Абдурәһим әйсаниң һаяти вә сирлиқ өлүми (9)
2019.11.19

1950-1951-Йиллири абдурәһим әйса шинҗаң өлкилик хәлқ һөкүмитиниң әзаси, өлкилик әмгәк назаритиниң назири қатарлиқ вәзипиләр билән үрүмчидә турған болсиму, әмма көпинчә вақитларда ғулҗиға берип-келип туриду. Болупму хитай коммунист һакимийитиниң күнлүки астида уйғурларға зади қайси дәриҗидики аптономийә елиш мәсилиси униң каллисидин задила нери кәтмәйду. У бу мәзгилләрдә или инқилабиға қатнашқан көплигән сәпдашлири билән бирликтә һеч болмиғанда хитай хәлқ җумһурийитиниң тәркибидә уйғуристан иттипақдаш җумһурийити қурулуши керәк. Уйғурларму худди советлар иттипақиниң оттура асия районидики қазақистан, өзбекистан қатарлиқ миллий җумһурийәтлиригә охшаш хитай күнлүки астида иттипақдаш җумһурийәтлик һоқуққа еришиши керәк дегән қарашта иди.
Һазир өзбекистан пайтәхти ташкәнттә яшаватқан мәрһум абдурәһим әйсаниң әң кичик укиси мәруп әйса бу һәқтә әслимә тәқдим қилди. У 1950-йилларниң башлирида илидики көплигән уйғур сәрхиллириниң “сотсиялизм уйғурларға мустәқиллиқ елип келиду” дегән қарашта икәнликини тәкитләп өтти.
1951-Йилиниң башлирида хитай компартийәси мәркизий комитети уйғур сиясий сәрхиллириниң аптономийә һәққидики қарашлирини билип беқиш вә уларниң томурини тутуп көрүш оюнини ойнайду. Буниң билән шу йили 3-айниң бешида хитай компартийәси мәркизий комитети уйғур дияридики башқармидин юқири дәриҗилик миллий кадирларға “миллий территорийәлик аптономийәни синақ тәриқисидә йолға қоюш низами ‛лайиһә‚” намлиқ һөҗҗәт билән хитай компартийәси ғәрбий-шимал бюроси милләтләр комитетиниң “миллий територийәлик аптономийәни синақ тәриқисидә йолға қоюш низами ‛лайиһә‚ һәққидә пикир елиш, тәкшүрүш программиси” ни қошуп әвәтиду.
Илидики мәсул рәһбирий кадирлар хитай компартийәси мәркизий комитети тәрипидин әвәтилгән бу һөҗҗәт вә пикир елиш материялини тапшуруп алғандин кейин 1951-йили 3-айниң 4-күни ғулҗа шәһиридики “иттипақ” мәркизий комитетиниң кутупханисида мәҗлис ачиду. Шаһитларниң мәлуматлириға қариғанда, йепиқ һаләттә ечилған мәзкур мәҗлискә ғулҗидики сабиқ шәрқий түркистан җумһурийитиниң юқири дәриҗилик кадирлири, миллий армийәниң атақлиқ офитсерлири, иҗтимаий-сиясий тәшкилатларниң вәкиллири, диний затлар вә яшлар вәкиллири болуп 50 тин артуқ киши қатнишиду.
Мәруп әйса бу мәҗлискә акиси абдурәһим әйсаниңму асаслиқ кишиләрниң бири сүпитидә қатнашқанлиқини илгири сүриду.
Тарихчи қәһриман ғоҗамбәрдиниң илгири сүрүшичә, мәзкур мәҗлистә 12 маддилиқ бир тәклип-пикир лайиһәси (бәзиләр 15 маддилиқ икәнликини илгири сүриду) тәйярлинип, униңға йиғин қатнашчилиридин 51 киши имза қойиду. Униңда асаслиқи икки негизлик мәсилә оттуриға қоюлған болуп, бири уйғуристанниң толуқ мустәқиллиқини тәләп қилиш, йәнә бири хитай хәлқ җумһурийитиниң тәркибидә-советләр иттипақиниң оттура асиядики иттипақдаш җумһурийәтлиригә охшаш- “уйғуристан иттипақдаш җумһурийити” қуруш тәләп қилиниду. Әмма йиғин қатнашчилири кәскин музакирәләрдин кейин уйғуристанниң толуқ мустәқиллиқ муәммасини һазирқи вәзийәттә һәм бейҗиңниңму һәм москваниңму қоллимайдиғанлиқини көздә тутуп, һазирчә хитай хәлқ җумһурийитиниң тәркибидә уйғуристан үчүн иттипақдаш җумһурийәтлик сиясий ситатус тәләп қилиш пикридә бирликкә келиду.
