Абдурәһим әйсаниң һаяти вә сирлиқ өлүми (11)
2019.12.10

Он биринчи қисим: “или қазақ аптоном областида уйғурларниң орни қандақ болиду?”
1951-Йилидики “51 чиләр” мәҗлисидә оттуриға қоюлған уйғуристан иттипақдаш җумһурийити қуруш тоғрисидики тәклип-пикирләр шу вақитниң өзидила хитай компартийәси тәрипидин мурәссәсиз бир шәкилдә рәт қилиниду. Абдурәһим әйса бир мәһәл вәтәнниң тәқдиридин қайғуруп, қаттиқ үмидсизликкә чөккән болсиму, әмма у узун өтмәйла орнидин дәс туриду һәмдә бу ғайиси үчүн ахириғичә елишиш ирадисигә келиду.
Хитай даирилири абдурәһим әйсани бир мәһәл үрүмчи вә ғулҗадин йирақлаштуруш үчүн уни хитай мәмликәтлик милләтләр ишлири комитетиниң муавин мудирлиқидин ибарәт “ети улуғ суприси қуруқ” әмәл билән бейҗиңға йолға салиду. Әмма у бейҗиңдики күнлиридә хитай компартийәсиниң юқири қатлимидикиләрдә хитай тәвәсидики милләтләргә советлар иттипақиниң модели бойичә иттипақдаш җумһурийәт һоқуқи бериш хиялиниң әсла йоқлуқини чоңқур һес қилип йетиду. Шуниң билән у бейҗиңдики хизмитидин истепа сорап, үрүмчидиму ишләшни халимай, удул ғулҗаға қайтип келиду.
Абдурәһим әйсаниң һазир ташкәнттә яшаватқан әң кичик иниси мәруп әйса өз әслимисидә мундақ дәп язиду: “абдурәһим әйсани бир мәзгил бейҗиңдики бу ‛ети улуғ, суприси қуруқ‚ лавазимда ишлигәндин кейин бейҗиңда давамлиқ турғуси кәлмиди. У өзи сөйгән или вилайитигә қайтип кетип, шу йәрдә хизмәт ишләшни тәләп қилди. Шундақ қилип у үрүмчидики әмгәк назаритиниң назирлиқ вәзиписиниму өткүзүп берип, ғулҗаға қайтип кәлди вә или вилайитиниң валийси болуп ишләшкә башлиди.”
Абдурәһим әйсаниң ғулҗаға қайтип кәлгән вақитлири дәл ваң җенниң уйғур дияридики икки йилдин артуқ рәһимсиз һөкүмранлиқи ахирлашқан, хитай компартийәси мәркизий комитети ғәрбий-шимал бюросиниң иккинчи секретари ши җуңшүн (ши җинпиңниң дадиси) ни үрүмчи вә ғулҗаға әвәтип, районниң давалғуп турған вәзийитини оңшашқа тутуш қиливатқан мәзгил иди. Мана мушундақ бир пәвқуладдә шараитта абдурәһим әйса или вилайитиниң валийлиқиға тәйинлиниду.
Бу вақитта мәркизий милләтләр институтидики оқушини тамамлап, акиси билән биллә бейҗиңдин ғулҗаға қайтип кәлгән мәруп әйса или вилайәтлик оттура сот мәһкимисигә хизмәткә тәқсим қилиниду. У сот мәһкимисиниң архипханисида әнвәр җакулин илиға валий болған мәзгилләрдә тутулған вә етиветилгән нурғун кишиләрниң архипини көргәнликини, акиси абдурәһим әйса валий болғандин кейин илгирики 2 йилда “хата һөкүм” чиқирилған нурғун делоларни әмәлдин қалдуруп, тутқунларни бошатқанлиқини алаһидә тәкитләп өтиду.
Мәруп әйса шу йилларда или валийси болуп вәзипә өтигән акиси абдурәһим әйсаниң хизмәтлири һәққидә өз әслимисидә мундақ дәп язиду: “абдурәһим әйса мәйли қайсий лавазимда ишлишидин қәтийнәзәр өз хәлқиниң мәнпәәтини һәммидин әла билип, қәтий қоғдиди. Хитайларниң мәнпәәти билән йәрлик хәлқниң мәнпәәти тоқунушуп қалғанда, у һеч икиләнмәстин өз хәлқиниң мәнпәәтини қоғдиди. Шу йилларда йүргүзүлгән ‛3 кә қарши туруш‚, ‛5 кә қарши туруш‚, ‛тәтүр инқилабчиларни бастуруш‚ қатарлиқ сиясий һәрикәтлири җәрянда нурғун кишиләр наһәқ қолға елинип җазаға учриған иди. Кейин ‛хизмәтләрни тәкшүрүп хаталиқларни түзәш‚ басқучи йетип кәлгән вақитта абдурәһим әйса бу ишқа өзи мәсул болуп, бугунаһ қамилип наһәқ җазаға учриған нурғунлиған кишиләрниң түрмидин азад болушиға сәвәб болди. Наһәқ қамалғанлиқи испатлинип әслигә кәлтүрүлгән кишиләрниң қайтидин ишқа орунлишишиға ғәмхорлуқ қилди.”
1953-Йилиниң ахиридин 1954-йилиниң башлириғичә болған җәрянда уйғур диярида аталмиш миллий территорийәлик аптономийә қуруш вә униңға тәйярлиқ қилиш хизмәтлири башлиниду. Әмма уйғур диярида аптономийә мәсилиси юқиридин төвәнгә қарап әмәс, бәлки асаслиқ йәрлик милләт болған уйғурларниң аптономийәси бир чәткә ташлап қоюлуп, алди билән қазақ, қирғиз, моңғул қатарлиқ ушшақ милләтләрниң аптономийәси күнтәртипниң бешидин орун алиду.
