Абдухалиқ уйғур вә мәмтили тәвпиқ әпәндиләрниң бир қисим шеирлири вә бу һәқтә сөһбәтләр

Йеқинқи заман уйғур тарихиға болупму, 19 – әсирниң ахири, 20 – әсирниң башлиридики тарихиға нәзәр салидиған болсақ, шәрқий түркистанда аҗайип катта бурулуш, дәвр бөлгүч улуғ ишлар арқа – арқидин вуҗудқа чиқип, тәңритеғиниң җәнубий вә шималий етәклири, куинлун бағри, или вадилири, турпан ойманлиқи, қумул тағлирида уйғур хәлқи җаһаләт пәрдилирини йиртип ташлап, өзи вә дуняға қайтидин нәзәр ташлашқа башлиған йиллар болди.

2011.10.01
abduxaliq-uyghur-kitab-305.jpg Атақлиқ шаир абдухалиқ уйғурниң алматада нәшр қилинған китаби. 2011-Йили авғуст.
RFA/Oyghan

Әнә шу дәврләрдики ойғиниш һәрикәтлириниң йолбашчилири болған абдуқадир дамоллам, қутлуқ шәвқи, ака – ука мусабайофларниң йетәкчиликидә апиридә болушқа башлиған маарип – ақартиш һәрикәтлири вә буниң түрткисидә мәйданға кәлгән йеңичә мәктәпләр бу парлақ долқунниң әң түрткилик күчи һесаблиниду.

Әпсуски, бу қетимлиқ тарихий характерлик ойғиниш һәрикәтлириму мустәбит һакимийәт вә басқунчи күчләрниң ғалҗирлиқи, шундақла улар билән муқәддәс иттипақ әһдинамилири түзүшкән мутәәссип қара күчләрниң еғир дәриҗидә дәпсәндә қилишиға дучар болди. Илим булақлири қуруп, мәрипәт юлтузлириниң нурлири бир – бирләп өчүрүветилди, илим – ирпанға тәшна миңларчә яш нота йилтизидин қомуруп ташланди. Демәк пәләкниң чақи йәнә биз шум пешаниләргә тәтүр чөргилиди.

Бирақ вәтән сөйәр әзимәтләрниң иттипақлиқи, мәсләкдашларниң әқил парасити вә батурлуқи уларниң явузлуқиға қилчә боюн әгмиди. Аридин көп өтмәй йәнә бир қетимлиқ мисли көрүлмигән маарип һәрикити баш көтүрүп чиқти, абдухалиқ уйғур билән мәмтили тәвпиқ әпәндини бу қетимлиқ һәрикәтниң йолбашчи вә сәркәрдилиридин иди. Шуңа хәлқимиз маарип вә ақартиш тарихимизда алаһидә төһпә көрсәткән бу оғланларни һелиму һәм ядлап турмақта, уларниң иш – излири, мәңгү өлмәс роһи әвладтин әвладқа мирас болуп келиватмақта.

Мәмтили тәвпиқ әпәнди


Булбуллар тутқун болди, юртни булғиди қаға,
Ким болса вәтәнпәрвәр бир күн есилур дарға.
Бу қараңғу йилларда тапалмидим адаләт,
Адаләткә интилсәм қолға алди сиясәт.

Хәлқим үчүн илим-пән, тәрәққият издидим,
Нийитим сап, дилим ақ, өткүзмидим җинайәт!
Қадир һаҗи кирип кәлди, йенида гундипай алтә,
Һәқиқәт нә? адаләт нә? билмәйду әқли бәк калтә.

Кишән қисти сени тәвпиқ қилма зәрричә пәряд,
Пида қил қанни сән әмди, бешиңға кәлди бу әрсат.
Урғуп турған иссиқ қан җисмимда исян етәр,
Күндә муштумдәк кесәк хәт йезип түгәп кетәр.