Һалбуки, “51 чиләр” мәҗлисидә оттуриға чүшкән тәклип-пикирләр вә тәләпләр һәққидики һөҗҗәт характерлик материялларни хитай һөкүмити һазирға қәдәр елан қилмайду. Бу һәқтә пикир баян қилған мәруп әйса “51 чиләр” мәҗлисигә ғулҗидики сабиқ шәрқий түркистан җумһурийитиниң асаслиқ кадирлириниң һәммиси дегүдәк қатнашқанлиқини, әмма йиғинниң йепиқ һалда ечилғанлиқини тилға алиду.
Сейпидин әзизиму “өмүр дастани” намлиқ әслимисиниң техи елан қилинмиған 3-томида 1951-йили 3-айда ғулҗида ечилған “51 чиләр мәҗлиси” һәққидә қисқичә мәлумат бериду. У өзиниң бу мәҗлис һәққидики учурларни ғулҗиға берип қайтип кәлгән сәйпуллайоптин аңлиғанлиқини, ғулҗидики мәҗлис әһлиниң сәйпуллайопқа тапшурған тәләп хетини көрүп қаттиқ хапа болғанлиқини һәмдә шу мәҗлискә қатнашқанлиқи үчүн сәйпуллайопниму тәнқид қилғанлиқини язиду.
Или инқилабиға қатнашқан моңғул гаршабаниниң “тарихниң садаси” намлиқ әслимисидиму ғулҗидики “51 чиләр” мәҗлисигә сәйпуллайопниң риясәтчилик қилғанлиқини, йиғинда уйғуристан иттипақдаш җумһурийити қуруш тоғрилиқ 4 түрлүк тәшәббусниң оттуриға чүшкәнлики, буниңдин хәвәр тапқан ваң җенниң шу йили 4-айда үрүмчидә өлкилик шөбә бюрониң кеңәйтилгән йиғинини ечип, сәйпуллайоп, лескин қатарлиқ “51 чиләр мәҗлиси” гә қатнашқан асаслиқ кадирларға зәрбә бәргәнликини тилға алиду.
Абдурәһим әйса ғулҗидики “51 чиләр” мәҗлисидә қандақ ролларни ойниған вә қандақ пикир-тәклипләрни оттуриға қойған?
Мәруп әйса бу вақитларда өзиниң техи гимназийә оқуғучиси икәнликини, акиси абдурәһим әйсаниң ғулҗидики бу мәҗлистә зади қандақ пикир-тәклипләрни оттуриға қойғанлиқини билмәйдиғанлиқини әскәртип өтти.
Һалбуки, мәруп әйса кейинчә мәзкур йиғинға қатнашқучилардин акиси абдурәһим әйсаниң “51 чиләр” мәҗлисидә уйғуристан җумһурийити қуруш һәққидә әң кәскин тәләп қойғучиларниң бири болғанлиқини аңлиғанлиқини тәкитләйду.
Сәйпидин әзизи, гаршабани қатарлиқларниң әслимилиридә абдурәһим әйсаниң ғулҗидики “51 чиләр” мәҗлисидә қандақ пикир-тәклипләрни оттуриға қойғанлиқи һәққидә һечқандақ мәлумат бәрмәйду. Әмма 1958-йили 5-айда уйғур аптоном районлуқ партком зия сәмәди, ибраһим турди вә абдурәһим әйса қатарлиқ кадирларни “әшәддий йәрлик милләтчилик” билән әйибләп чиқарған һөҗҗитидә абдурәһим әйса “мустәқиллиқ дәваси қилип, вәтәнниң бирликини бузмақчи болған”, “хәнзуларниң ярдимисизму сотсияслизм қуралаймиз дегән”, “уйғуристан җумһурийити қурушни тәшәббус қилған” дегәндәк җинайәтләр билән әйибләнгән. “шинҗаң гезити” ниң 1958-йили 4-айниң 30-күнидики санида бесилған баш мақалидә “әшәддий йәрлик милләтчи абдурәһим әйса мустәқил уйғуристан республикиси яки шәрқий түркистан республикиси қурушни тәшәббус қилған” дейилгән.