Бу мәзгилләрдә абдурәһим әйса или вилайитиниң асаслиқ йәрлик олтурақ аһалисини уйғурлар тәшкил қилидиғанлиқи, шуңа или тәвәсидә тәсис қилиниш пиланлиниватқан қазақ областида уйғурларниң қандақ бир сиясий орунға игә болуш мәсилисини алаһидә тәкитләп турувалиду.
1954-Йилиниң башлирида хитай компартийәси шинҗаң шөбә бюроси или, чөчәк вә алтай 3 вилайәттә қазақ аптоном области қурушқа тәйярлиқ қилиш комитети қурушни қарар қилиду. Шу йили 4-айниң 20-күнидин 21-күнигичә үрүмчидики тәңритағ меһманханисида қазақ аптоном области қурушқа тәйярлиқ қилиши йиғини ечилиду. Йиғинда патихан сугурбайоф қазақ аптоном области қурушқа тәйярлиқ қилиш комитетиниң рәисликигә, ли чүән, абдурәһим әйса, әнвәр җакулин, нусипқан күнбай тәйярлиқ комитетиниң муавин рәисликкә тәйинлиниду. Абдурәһим әйса йәнә ли чүән секретарлиқидики қазақ аптоном области қурушқа тәйярлиқ қилиш комитети партигурупписидики 7 кишилик һәйәтниң бири болиду. Абдурәһим әйса бу җәрянда әгәр шималдики 3 вилайәттә қазақ аптоном области қурулса, или тәвәсидики уйғурларниң сиясий орни зади қандақ болиду? или вилайити мәмурий җәһәттин қазақ аптоном областиға тәвә боламду яки кәлгүсидә қурулидиған уйғур аптоном райониға биваситә қарамду, дегән мәсилиләрдә кәскин талаш-тартиш қилиду.
Сәйпидин әзизи “өмүр дастани” намлиқ әслимисиниң техичә оқурмәнләргә йәтмигән 3-томида ғулҗидики бир қисим уйғур кадирларниң ғулҗани қазақ аптоном областиниң, атушни қирғиз аптоном областиниң мәркизи қилип қошуп беришкә қаттиқ қарши чиққанлиқини тилға алиду. У әслимисидә мундақ дәп язиду: “мән шималий шинҗаңниң көпчилики, йәни или, тарбағатай вә алтай үч вилайәтни қазақ аптоном области қилиш, илида айрим вилайәт қуруш, атушни қошуп қирғиз аптоном области қуруш керәк, дегән пикирни оттуриға қойдум. Мениң бу пикримгә уйғур кадирлар қаттиқ наразилиқ билдүрди. Қаршилиқ адәттикичә әмәс, һәтта наһайити җиддий вә наһайити қәтий болди. Или вилайити билән атуш наһийәсини қазақ вә қирғиз икки областқа қошуп бериш мәсилисидә мән көпрәк уйғур кадирларға: ‛кәң қорсақ болушимиз керәк,‚ дәп хизмәт ишлидим. Кейин ишлар һаман шундақ болди.”
Бу йәрдә сәйпидин әзизиниң или вилайитини қазақ аптоном областиға қошуп бериш, ғулҗани қазақ областиниң мәркизи қилиш пикригә қарши чиққучи уйғур кадирлар кимләр иди? гәрчә сәйпидин әзизи әслимисидә өзиниң бу пикригә қарши чиққучи уйғур кадирларниң кимликини очуқ демигән болсиму, әмма абдурәһим әйсаниң буларниң ичидики әң асаслиқ киши икәнлики ениқ. Чүнки бу һәқтә сәйпидин әзизиниң пикригә қарши турушқа әң һоқуқлуқ киши абдурәһим әйса иди. Йәни у или вилайитиниң валийси болуш салаһийити билән шималдики үч вилайәттә қазақ аптоном области қурушқа тәйярлиқ қилиш комитети һәм партигурупписи тәркибидин орун алған бирдин-бир уйғур иди.
Шундақ қилип, 1954-йили 9-айда или қазақ аптоном области қурулиду. Абдурәһим әйса областниң муавин башлиқи, қошумчә или вилайитиниң валийси болиду. Или қазақ аптоном области қурулуп, обкомда мәсул рәһбәрләрниң хизмәт тәқсимати болғанда абдурәһим әйса областлиқ парткомниң секретари ли чүәнниң “сиз маарип саһәсидин чиққан болғачқа, областиниң маарип хизмитигә мәсул болуң” дегән тәклипини кәскин рәт қилиду. У “уйғурлар илидики асаслиқ йәрлик хәлқ, шуңа мән сиясий-қанун саһәсини башқуримән,” дәйду.
Или қазақ аптоном области қурулғандин кейин абдурәһим әйса област тәвәсидә уйғурларниң сиясий һәқ-һоқуқлардин чәтләштүрүлишигә қаттиқ қарши туриду. У мәйли или областида болсун яки или вилайитидә болсун, уйғур кадирларниң өз ролини толуқ җари қилдурушини, област тәвәсидики уйғурларниң һоқуқсизландурулған иккиләмчи аһалиләрдин болуп қалмаслиқини қәтий тәләп қилиду. Бу нуқтида у или вилайити вә или областидики хитай әмәлдарлар билән тиғму-тиғ елишиду. Мәруп әйса зияритимиз җәрянида әйни вақитта өзи шаһит болған бир қисим әһвалларни баян қилип өтти.
(Давами бар)