Бәңгиләр исяни
2018.02.06

“тумар вәқәси” мени йәнә бир қетим балаға қойидиғандәк қилатти. Қаидә бойичә бешимни чаңгаллап гундипайниң алдиға чүшүп маңдим. Бу қетим бәлким “йолвас орундуқ” қа бағлап қояр яки ялғуз кишилик, деризисиз камериға пут-қолумни четип соливетәр. Камерда мәйли һәқ гәп қилай яки наһәқчиликкә қарши турай, җазаланғучи йәнила мән икәнмән. Шу күнгичә мәйли немә қилған болай өзүмни балаға тиққандин башқа һеч бир мәсилә һәл болмайдикән. Мушу қара күнләргә сәвәб болуватқан ана тилни қоғдаш һәрикитиму шуғу! тилимизни қоғдаймән дәп оттуриға чиққан билән җенимниму қоғдиялмай хар болуп йүргәндин башқа немә қилалидим?
Хитай гундипай узун каридорда үнсиз меңип мени айрим камерға әмәс, өз ишханисиға елип кирди. Бурнумға әтиргүлниң пуриқи кәлди. Деризә ечиветилгән болуп сәһәр қуяши һойлидики гүлләрниң бәргидә, үзүм япрақлирида парқирайтти. Көз алдимда қизил, сериқ, сөсүн гүлләр; саңгилап турған сапақ-сапақ үзүмләр җилвә қилатти. Мән бир йил бурунқи мушу дәмдә, деризисидин үзүмләр марап турған мушундақ бир ишханида һәр күни сорақ қилинған идим. Алдимға бир истакан чай қуюлғанда әслимгә кәлдим. Бундақ муамилә оңумда әмәс чүшүмдиму мумкин әмәс иди.
Мән қандақсигә гундипайниң алдида олтурушқа җүрәт қилғинимни, қандақсигә җазаланмай чайға дахил болғинимни аңқиралмай турсам, у:
- Сениң архипиңни оқуп бақтим, мән учратқан мәһбуслар ичидә сәндәк ғайиси үчүн қамалған бириму йоқ. Сениң сиясий мәйданиңға қизиқмаймән. Пәқәт сени яхши адәм дәп қараймән. Мән башқиларға зиянкәшлик қилғанға өч. Биздә яхшилиққа яхшилиқ, яманлиққа яманлиқ қайтиду, дегән гәп бар. Сениң у йеңи мәһбусни таяқтин сақлап қалғиниңни хизмитим сәвәблик тоғра дейәлмисәмму, у сәвәбтин сени җазалаш мениң пиринсипимға уйғун кәлмәйду. Сени у камердин йөткәп яхширақ камер башлиқи билән қамап қояй. Мән нөвәттә турған кәчләрдә инглизчә өгитип қойсаң, деди.
Йеңи камер һәқиқәтән йеқишлиқ чиқип қалди. Камер башлиқи чишлири тамакидин сарғийип кәткән, парихорлуқ билән қамалған бир хитай болуп китабқа бәкла һерисмән иди. Камериниң түзүмлири бош, китаблар көп, тазилиқи яхши иди. Йеңи камерда мени икки күн йәрдә ятқузуп үчинчи күни тахта супиға алмаштуруп қойди. Шундин кейин күнлирим күндүзлири дәрс тәйярлаш, кәчлири инглизчә өгитиш билән өтти.
Йеңи камерда тамака һәдидин артуқ чекиләтти. яман йери йеңидин түркүмләп киргән уйғур сиясий мәһбусларму чекишни өгинишкә башлиған иди. Қамақханида бу иш қаидигә хилап болсиму, дохтур вә гундипайлар мәһбуслар билән йошурун тамака содиси қилишатти. Әмма чоң тәкшүрүшләрдә байқалса қаттиқ җазалинатти. Шундақтиму пәвқуладдә зор пайда сәвәблик болса керәк, тамака “ишиктин вә түңлүктин” кирип туратти.
Бәзидә камерда һәптиләп тамака үзүлүп қалса мәһбусларниң хумари тутуп кәйпи бузулуп җедәл қилишатти. Һәтта бәзи мәһбуслар гундипайдин бирәр тал тамака сорап чекивелиш үчүн өзи бурун иқрар қилмиған йеңи бир делони яки шериклири садир қилған делони мәлум қилишатти. Шуниңға қарап ирадисизликниң нәқәдәр қорқунчлуқ болидиғанлиқини һес қилаттим.
Гундипайлар тамакиға дүп чүшкән болуп кәчлири техиму көп чекишәтти. Һәр қетим дәрс өтүп қайтип кирсәм, камер башлиқи вә бәңгә мәһбуслар кийимимгә сиңип қалған тамака һидини пурап кетәтти. Улар тамака елип кириш һәққидә маңа бесим қилалмайтти-ю, ғәлвисини қилатти. Мән камердики әмдила йигирмә яшларниң қарисини алған сиясий мәһбусларниң тамакиға өгинип қалмаслиқи үчүн тамака сораш һәққидики йошурун вә ашкара тәләпләргә изчил бипәрва болувалаттим.
Авғуст киргәндин буян тамака мәсилиси билән бир қанчә камер башлиқи җазалинип қамақхана түзүмлири чиңип кәтти. Тамака қанчә чәкләнгәнчә камердаш бәңгиләрниң хумариму шунчә күчийип баратти. Улар чәкмигән йотқанниң, чапанниң мазлириму қалмиди. Уларниң мазни семонтқа сүркәп чоғландуруш маһаритигә һәйран идим. Зәһәрлик чекимлик вә сиясий сәвәб билән түркүмләп тутулуп кириватқан уйғур балиларниң мазни чекип йөтилип қәй қилишлири ичимни ечиштуратти. Маңа бешарәтлик уқтурулидиған тамака тәләплири ашкара дейилишкә, һәтта тәһдитлик ибариләр билән ейтилишқа башлиди.
2014-Йили авғустниң ахирқи күнлиридә камерларға адәм сиғмай қалди. Һәр камерда уруқлуқ үчүн бир қанчә хитай мәһбустин башқа пүтүнләй уйғур болуп кәтти. “мәһбусларни йөткәйдикән” дегән гәп болуп, бир күни әтигәндә туюқсиз пуштәк челинди. Һәммимиз бешимизни чаңгаллап тамға қарап тизилдуқ. Гундипайлар ишикләрни шарақлитип ечип кирип кәлди. Немә болғанни аңқирип болғучә бешимға қара халта кийдүрүлди. Машиниға елип чиқилғандин кейин шилләмдин қоруп елип маңған қол бошап, “муәллим хош, бундин кейин пәхәс бол, сени камердики бәңгиләр миллий кәйпияти күчлүк дәп чеқип қоюпту, сени нәгә қамайдиғини маңа наениқ” деди. Авазидин мәндин инглизчә өгәнгән һелиқи гундипай икәнликини мәлум иди.
***Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.