Шундақ қилип, 1951-йили 3-айниң 4-күни ғулҗида өткүзүлгән “51 чиләр” мәҗлиси вә бу мәҗлистә оттуриға чүшкән уйғуристан җумһурийити қуруш тоғрисидики тәклип-пикирләр бир айдин кейин, йәни 4-айниң 13-күни үрүмчидә ечилған шөбә бюрониң кеңәйтилгән йиғинида ваң җен башчилиқидики хитай коммунистлири тәрипидин кәскин рәт қилиниду. Бу йиғинға қатнашқан асаслиқ уйғур кадирлар, җүмлидин сәйпуллайоп, абдурәһим әйса қатарлиқ сәрхилларға чекит урулуп, әң ахирида 1957-йилиниң ахири башланған “йәрлик милләтчиликкә қарши һәрикәт” долқунида уларға қаттиқ зәрбә берилиду.
“51 чиләр” мәҗлисидә оттуриға қоюлған уйғуристан җумһурийити қуруш һәққидики тәләпләр үрүмчидин чиқмай турупла рәт қилинғандин кейин, абдурәһим әйса хитай компартийәсиниң уйғурларға иттипақдаш җумһурийәтлик сиясий салаһийәт бәрмәйдиғанлиқини дәсләпки қәдәмдә тонуп йетиду. Әмма у бәл қоювәтмәстин хитай коммунистлири билән йәниму илгирилигән һалда сиясий күрәш елип бериш, хитай компартийәси мәркизий комитетиниң бу һәқтики һәқиқий нийитини билип беқиш ирадисигә келиду.
1951-Йилиниң ахири хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийи милләтләр ишлири комитетиға уйғурлардин бир муавин мудир тәйинлиниш тәклипи күнтәртипкә қоюлиду. Бу вақитта ваң җен, дең личүн қатарлиқ хитай коммунистлири абдурәһим әйсаниң илидин кәлгән кадирлар ичидики миллий ирадиси наһайити күчлүк, хитай коммунистлириға асанлиқчә бой бәрмәйдиған бири икәнликини һес қилип, уни үрүмчи вә ғулҗиниң муһитидин айриветиш, бир мәзгил бейҗиңға әвәтип униң идийәсини аста-аста өзгәртиш хиялиға келиду.
Узун өтмәйла абдурәһим әйсаниң хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийи милләтләр ишлири комитетиниң муавин мудирлиқиға тәйинләнгәнлики һәққидә уқтуруш келиду. Буниң билән амалсиз қалған абдурәһим әйса үрүмчидин айрилип бейҗиңға бариду һәмдә хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийи милләтләр ишлири комитетидики йеңи вәзиписини тапшурувалиду.
Мәруп әйса өзиниң 1951-йилиниң ахири акиси абдурәһим әйсаға һәмраһ болуп бейҗиңға барғанлиқини, акисиниң хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң милләтләр ишлири комитетида муавин мудир болуп вәзипә өтигәнликини, өзиниң бейҗиңдики милләтләр институтиға кирип оқуғанлиқини тилға алиду.
Абдурәһим әйса бейҗиңда хизмәт қилған дәсләпки вақитлирида өзиниң хизмәт орнидики әвзәлликидин пайдилинип, хитай компартийәсиниң юқири қатлимидикиләргә уйғур хәлқиниң арзусини йәткүзүш һәмдә хитай хәлқ җумһурийитиниң күнлүки астида уйғуристан иттипақдаш җумһурийити қурушниң мумкинчилики һәққидә издинип көрүшни ойлайду. Әмма узун өтмәйла у бу вәзипиниң “нами улуға суприси қуруқ” бир мәнсәп икәнликини, бейҗиңда туруп йирақтики вәтининиң келәчи үчүн әмәлий иш қилишниң тәсликини чоңқур һес қилиду. Шуниң билән у 1952-йили язда бейҗиңдики вәзиписидин истепа сорап, үрүмчидиму турғуси кәлмәй удул ғулҗиға қайтип кетиду.
(Давами бар)