“уйғурлар фамиләсизликниң дәрдини қачанғичә тартиду?” намлиқ мақалә вә чәкләнгән әсәрләр

Бүгүнки күндә вәтән ичи вә сиртидики кәң уйғур җамаәтчилики өзлириниң исим - фамилиси җәһәттә дуч кәлгән бир қатар мәсилилиридин җиддий тәхирсизлик һес қилмақта. Нурғун уйғурлар “сизниң фамилиңиз немә?” дегән соалға дуч кәлгәндә теңирқаш һес қилиду. Болупму муһаҗирәттә яшаватқан уйғур җамаәтчилики фамилә мәсилиси түпәйлидин йүз бериватқан түрлүк көңүлсиз кәчүрмишләрниң аччиқ тәмини тетип яшимақта.
Мухбиримиз җүмә
2012.10.06
uyghur-famile-kitap-305.png Шинҗаң университети “уйғур фамилә тәтқиқати мәхсус гурупписи” ш у а р хәлқ һөкүмитиниң һавалиси бойичә нәшр қилдурған “уйғур фамилә тәтқиқати” намлиқ китаб (2002 - йил 10 - ай)
RFA/Qutlan


Ундақта, уйғурларда һәқиқий мәнидики фамилә мәвҗутму? немә үчүн исим - фамилилиримиз бүгүнки күнгичә қелиплашмайду? фамилә қоллиниш җәһәттә вәтән ичи вә сиртида издинишләр елип берилдиму - йоқ?

Бу һәқтики соалларниң җавабиға қизиқсиңиз вә бир қисим чәкләнгән әсәрләрдин бәһр алмақчи болсиңиз программимизниң бүгүнки саниға диққәт бәргәйсиз.

Уйғурлар фамиләсизликниң дәрдини қачанғичә тартиду?

Қутлан тәйярлиди

Бүгүнки күндә вәтән ичи вә сиртидики кәң уйғур җамаәтчилики өзлириниң исим - фамилиси җәһәттә дуч кәлгән бир қатар мәсилилиридин җиддий тәхирсизлик һес қилмақта. Нурғун уйғурлар “сизниң фамилиңиз немә?” дегән соалға дуч кәлгәндә теңирқаш һес қилиду. Болупму муһаҗирәттә яшаватқан уйғур җамаәтчилики фамилә мәсилиси түпәйлидин йүз бериватқан түрлүк көңүлсиз кәчүрмишләрниң аччиқ тәмини тетип яшимақта.

Ундақта, уйғурларда һәқиқий мәнидики фамилә мәвҗутму? немә үчүн исим - фамилилиримиз бүгүнки күнгичә қелиплашмайду? фамилә қоллиниш җәһәттә вәтән ичи вә сиртида издинишләр елип берилдиму - йоқ?

Тарихта уйғурларниң өзигә хас бир йүрүш исим - фамилә мәдәнийити яратқанлиқи һәққидә тарихий пакитлар мәвҗут. Болупму идиқут уйғур ханлиқи билән қараханийлар ханлиқиниң дәсләпки мәзгиллиридә уйғурлар өзлириниң хас исимлиридин башқа йәнә уруқ - җәмәтиниң, шуғулланған һүнәр - кәспиниң яки туғулған юрт - мәһәллинисиниң намлирини фамилә сүпитидә ишләткәнлики мәлум. Миладийә 10 - әсирдин кейин уйғур хәлқи милләт гәвдиси билән ислам динини қобул қилишқа башлиған. Буниң билән уларниң исим - фамилә адәтлиридә җиддий өзгиришләр йүз бәргән. Қәдимки уйғур тилидики киши исимлириниң орниға исламий түстики әрәбчә яки парсчә исимларни қоллинидиған болған. Тәхминән 14 - әсирләрдин кейин уйғурларда уруқ - қәбилә түзүми пәйдин - пәй йимирилип, өз нәсәбини ипадиләйдиған җәмәт яки юрт чүшәнчиси сақлинип қалған. Нәтиҗидә шәхсләрниң өз исимлириниң арқисиға атисиниң яки бовисиниң исимлирини қошуп язидиған адәт шәкиллинишкә башлиған. Шуниң билән бир вақитта йәнә мутләқ көп қисим уйғур юртлирида шәхсләрниң кимликини техиму ениқ айривелиш үчүн омумйүзлүк ләқәм ишлитидиған адәт мәйданға кәлгән. Болупму җәмәт ләқәмлири әвладтин әвладқа давамлишип ғәйрий рәсмий “фамилә” ниң ролини өтәп кәлгән.

20 - Әсирниң башлириға кәлгәндә өз хәлқиниң келәчики үстидә җиддий ойлинишқа башлиған милләт сәрхиллири уйғурларда қелиплашқан фамилә адитиниң болуши һәққидики җиддий тәхирсизликни һес қилиду. Гәрчә бир қисим тәрәққийпәрвәр аилиләр вә оқумушлуқ зиялийлар өзлири үлгә болуп муқим фамилә қолланған һәмдә авам хәлққә фамилә қоллинишниң зөрүрлүкини тәшвиқ қилған болсиму, лекин өз дәвридә уйғур елиниң гәҗгисигә минивалған хитай милитаристларниң һакиммутләқ һөкүмранлиқи астида бу чақириқ реаллиққа айлиналмиди. 1920 - Йиллардин башлап совет һакимийитиниң коммунизимлаштуруш долқуниға дуч кәлгән оттура асия уйғурлири башқа қериндаш милләтләргә охшашла мәҗбурий һалда русчә исим - фамилә рамкисини қобул қилишқа мәҗбур болди. Вәтән ичидә болса аз бир қисим зиялийлар фамилә қолланғандин башқа мутләқ көп қисим уйғур җамаәтчилики йәнила өз исминиң ахириға атисиниң яки бовисиниң исмини қошуп йезиштәк аддий усулни сақлап қалди.

1930 - Вә 1940 - йилларда совет иттипақиниң уйғур елигә көрсәткән тәсирниң күчийип бериши һәмдә русчә оқуған зиялийларниң көпийишигә әгишип бир қисим кишиләр оттура асия җумһурийәтлиридики қериндаш хәлқләрниң исим - фамилә өзгиришлиридин үлгә елип, русчә фамилә қелипини қобул қилиду. Буниң нәтиҗисидә “- оф, - йоф, - ева, - йева” дегәндәк русчә фамилә қошумчилири қошулған бир қисим уйғур фамилилири барлиққа келиду вә бир мәзгил ишлитилиду. