Дин өгиниш йолидики сәрсанлиқ - 9
Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2014.07.21
2014.07.21
Ғулҗиниң гүзәл вә тәбий муһитида яшап қилиш истики билән у йәргә барған һүсәйин тәҗәллий, 5 - феврал вәқәсиниң һаят шаһидлири билән һәмсөһбәттә болиду. Имканийәт яр бәргән йәрләрдә йәнә дәвәт ишлири билән мәшғул болсиму, феврал вәқәсидин кейинки қаттиқ бастурулған ғулҗа хәлқиниң иқтисад вә роһийәттә қаттиқ боһранға дуч кәлгәнликини һес қилиду.
Мәна вә әһмийәт билән яшаш, дәвәт йолида тинмай илгириләшни өзигә мизан қилған һүсәйин тәҗәллий тәкрар үрүмчигә қайтип чиқип узун өтмәй, ичкири өлкиләрдики мәлум бир диний мәктәпниң тәклипини тапшурувалиду - дә, у йәргә атлиниду.