Боваңлар шундақ киши иди
2017.10.31
Балилирим, боваңлар түгәп кәтти. Рәһмәтлик чеқилмас қорам таш иди, овулуп кәтти. Йиқилмас тағ иди, гүмүрүлүп кәтти. Қучақ йәтмәс тоғрақ иди, өрүлүп кәтти. У чоң қилған төт оғулниң иккиси сиясий сәвәбтин түрмидә мәһбус, бири ят әлдә мусапир. Рәһмәтликниң көзлири я йеқиндики я йирақтики оғулларни көрәлмәй тутулуп қалған иди. Мана әмди уларниң қайтип келишини сақлап соқуватқан йүрикиму һәрикәттин тохтапту.
Боваңларниң көзи тутулуп қалғанда қоллириға есилип йиғлап кәткән идим. Чүнки бу көзләр әмди йирақтики оғлини вә алтундәк нәвриләрни көрәлмәйтти. Шу чағда йирақларға кәткән дадаңларниң 15 йил бурун “силәр милләткә чиқиш йоли әмәс, тәсәлли издәватисиләр, ” дегән сөзлири қулақ түвимдә яңриғандәк болған иди. Мана әмди, дадаңлар йиллар өтүпму тапқанлиқ хәвирини бәрмигән чиқиш йолиға мәнму атлиниш алдида тураттим. Шу чағда бовайға йүрәктин башлинидиған бу йолниң бизни нәгә елип баридиғанлиқини ейтип берәлмигән идим.
Боваңларниң көзлирини көрмигини яхши болди, дәпму ойлиған идим бир туруп. Ата-бовиларниң изи қалған, бузулуп чеқиливатқан мәһәллини, көзлири әхләтләр билән тиндурулған булақлар вә қашаланған көз йәтмәс сазлиқлиқини, өзләштүрүп тәйяр қилинған йәрләргә келип җайлишивалған топ-топ һакавур көчмәнләрни, халаниң тамлириғичә йезилған компартийә тәшвиқатини көрүп чидимайдиған у көзләрниң тутулуп қалғиниму бир һекмәт иди. Һәқиқәт издигән көз һәқни сөзләйдиған тилни җим турғузмайтти. Еғизлар ечилған һаман һәр бир көзи очуқ уйғурға қери- яш, хотун-бала дәп айримайдиған тувақ тәйяр, таяқ тәйяр, қамақ тәйяр иди.
Силәр ят әлдики мусапирәттә яшаватқан миңлиған уйғурниң балилириға охшаш пәқәт дада, ана дегән исимлар ичидә яшайсиләр. Йениңларда чөчәкчи бова, момаңлар йоқ. Мушундақ мусибәтлик күндә бир чәттә боғулуп йиғлаватқан дадаңлар вә юм юм яш төкүватқан анаңларға қарап немә болғанни түзүк аңқирип болалмайдиған, аңқарған тәқдирдиму уларни йиғлатқан азабниң зади немә икәнликини һес қилип болалмайдиған яшта силәр. Шуңа силәргә бир нәрсә дегүм кәлди.
Балилирим, уйғурларда мейитниң намизи чүшүрүлгәндин кейин тупрақ бешида имамдин сорилиду. - “дадимиз немә яхшилиқларни қилған, қандақ адәм иди?” бу соалға имамлар бәзән мәрһумниң тәрипини қилип йиғлап туруп җаваб бериду, җамаәтму йиға арилаш аваз қошиду: “мәһәллимизниң чириғи иди, юртимизниң түврүки иди!” дегән садалар яңрап, қошақ қошуп яд етишләр башлиниду. Бәзидә имам сориғучиға ойлиғанлирини ясап-җабдуп дәйду. Җамаәт сүкүт қилиду, бәзидә хошяқмай икки еғиз чирайлиқ сөзләп қойиду, җамаәт бош әснишиду. Балилар, һәр қетим мушу соал соралғанда тенимни бир титрәк басиду, чүнки бу дуняда балимиз, у дуняда өзимиз хиҗаләт тартидиған мушундақ бир күн, бир вақит һаман бешимизда бар. Бу дуняда бу соални балимиз мәһәллимиздики қилмишимиздин хәвәрдар имамдин, җамаәттин сориса, у дуняда бундақ соални һаятимиздики барлиқ қилмиш-әтмишлиримизни көргүчи аллаһ һәр биримиздин сорайду. Буваңлар бу дуня вә у дунядики мушундақ соалларға бир өмүр тәйяр өткән, һәр заман җавабкар яшиған киши иди.
