Көктағда қамалған тунҗи күн
2018.02.13
2014-Йили авғустниң ахирқи күнлири иди. Бешимға қара халта кийдүрүп, қолумға ишкәл, путумға кишән селип нәгә елип маңғанлиқини билмәйттим. Көзүм һеч немини көрмәйтти, қулиқим машина ичидики йөтәл вә пушулдашлардин башқа һеч нәрсини аңлимайтти. Инсанни қорқунчқа салидиған бундақ ениқсиз, вәһимилик, сирлиқ сәпәр һаятимда мушуниң билән төтинҗи қетим йүз беривататти.
Тунҗи қетим 2013-йили 19-авғуст саәт үчләрдә кәлгән “меһман” лар бешимға қара халта кийдүргән иди. 20-Авғуст тәңритағ районлуқ җ х идарисиниң йәр астиға җайлашқан сорақханисида йерим күн һәрәҗ тартқандин кейин мушундақ қара халтилиқ елип меңилған идим. Тәңритағ қамақханисидин йәнә мушундақ сүр-һәйвиләр билән тикқудуқ (лиюдаван) қа йөткәлдим. Мана әмди қамалғанға бир йилдин ешип кесилипму болғанда йәнә қара халта билән машиниға чүштүм. Немә көргүлүк бу!
Көзүмдин қара халтини алғанда қарисам бир залниң ичидә туруптимән. Һәр тәрәптә қораллиқ әскәр. Бирәр йүздәк мәһбус қатарида достум мәмәтсидиқ туриду, диляр йоқ. Қариғанда, бу йөткәш бир йил бурунқи тикқудуқ түрмисигә палаштәк бизгила қаритилған болмиса керәк. Бәлким тикқудуққа толуп кәткән уйғур сиясий мәһбуслар сәвәблик тарқақлаштурулған болсақ керәк. Мәһбуслар арисида уйғурлар аз, сиясий мәһбусларму көп әмәс иди. Залда тәңритағ қамақханисида бир камирида ятқан бай наһийисиниң онбаш йезисидин турди вә тилсиз дилмуратқа охшайдиған йәнә бир кишиму бар иди.
Камирларға тәқсим қилиштин бурун қан алди. Һәр қетим қан елинғанда әйдиз вә башқа юқумлуқ кесәлләргә аит соаллар сорилатти. Әйдиз болған мәһбуслар билән бир қатарға тизилаттим. Худди ашу йиңниләрниң учида әйдиз вируси қимирлап турғандәк көрүнүп биарам болаттим. Бундақ чағларда сестраларниң “зәһәр чекәмсән, паһишиләр билән арилишамсән, һәптидә қанчә қетим” дегән соаллири уларниң ниҗасәттин сәскәнгәндәк қарашлири вә қопал варқирашлиридин бәкрәк еғир келәтти.
Қамаққа елиништин бурун әйдиз бимариниң қандақ болидиғанлиқини көрмигән икәнмән. Қамақ һаятимда юқуп қаларму дәп қорққанчә қеришқандәк юқумлуқ кесәлләрдин нери болалмидим. Әйдиз, б типлиқ җигәр яллуғи, туберкулйоз, сифлис дегәндәкләргә гириптар болғанлар һәр камирида кәм болмайтти. Буларниң ичидә әң көпи әйдиз билән юқумланғанлар иди. Мән йетип баққан камирларниң һәр биридә уларни учраттим. Бәзилири билән параңлаштим, һәтта достлишипму қалдим. Әмма көңлүмдә мени паракәндә қилип туридиған бир қорқунч, бир әнсизликтин қутулалмидим.
Йеңи камириға тәқсим қилинипла диққитимни тартқини йүзидә қаңшардин башқа әзалар ғува көрүнидиған бир мәһбус болди. Шалаң нурсиз чачлар, гөшлири қиривелинғандәк инчикә узун бармақлар, кәң иштанниң ичидә чокидәк ойнап қалған пачақлар, икки тал сөңәк буртуп чиққан каса уни ташқи пиланеттин кәлгән ғәлитә мәхлуқтәк көрситәтти. Шу һаман “хроинкәш, әйдиз” дегән учурлар меңәмгә йиғилип һәридәк ғоңулдашқа, нервилиримни чеқишқа башлиди.
