә келип бу мәлуматлар әйни вақиттики уйғур аптоном районлуқ парткомниң биринчи секретари ваң енмав, иккинчи секретари лү җйәнрен, или қазақ аптоном областлиқ һөкүмәт ташқи ишлар ишханисиниң башлиқи ваң хуаңҗаңлар тәрипидин үрүмчи вә ғулҗадики совет консуллириға доклат қилиниду.
Әҗәблинәрлики шуки, һазирғичә ашкара болған архип материяллири яки мәхпийәтлики бикар қилинған сабиқ совет иттипақи һөҗҗәтлириниң һеч биридә “дөвләтбәг” исимлик америка җасуси һәққидә мәлумат учримайду. Униң үстигә һәҗ сәпири җәрянида абдурәһим әйсаниң түркийәгә барғанлиқини дәлилләйдиған һечқандақ мәнбә йоқ. Әйса йүсүп алптекинниң “әсир шәрқий түркистан үчүн” намлиқ әслимисиниң 2-томида абдурәһим әйсаниң 1957-йили 7-айниң 9-күни кечидә мәккидики мисир меһманханисида полат қадири билән ялғуз көрүшкәнлики, көрүшүштә өзиниң түркийәни көрүш арзуси барлиқини, әмма коммунист хитайниң паспортиға түркийә визиси елишниң мумкин болмайдиғанлиқини ейтқанлиқини язиду. 1958-Йили 4-айниң ахири уйғур аптоном районлуқ партком өзиниң орган журнили болған “алға” журнилида елан қилған абдурәһим әйса һәққидики һөҗҗәт характерлик баш мақалидә “абдурәһим әйса пантуркистларниң увиси болған түркийәгә кетишкә урунған” дейилгән-ю, “түркийәгә барған” дейилмигән. Демәк, хитай компартийәсиниң бу һөҗҗәт характерлик бу мақалисиму абдурһим әйсаниң түркийәгә бармиғанлиқини ишарә қилиду. Униң үстигә бу вақитларда түркийәниң тәйвәндики гоминдаң һөкүмити билән дипломатик мунсивити мәвҗут болуп, түркийә техи коммунист хитайни рәсмий тонумиған иди. Түркийәдә әлчиханиси турмақ, һәтта вакаләтханисиму болмиған коммунист хитайниң паспорти билән абдурәһим әйсаниң түркийәгә кириши мумкин әмәс иди.
Шундақкән, абдурәһим әйсаниң “түркийәгә берип, ‛истанбул‚ меһманханисида ‛дөвләтбәг‚ исимлик америка җасуси билән көрүшүши” пүтүнләй боһтан характерлик иптира вә бир мәйдан сиясий сүйиқәстниң еһтияҗи билән тоқулған һекайә иди, халас.
(Давами бар)