Абдухалиқ уйғур
2011.09.17

20-Әсирниң 20-, 30-йиллирини шәрқий түркистан хәлқи өз бешидин кәчүргән асарәтлик дәвр – җаһаләт әвҗигә чиққан йиллар дәп қарисақ, мана биз бүгүнки сәһипимиздә силәргә тонуштуруп өтмәкчи болған шәхсни ашу йилларда хәлқ аммисиниң арзу – үмидлиригә вәкиллик қилип мәрипәт мәшилини егиз көтүрүп, башқиларни йорутқан рәһнәмаларниң бири дәп аташқа болиду.
Бәлким көпинчә аңлиғучилиримиз бу кишиниң ким икәнликини пәрәз қилип болған болуши мумкин. Шундақ, “йоруқ саһиллар” сәһипимизниң бүгүнки санида силәргә йеңи заман уйғур әдәбиятиниң мәшһур вәкиллиридин бири, алдинқи әсирниң 30-йиллирида уйғур поизийисини тил, услуб, мәзмун вә жанир җәһәттин йеңи йүзлинишкә игә қилидиған аҗайип надир шеирлири билән хәлқимиз ичидә тонулған талантлиқ намайәндә, шундақла әйни йиллардики феодаллиқ зулумиға қарши хәлқ қозғилаңлириға актип қатнишип, хәлқни әркинлик, демократийә вә мәрипәт үчүн җан пидалиқ билән күрәш қилишқа үндәп, өткүр сиясий лирикилири билән деһқанлар қозғилаңлириниң зәпәр маршини яңратқан нурлуқ сима, хәлқиниң һөрлүк – азадлиқи үчүн өз йүрикини мәшәл қилип, шәрқий түркистан тарихида өчмәс из қалдурған мәрипәт юлтузи абдухалиқ уйғур һәққидә тохтилимиз.
Гәрчә абдухалиқ уйғур вәтән ичи вә сиртидики барлиқ хәлқимизгә бәкму тонушлуқ болсиму, биз бу вәтәнпәрвәр шаирни йәнә бир қетим чин йүрәктин әсләп өтүш нийитидә униң һаят паалийәтлирини қисқичә хатириләп өтмәкчимиз.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар! абдухалиқ уйғур һәқиқәтән уйғур хәлқиниң бир қолида қәләм, йәнә бир қолида әләм көрүши қилған әң җәңгивар, әң җәсур оғлани иди. Йиғинчақлап ейтқанда, абдухалиқ уйғур өзиниң қисқиғина һаятида уйғур хәлқиниң һазирқи заман әдәбиятиға аҗайип йеңи намайәндиләр билән йеңи сәһипә ачқан болуп, у өзи көрүп кәлгән әлләрдики йеңилиқлар, өзи яшиған җәмийәт вә өз һессияти һәққидә бәдиий мисраларни хатирә қалдуруп қоюшни өзиниң күндилик паалийитигә айландурғаниди. Шундақла униң вәқә вә һадисиләрни көзитип баһа бериш усули, кәлгүсигә болған үмиди, өз хәлқиниң арзу – арманлири, азадлиққа болған интилишлири униң: “ойған уйғур”, “ғәзәп вә зар”, “ачил”, “бардур”, “уйғур қизи”, “нә қилай” дегәндәк өлмәс әсәрләрни йезип қалдурушиға түрткә болған. Мана бу өлмәс шеирлар һелиму һәм чоң – кичик һәммимизниң тилидин чүшмәй ядлинип турмақта, уйғур йеңи заман әдәбиятиниң вәкил характерлик әсәрлири қатаридин орун елип кәлмәктә.
Әмисә төвәндә, абдухалиқ уйғурниң һәммимизгә тонушлуқ болған: “ғәзәп вә зар” намлиқ шеиридин йәнә бир қетим бәһр алғайсиләр.
Ғәзәп вә зар
Әй пәләк! бу дәһшитиңдин ентиһа бизаримән.
Истидим көп, тапмидим. Бу дәрдимгә һеч даримән.
Ата-бовамдин мирас қалған кона кесәлниң дәрдидә,
Гаһ өлүп, гаһ терилип көптин бери аваримән.
Бир пурап күлсәм нә арман беғим баһари гүлини,
Һәр сәһәр гүл ишқида булбулға охшаш заримән.
Достлирим овға чиқарда кәлтүрәр мисалиға,
Қарчиға қушлар улар, мән мисали саримән.
Йүзму-йүз қилмас тәәрруз көп көңүлчандур улар
Көрмисәм чайнар ниҗис, гояки дил азаримән.
Лаәқил дәп ойлиди, чиндин нәзәр салмай туруп,
Йеңилип кәтти улар, көптин бири һушяримән.
Зулумниң окянидин тапмай парағәт арили,
Тағ кәби долқунда өрләп һәққә аһ... Ураримән.
Дәври җәбридин исит һалиңға вайиким уйғурум,
Җанни алиқанға елип чиқ, тапмайсән башқа чарисән.