“уйғур кочиси” вә чәкләнгән әсәрләр
Мухбиримиз җүмә
2012.03.31
2012.03.31

AFP
Әсирләрдин бери уйғур хәлқиниң әҗри сиңгән, уста сәнәткарларниң һүнәрвән - чевәр қоллири билән пүтүп чиққан, гоя чөчәкләрдики ирәм бағлардәк йеқимлиқ, хан сарайлиридәк сирлиқ қәдимий уйғур кочилири, рәстә - базарлири, бағу - бостанлири тарихий ядикарлиқлириниң намайәндилири, мәдәнийитиниң җанлиқ образи сүпитидә сақлинип келивататти. Әмма уйғурларниң бу тарихий яднамилири йеқинқи йиллардин буян худди қәдимий миң өй, ярғол вә қизил миң өйдәк қисмәтләргә дучар болмақта.
Мана бу аччиқ һәқиқәткә чидап туралмиған “йилтизи” исимлик шаир қолиға қәләм елип, әҗдад мираси қәдимий уйғур кочилириға болған меһри - муһәббитини, муңлуқ қәлб күйигә йошурунған ғәзәплик аһу - зарлирини өзиниң отлуқ мисралири арқилиқ толуқ ипадиләп бәргән. Әмисә, һәммәйлән бу мухәммәстин бирликтә бәһр алайли.