Ғени батурниң нәвриси әхтәрбиби: пәхирлик бовам ғени батурни сеғинимән (2)
2017.11.28
Шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилабиниң қәһримани, уйғур хәлқиниң пәхирлик оғлани ғени батур1950-йиллирида совет иттипақиға көчүп кетишкә мәҗбур болуп, илгири кейин өзбекистан вә қазақистанларда яшиған. У 1981-йили 79 йешида қазақистанниң әмгәкчи қазақ наһийисидә вапат болған. Ғени батур һаятиниң ахирқи мәзгиллирини биллә өткүзгән нәвриси әхтәрбиби, әслимилири арқилиқ биз ривайәтләрдики кәби бу хәлқ қәһриманиниң аилә һаяти униң характери билән техиму йеқинлишиш пурситигә ериштуқ. Бүгүн биз гәвдилик сүрлүк қамити, җәсур, қәйсәрлики билән дүшмәнни титрәткән болса, авамни һәйрану-һәс қалдурған, уйғур хәлқиниң тиллирида дастан, ғени батурниң көнгән хуйи, күндилик һаятидики кийиниш һәтта ғизалиниш адәтлиригичә тонушуп чиқмақчимиз.
Тарихий шаһитлар тәрипидин 1944-1949-йиллардики шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилаби ниң җәсур қоманданлиридин бири дәп қарилидиған ғени батур 1950-йиллирида совет иттипақиға көчүп кетип, илгири-кейин өзбекистан вә қазақистанларда яшиған һәмдә әйни вақиттики өзбекистан компартийисиниң биринчи секретари шәрәп рәшидоф, қазақистан компартийисиниң биринчи секретари динмуһәммәд қунайеф қатарлиқлар билән учрашқан икән. Қазақистандики пешқәдәм уйғур зиялийлири вә тарихи шаһитларниң хатирилиригә қариғанда, қунайеф ғени батурға алмутадин чоң өй тәқдим қилған болсиму, әмма ғени батур уни рәт қилип, ахирқи өмрини алмута-ғулҗа йолиға йеқин бир йезида өткүзүшни арзу қилидиғанлиқини ейтқан вә өз арзуси бойичә қазақистанниң әмгәкчи қазақ наһийиси тәвәсидики алмата-ғулҗа йолиға йеқин орунға селинған бир өйгә маканлашқан һәмдә шу җайда ахирқи өмрини өткүзүп, 1981-йили шу өйидә вапат болған.
Ғени батурниң хисләтлири һәққидики язма хатириләр, уйғур тарихий романларда униң җәң мәйдандики батурлуқи тоғрисидики тәсвирләр, униңға әгәшкән бир қисим шаһитларниң баянлири, шундақла чәклик сандики қиммәтлик тарихий сүрәтләр, ғени батурниң интайин қәдди-қамәтлик, салапәтлик, сүрлүк вә худди ривайәтләрдики күчтүңгүр чәвәндазлардәк бир киши икәнликидин бәлгә берип туриду.
Ғени батурниң һаятиниң ахирқи мәзгиллиридә униң билән бир аилидә биргә яшиған нәвриси, һазир ташкәнт шәһиридә яшаватқан әхтәрбиби бовисиниң сияқини пәхирлиниш туйғуси ичидә хатириләп, “бовам ғени батур егиз бойлуқ, сөләтлик, қавул вә бәстлик һәм сүрлүк адәм болуп, өйниң ишиклиридин бешини египрәк кирәтти, әмма яшанған болсиму та өлгәнгә қәдәр, қәддини тик тутуп йүрәр иди. Сияқидин адәттики кишиләрдин пәрқлинип туратти” дәйду.
“бу батурниң өмүр бойи қавул, тимән турушида әҗәба қандақтур бир сир бармиду ?” дегән соалимиз һәққидә ғени батурниң нәвриси әхтәрбиби мундақ җаваб бәрди: “бар әлвәттә, ғени батур ат гөшини алаһидә яхши көрәтти, һәр күни дегүдәк ат гөшидин айрилмас иди. Кичик аяли рәйһан ханим вә қизи һәҗәрбүвиләр билән биргә полу, манта, мәнпәр қатарлиқ өзи яқтуруп йәйдиған уйғур таамлири билән ғизалинатти, рәйһан һәдиниң охшиған ләңминини йегәндә болса йәнила юртини есигә алатти-дә " һә мана бүгүн бу охшиған ләңмәнни йәп илиға барғандәк болуп қалдуқ " дәп қоятти. Һәрикәтчан, тәқвадар, аллаһқа сеғинип туридиған имани күчлүк инсан иди.”
Әхтәрбибиниң ейтишичә, ғени батур кишилик мунасивәт вә характеридә өз пиринсипини сақлиғандин сирт һәтта кийинишкә охшаш турмуш адәтлиридиму өз хаслиқи вә алаһидиликини сақлап кәлгән пиринсипчан киши болған икән. У уйғурчә канвай нусхилири чүшүрүлгән ақ көңләк кийишни яхши көрәтти, миллий армийә шәклидики кийиниш адитини һечқачан өзгәртмәйтти, пакиз, чәбдәс йүрәр иди.
Гәрчә ғени батур, хитай коммунист һакимийитиниң зиянкәшликидин қутулуп, оттура асияда өмриниң ахирини өткүзгән аз сандики шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилаби рәһбәрлириниң бири болсиму, униң һаятини тонуштуридиған “ғени батур” намлиқ қазақистанниң “қазақ кино истудийәси” тәрипидин 1980-йили сүрәткә елинған бирдин-бир һөҗҗәтлик филимдин башқа униң һәққидә җанлиқ архип йоқ. Русчә чүшәндүрүш берилгән мәзкур филим ғени батурниң ахирқи өмрини өткүзгән қазақистанниң әмгәкчи қазақ наһийисигә җайлашқан өйидә сүрәткә елинған болуп, униңда ғени батур өзиниңму қиммәтлик аваз архипи бар. Мәзкур филимдә йәнә ғени батурниң зунун тейипоф қатарлиқ бир қисим сәпдашлириниң җанлиқ сималириму хатириләнгән.
Әхтәрбибиниң есидә қелишичә, бу филим ғени батур аләмдин өтүштин бир йил илгири сүрәткә елинған икән. Мәрһум ғени батур гәрчә өзи панаһ тартип барған иккинчи вәтинини һөрмәт қилсиму, әмма у һаятиниң ахирғичә туғулған вәтинигә садиқ болуп өткән, мусапир болған яқа юрттики ахирқи тиниқлирини, туғулуп өскән әл юртини, өткән күнлирини әсләш вә сеғиниш ичидә өткүзгән.
Әхтәрбиби ханим, ғени батурдәк вәтәнпәрвәр, хәлқ сөйәр, азадлиқ, әркинлик вә адаләт үчүн барлиқини атиған хәлқ қәһриманлириниң иш-излириниң көмүлүп қалмаслиқини, әвладларниң уларниң роһидин зоқ вә илһам елишини арзу қилғанлиқи үчүн, өзиниң пәхирлик бовиси һәққидики бу қиммәтлик әслимилирини биз билән ортақлишиватқанлиқини әскәртиду.
Әхтәрбибиниң ғени батур һәққидики әслимилири темисида тәйярлиған бу сөһбәт программимизниң кейинки санида, аңлиғучилиримизға хәлқ қәһримани ғени батур вә униң аилисиниң мусапирлиқ һаятида қандақ қисмәтләргә йолуққанлиқи вә бу батурдин әвладларға қандақ ялдамилар қалғанлиқи һәққидики мәзмунларни сунмақчимиз.