Абдурәһим әйсаниң һаяти вә сирлиқ өлүми (8)
2019.11.12

Йәттинчи қисим: әхмәтҗан қасимидин айрилған еғир күнләрдә
Гоминдаң даирилириниң битим маддилириға арқа-арқидин хилаплиқ қилиши, суң шилйән башчилиқидики гоминдаң һәрбий тәрәпниң күчлүк бесими нәтиҗисидә 1947-йили язға кәлгәндә өлкилик бирләшмә һөкүмәт парчилиниш гирдабиға келип қалиду. Буниң билән әхмәтҗан қасими башчилиқидики или тәрәп вәкиллири өлкилик бирләшмә һөкүмәттин чекинип чиқип, ғулҗиға қайтип кетиш қарарини алиду. Шу йили 8-айда абдурәһим әйса әхмәтҗан қасиминиң тәвсийәси билән үрүмчидин чекингән или вәкиллиригә қошулуп, ғулҗиға кетиду.
Абдурәһим әйса ғулҗиға қайтип барғандин кейин или валий мәһкимисиниң баш катиплиқиға тәйинлиниду. 1948-Йили 8-айниң 1-күни ғулҗида әхмәтҗан қасими башчилиқида “иттипақ” тәшкилати, йәни “шинҗаңда тинчлиқ вә демократийәни һимайә қилиш иттипақи” қурулғанда абдурәһим әйса “иттипақ” мәркизий комитетиниң баш катипи, мәмурийәт бөлүминиң башлиқи вә “иттипақ” мәркизий комитетиниң һәйәт әзаси болуп сайлиниду. Шу йилларда у әхмәтҗан қасиминиң әң йеқин сәпдиши вә мәсләкдиши сүпитидә униң хизмәтлиригә йеқиндин ярдәмчи болиду.
Абдурәһим әйсаниң һазир ташкәнттә яшаватқан әң кичик иниси мәруп әйса шу йиллардики вәқәләрдин әслимә тәқдим қилип, акиси абдурәһим әйса билән әхмәтҗан қасими оттурисида интайин йеқин достлуқ вә мәсләкдашлиқ мунасивитиниң болғанлиқини тилға алиду. У акиси абдурәһим әйсаниң ғулҗиға барғандин кейин таки 1949-йилиниң ахириға қәдәр әхмәтҗан қасими билән бир һойлида қошна болуп олтурғанлиқини алаһидә тәкитләйду.
1949-Йили күздә шәрқий түркистанниң сиясий вәзийитидә драматик өзгириш йүз берип, әхмәтҗан қасими башчилиқидики рәһбәрләр ғулҗидин сирлиқ йосунда айрилғанчә иккинчи қайтип кәлмәйду. Ғулҗидики совет иттипақи консулханиси билән хитай компартийәсиниң алақичиси дең личүнниң мәхпий орунлаштуруши арқисида сәйпидин әзизи шу йилиниң сентәбир айлирида иккинчи бир өмәкни башлап йошурунчә бейҗиңға маңиду. Илидики сабиқ шәрқий түркистан һөкүмити, миллий армийә вә пүткүл уйғур хәлқиниң мақуллуқи болмиған, һәтта сиясий сәһнидики зор көпчилик уйғур сәрхиллириниң һечқандақ хәвири болмиған әһвал астида сәйпидин әзизи бейҗиңда хитай компартийәсиниң алий рәһбәрлири билән көрүшүп, шәрқий түркистанниң хитай хәлқ җумһурийитиниң бир өлкиси болғанлиқини җакарлайду. Шу йили өктәбирдә хитай хәлқ азадлиқ армийәсиниң алдин йүрәр қисимлири үрүмчигә тосалғусиз кирип келиду.
Ғулҗида әхмәтҗан қасимиларниң қайтип келишини тәқәззалиқ билән күтүватқан абдурәһим әйса арқа-арқидин йүз бериватқан бу сирлиқ өзгиришләрни задила қобул қилалмайду. Болупму әхмәтҗан қасими башчилиқидики рәһбәрләрниң сирлиқ өлүми униңға қаттиқ зәрбә болиду. Ашу еғир күнләрдә абдурәһим әйса бир мәзгил көз алдидики реяллиқтин көңли совуп, бирдинла чүшкүнлишип кетиду. Вәтәнниң тәқдири мәсилиси уни қаттиқ азаблайду. У өзиниң “иттипақ” мәркизий комитетидики барлиқ вәзипилирини ташлап, ғулҗиниң булақ дадамту йезисидики қорусиға көчүп чиқиду вә җисманий әмгәк билән шоғулланғач бир мәзгил қаттиқ ойлиниду.