Боваңларниң юқириқи соалларға қандақ тәйярлиқ қилғанлиқи һәққидә сөзләп берәй балилирим. Бир күни айдиңбулақ дәп атилидиған мәһәллимизниң бешиға бир топ машрәң шәпкә кийишкән хитайлар кәпту. Улар булақларниң бойида қарғилардәк олтуруп курушкиларға су толдуруп, муштумдәк момиларни чилап йәпту. Айлар өтүп кишиләр немә болғанни аңқирип болғучә мәһәллимизгә еқип келидиған өстәңниң бешида бир мәһәллә пәйда болупту. Кишиләр машрәң шәпкилик хотунларниң күндүзлири өстәң бойида кир ююшқанлирини, әрләрниң қачқан туңгузларни булақ бойида қоғлап йүрүшкәнлирини көрүпту. Шуниң билән кишиләрниң әрваһи учупту. У өстәңниң сүйи билән әткән тамақлар йейилмәс, нанлар сиңмәс, қайнатқан чайлар ичилмәс бопту.
Шундақ күнләрдә мәһәллигә үрүмчигә ишлигили кәткән боваңлар қайтип кәпту. У болған вәқәни аңлап, әтигәндә бамдаттин янған җамаәтни башлап хитайлар җайлашқан мәһәллигә берипту. Машрәң шәпкә хитайлардин бири оқ чиқирип қорқутмақчи бопту. Боваңлар туйдурмаста арқисидин әгип берип қоралини тартивелип хитайни бағлап шәпкисини еғзиға кәпләп қоюпту. Өстәң бойида йүргән чошқиларни сүрүп тоқай қилип, су бойидики қотанларни вәйран қипту. Шундин кейин хитайлар су бойида кир ююшқа, чошқа беқишқа петиналмас болған икән.
Боваңларниң кесили ахирқи басқучқа кәлгән күнләрдә кәнттики кишиләр йоқлап кирипту. Мәһәллидә он аилигә бир киши башлиқ қилип бекитилгән болуп йоқлиғучилар қатарида шу башлиқму бар икән. Бу мәхлуқ мәһәллидики “қуран” вә җайнамазларни тизимлап компартийә тарқатқан дәрсликтин башқа барлиқ уйғурчә китабларни көйдүргән икән. Боваңлар уни авазидин тонуп, “чиқә бу өйдин һәй имансиз ялақчи, сән ялайдиған тапан бу йәрдә йоқ! чиқә, мени сиясий мәһбусниң дадиси дәп чақ! мени қуран оқуп олтурупту, дәп доклат қил, чайни аллаһниң исми билән ичти дәп әрз қил! шуни дә, хитайлириңға, биз хитайниң әмәс, аллаһниң бәндиси, бу земин хитайниң әмәс, алланиң бизгә бәргән немити! мушу тупраққа көмүлүп, мушу тупрақтин үнгән хәлқ биз. Хитайлириң бизни ялмап түгитимиз дәп хам хиял қилмисун, биз өлсәк тоғрақтәк йәнә көкләймиз, нәпритимиз хитайниң йолиға тикән болуп үнүп уларни һеч йәрдә хатирҗәм маңалмас қиливетиду!” дәп варқирап өйдин қоғлап чиқирипту.
Балилирим, боваңларниң һекайиси көп. Биздә бундақ қәһриман бовай вә ғәмгузар момайларниң чөчәклири бәкму нурғун. Әгәр уйғурчә оқушни билсәңлар бундақ һекайиләрни өзүңларму оқуялайсиләр. ят әлләрдә исмиңлардин ғәйрийлик һес қилидиған, тамақлириңларға қизиқсинидиған, байрамлиқ кийимлириңларға һәвәслинип қарап кетидиған савақдашлириңларға мушундақ баш әгмәс, ақ көңүл, гүлсөйәр вә гүлчирай бир милләтниң пушти икәнликиңларни сөзләп берәләйсиләр.