Худайим билур балилирим қалди даду-пәрядта,
Дерикимни алалмай сәрсан болуп һәр яқта.
Әл хаини, мәмтимин ичи қара мунапиқ,
Һөкүмәткә үстүмдин хәвәр берипсән сахта.


Бардур

Абдухалиқ уйғур

Җаһаләт сәмәрәсидин бизгә бир күн көп җапа бардур,
Ейтиңизчу, бүгүнки һалимизниң қайси биридә сапа бардур.

Заманниң һалидин вақип болуп турмақниң орниға,
Бирини шаңйо сайлап арқидин дәвайимиз бардур.

Илимниң иҗтиһатиға көңүлни қоймидуқ бизләр,
Оқурмиз — оқутурмиз дәп сеғиз чайнашимиз бардур.

Тәавуну — тәнасур орниға бизләрдә бир адәт,
Йеңи башни көтүргәнни оруп йиғқанмиз бардур.

Йәнә юрт пайдисиға җәмий болмақлиқ бәси мүшкүл,
Әгәр бир йәрдә той болса, берип ятқанмиз бардур.

Омумниң пайдисиға йүз йилда һәм әсла чүшәнмәймиз,
Зиян қилмақ үчүн болса әҗәб чаққанмиз бардур.

Бири бир яхшилиқ қилса, униң ядини қилмақ йоқ,
Епи кәлсә берип әврәтлирин ачқанмиз бардур.

Әгәр милләт үчүн бир пул чиқиш кәлсә тапалмасмиз,
Чиқими йоқ нава пулға тола ихласимиз бардур.

Ихван һәм бурадәрлик нишани қалмиди биздә,
Мәгәр дост болсақму әслий, бөләк муддиайимиз бардур.

Хатаән достимизда бир әйиб заһир болуп қалса,
Йошурмай биргә онни тепип қатқанимиз бардур.

Бабалар шөһритини, ғәйритини һеч сеғинмасмиз,
Қелип ғәпләт – җаһаләттә юмуп көз, по атқанимиз бардур.

Керәксиз мустәһәп ишлар үчүн җанни пида қилмақ,
Вә лекин һәҗгә баҗ алса, тозуп қачқанимиз бардур.

Оюн – чақчақ түпәйлидин өзара биәт болсақ,
Яраштуруп қоюш нәдә, ариға от яққанимиз бардур.

Хушамәт бабида биздин бөләк устиси һәм йоқтур,
Қувлуқу шумлуқ билән рәңмурәң ялғанимиз бардур.

Ит урғанни тонур дәп бар иди бир тәмсили,
Лойи, амбал вә дарин дәп семиз баққанимиз бардур.

Илим – пәнгә йүрүш қилған учар көктә, үзәр суда,
Минишкә қотур ешәк йоқ, пиядә қалғанимиз бардур.

Гүркирәк кәлсә аптомобил, немә бу әй худайим дәп,
Әқилни ишлитәлмәй, һаң – таң қетип қалғанимиз бардур.

Һүнәр билән санаәттә “йетиштуқ”, әмди иш пүтти,
Умач ичмәккә, хумданда ғедир қуйғанимиз бардур.

Мисли җәннәт тағу – дәряни безәшкә йоқ киши,
Ястуқни қирлап қоюп биғәм ятқанимиз бардур.

Мунәҗҗим һәм инженер, алимларниң орниға,
Тону сәллә, нәпси бала моллимиз — султанимиз бардур.

Қизил көзлүк, көрәлмәслик вә я өзи қилалмаслиқ,
Қилай дәп бәл бағлиғанларға түрлүк – түмән боһтанимиз бардур.

Әл – юртниң дәрдигә қилчиму дәрман болмидуқ бизләр,
Келур бир күн ашу чағда орниға кәлмәс пушайманимиз бардур.

Абдухалиқ бәс, йетәр аварә болма, қақшима,
Шу чағ кәлгәндә бизләрдә азабқа тәйяр виҗданимиз бардур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.