Абдурәһим әйсаниң һаяти вә сирлиқ өлүми (2)
2019.10.01

Иккинчи қисим: мәруп әйса- “акам абдурәһим әйса хитай коммунизиминиң қурбанидур”
Хитай коммунистлириниң уйғур диярини идарә қилғанлиқиға 70 йил болған бүгүнки күндә тарихқа соал қоюлмақта: коммунизм, җүмлидин хитай коммунизими бу 70 йил җәрянида уйғурларға немиләрни елип кәлди?
Бу қабаһәтлик 70 йилни бешидин өткүзгән вә униң мудһиш қайнамлирида яшиған уйғур шаһитлар хитай компартийәсиниң тәшвиқатлирида ейтиливатқан аталмиш “бәхтлик шинҗаң” сәпсәтәсини кәскин рәт қилиду.
85 яшқа киргән мәруп әйса бүгүн өзбекистан пайтәхти ташкәнттә яшимақта. У 20-әсир уйғур тарихидики әң чоң сиясий делоларниң бири болған, 1958-йили январда “әшәддий йәрлик милләтчи” дегән қалпақ билән зиянкәшликкә учриған шундақла хитай коммунизиминиң қурбаниға айланған мәрһум абдурәһим әйсаниң әң кичик инисидур. Мәруп әйса бу мунасивәт билән радийомиз зияритини қобул қилип, акиси абдурәһим әйсаниң буниңдин 61 йил илгири сиясий суйиқәст билән хитай коммунизиминиң қурбани болғанлиқини, сотсиялизм яки коммунизмниң әмәлийәттә фашизимдин һеч пәрқи йоқ бир сиясий идеологийә икәнликини тәкитләп өтти.
Мәруп әйсаниң баян қилишичә, уларниң нәсәби или диярида өткән мәрипәтпәрвәр җәмәтләрдин һесаблинидиған йүсүп пахта вә униң оғли әйсаахун аилисигә тутушидикән. Мәруп әйса бовиси әйсаахунниң кичик оғли ибраһим аилисиниң 10-пәрзәнти болуп туғулған икән. У өзиниң 1934-йили май ейида или вилайитиниң юқириқи җағистай йезисида дуняға кәлгәнликини, акиси абдурәһим әйсаниң аилисидики 2-оғул икәнлики, униң 1910-йили әтрапида әйни вақиттики русийәгә қарашлиқ йәттәсу өлкисиниң ғалҗат йезисида туғулғанлиқини тилға алиду.
Мәруп әйса кейинки йилларда өзиниң акиси абдурәһим әйсаниң делоси һәққидә узун мәзгил издиниш елип берип, мәхсус әслимә йезип чиққанлиқи, бу тарихий әслиминиң пүтүп чиқишида әйни вақитта оттура асия җумһурийәтлиридә яшиған көплигән уйғур зиялийлириниң, җүмлидин сабит абдураһман уйғури билән давут турәхмәдофниң ярдими болғанлиқини алаһидә әскәртип өтиду.
Мәруп әйса өзиниң 1950-йилларниң башлирида бейҗиңдики милләтләр институтида оқуғанлиқини, 1958-йили 1-айда акиси абдурәһим әйсаға “әшәддий йәрлик милләтчи” қалпиқи кийдүрүлүп сиясий суйиқәст билән өлтүрүлгәндин кейин аилиси бойичә совет иттипақиға чиқип кетип дәсләп алмутада яшиғанлиқини, кейинчә ташкәнткә көчүп барғанлиқини баян қилиду.
Мәруп әйса 1960-йили ташкәнт дөләт университетиниң шәрқшунаслиқ факултетиға кирип оқуғанлиқини, оқуш пүттүргәндин кейин ташкәнт радийосиниң қаримида ечилған хитайға қарши аңлитиш беридиған уйғурчә радийода ишлигәнликини илгири сүриду. Мәруп әйса ташкәнт радийосиниң уйғурчә аңлитишидики программиларниң көп қисминиң москвадин бәлгилинип әвәтилидиғанлиқи, аз қисмини өзлири тәйярлап аңлитидиғанлиқини әскәртип өтиду.
Мәруп әйса 1960-йилларда ташкәнт радийосида уйғурчә аңлитишниң тәсис қилинишиниң совет-хитай мунасивәтлириниң бузулуши билән биваситә мунасивәтлик икәнликини, 1949-йили хитай коммунистлириниң уйғурлар вәтинини ишғал қилишиға ярдәм бәргән совет иттипақиниң 1960-йилларға кәлгәндә ташкәнт радийосида хитайға қарши уйғурчә радийо аңлитиши тәсис қилғанлиқини алаһидә тилға елип өтиду.
У өзиниң 85 йиллиқ һаят мусаписидә сотсияслизм вә коммунизмниң маһийитини чоңқур дәриҗидә чүшәнгәнликини, буниң әмәлийәттә фашизимдин пәрқи йоқ бир сиясий идеологийә икәнликини, уйғур хәлқиниң бу изимларниң әң чоң қурбани болған бир хәлқ икәнликини тәкитләп өтиду.
Мәруп әйса 1950-йиллардин таки өзбекистан радийо-телевизийә идарисидин пенсийәгә чиққан йиллириғичә болған һаят мусаписи һәққидиму қисқичә мәлумат берип өтиду. У әйсаахун аилисидики 9 оғул бир қиздин бүгүн һаят яшаватқан бирдин бир кишиниң өзи икәнликини, бу аилидин йетишип чиққан кишиләрниң 20-әсир уйғур сиясий вә мәдәнийәт тарихида муһим ролларни ойниғанлиқини тилға елип өтиду.
Мәруп әйса ахирида хитай сотсиялизимниң уйғур хәлқигә қандақ балайиапәтләрни елип кәлгәнликини әскәртип мундақ дәйду: “сотсиялизм уйғур хәлқиниң белини сундурди вә һелиһәм сундурмақта. Бизниң миллитимизниң бешиға кәлгән бу қара күнләр һеч бир хәлқниң бешиға кәлмисун! . . .”
(Давами бар)