Мәруп әйса өзиниң әслимисидә акиси абдурәһим әйсаниң шу вақиттики роһий һалитини мундақ тәсвирләйду: “мушу әһвалларниң һәммиси әзәлдин вәтәнниң мустәқиллиқини арзу қилип кәлгән абдурәһим әйсаниң роһий кәйпиятиға еғир тәсир қилди. У роһи чүшкән һалда давамлиқ хиял сүрүп йүридиған вә кәм сөз болуп қалди. Бурун әхмәтҗан қасими билән қошна болуп олтурған вақитлирида хушал-хурам яшиған болса, әмди әхмәтҗан қасимисиз бу қоруда турушни халимиди. У бу җайни тәрк етип, башқа мәһәллигә көчүп кәтти. У йеңидин тәшкил қилинған өлкилик хәлқ һөкүмитиниң тәркибигә киргүзүлүп, үрүмчигә чақиртилғандиму барғуси кәлмиди. Шәрқий түркистан һөкүмити өзигә бекитип бәргән ғулҗиниң булақ дадамтудики қору-җайиға чиқип әмгәк қилишни яхши көридиған болуп қалди. Шинҗаң өлкилик һөкүмәт рәиси уни әмәк назаритиниң назирлиқиға тәйинләп пәрман чиқарған, қайта-қайта чақиртқан болсиму, әмма у үрүмчигә берип ишләшни халимай бир мәзгил булақ дадамтуда қаттиқ ойланди.”
Мәруп әйса радийомизға бәргән авазлиқ баянидиму акиси абдурәһим әйсаниң 1949-йилиниң ахиридин 1950-йилларниң башлириғичә болған арилиқта вәтәнниң тәқдиридин қаттиқ үмидсизлинип, чүшкүн бир кәйпиятта яшиғанлиқини, сиясий вә мәмурий вәзипилирини ташлап, ғулҗиниң булақ дадамту йезисида йерим йилчә қаттиқ ойланғанлиқини илгири сүриду.
Мәруп әйса акиси абдурәһим әйсаниң ашу мәзгилләрдә ғулҗида әхмәтҗан қасимиларниң из-дерикини сүрүштүргән асаслиқ кишиләрниң бири икәнликини, һәтта 1950-йили 4-айда әхмәтҗан қасимиларниң җәсәтлири ғулҗиға елип келингәндә бу еғир йоқитишниң адәттики айропилан қазаси әмәс, бәлки бир сиясий суйиқәст болғанлиқидин гуман қилғанлиқини тәкитләп өтиду.
1949-Йили 12-айниң 17-күни ваң җен башчилиқидики хитай коммунистлириниң рәһбәрликидә үрүмчидә шинҗаң өлкилик хәлқ һөкүмити қурулиду. Бу вақитта абдурәһим әйса шинҗаң өлкилик хәлқ һөкүмитиниң һәйәт әзалиқиға, кейинчә хитай компартийәси шинҗаң шөбә бюросиниң кандидат һәйәтликигә көрситилиду. Әмма у үрүмчигә бериштин көңли совуп, ғулҗиниң булақ дадамту йезисида йетивалиду. Арилиқта сәйпидин әзизи вә бурһан шәһидиләр мәхсус ғулҗиға келип, униң үрүмчигә беришини тәвсийә қилиду. 1950-Йилиниң бешида өлкә рәиси бурһан шәһиди ғулҗиға арқа-арқидин телеграмма йоллап, абдурәһим әйсаниң шинҗаң өлкилик әмгәк назаритиниң назирлиқиға тәйинләнгәнликини, униң дәрһал үрүмчигә келип вәзиписини өткүзүвелишини тәләп қилиду.
Бир мәзгиллик қаттиқ ойлиништин кейин давамлиқ тиркишип көрүш нийитигә кәлгән абдурәһим әйса үрүмчигә берип, өлкилик әмгәк назаритиниң назири болиду. Бир мәзгилдин кейин униң хизмити бейҗиңға йөткилип, хитай мәмликәтлик милләтләр ишлири комитетиниң муавин башлиқи болиду. У шу мәзгилләрдә сиясий саһәдики уйғур сәрхиллири билән бирликтә һеч болмиғанда хитай хәлқ җумһурийитиниң тәркибидә уйғуристан иттипақдаш җумһурийити қуруш ғайиси үчүн күрәш қилишқа бәл бағлайду.
(Давами бар)