Үрүмчидә қамалғандин бери хроин чекип пүрлишип кәткән кишиләрни көрүп турған болсамму, лекин турқи бу қәдәр бәрбат бирсини учритишим тунҗи қетим иди. Көңлүмдә “хроинкәшлик вә әйдиз узунға созулса мушундақ боламду-немә? вируслар тәндики қуввәтни аста-аста қурутуп кишини мушундақ хараб қилса керәк,” дәп ойлап сиқилишқа башлидим.
Униң исми ғени болуп бу камириниң башлиқи икән. У қолини янчуқиға селип, долисини чиқирип меңип йүрәтти. Башқа мәһбуслар болса қоллирини тизлириға қоюп диққәттә тик олтурушатти. Камирлар бир туташ лайиһиләнгән болса керәк, бу камер мән қәшқәрдә ятқан, үрүмчидә көргән башқа камирлардин пәрқсиз иди. Кийимләрдә “мичүән - көктағ қамақханиси” дегән хитайчә хәт туратти. Демәк, мән мәһбуслуқ һаятимни үрүмчиниң бир учидики тәңритағ қамақханисидин башлап йәнә бир учидики көктағда давам қилмақта идим.
Йеңи киргәнләр тамға қаритип турғузуп қоюлдуқ. Җинайитимизниң немилики соралғандин кейин гәп һесабимиздики пулға кәлгәндә йенимдики дордай калпук хитай “үч миң сом бар!” дәп варқириди. Мениңкидә бәш йүз сомдәк пул бар иди. Йәнә бир йеңи мәһбусниң һесабида пул йоқ икән, бичарә түзүкрәк үнму чиқармиди. яхши йери көктағ қамақханисида йеңи киргәнләр ялиңачланмайдикән.
Чатақ йери бу қамақханида һава алмашмайдикән. Тикқудуқта икки саәттә бир һаваланғили чиқаттуқ. Бу йәрдә һавалинидиған бошлуқ баркәну боюндап қарашқиму болмайдикән. Ғени бизни тамға қаритип бир турғузғанчә чүшлүк тамақ вақтиғичә мидирлатқузмиди. Қарисам, бу камирида икки узун сақаллиқ бовай вә икки яш йигиткә қизил җилиткә кийдүрүп қоюпту. Йигирмә мәһбусниң ичидә йәттә уйғур бар икәнмиз.
Чүшлүк тамақ кәлгәндә азад қилиндуқ. Тикқудуқ қамақханисида бир мәһбус тамақ усуп беридиған ашпәз болатти вә чиләкниң тегидә қалған бәрәңгә шөпәклири даим хала тәрәптә олтурған йеңи кәлдиахунларға ешип қалатти. Бу йәрдә һәммимиз қачимизни көтүрүп төшүккә баридикәнмиз, кадирниң назаритидә бир мәһбус нөвәт бойичә тамақ усуп беридикән
Ғени маңа сизилип кәткән сәт бир қачини ташлап бәрди. Қачини елип әмди “йесивиләк шорписи” ға өчирәткә турушумға бир уйғур мәһбус келип қолумдин қачини тартивалди-дә: -ака, бу қачини бир кесәл хитай ишләткән, сән ишләтмә. Бәсәй таң ичмигәнгә өлмәйсән, момини қайнақсу билән йесәңму болиду! -деди. Мән қачини қоюп тураттим, ғени: -турап һәй, хәқ билән немә ишиң сениң, бикарлиқ тамақ, силиқ гәп қорсақни әстиму! -дәп варқириди.
Варқирашлар башлинип кәтти. Егиз оруқ кәлгән ғениниң алдида җуғи кичик турап техиму кичикләп қушқачтәк көрүнәтти-ю, бир еғиз гәптин қалмай чурқирап тәң туратти. Узақ өтмәй гундипай келип турапни камиридин чиқишқа буйруқ қилди. У кийим кечәклирини йиғиштурған болуп маңа қарап астиртин “ака, мениң қачамни ишләт, мән җедәл қилип киргән, кесәл йоқ,” деди. Униң чирайида бир хатирҗәмлик, ғалиблиқ әкс етип туратти.
Йеңи қамақханиға кирипла бир җедәлгә сәвәб болғанға езилдим. Йеңи кәлгәнләрниң һаҗәтхана йенида тамақлиниши һәр қандақ қамақханида хан ярлиқи болса керәк. Өзүмгә тәқсимләнгән халаға йеқин җайға келип олтурдум. Қарисам, һесабимиздики пул соралғанда “үч миң сом бар!” дәп варқириған дордай калпук хитай ғениниң йениға җайлишипту.
***Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.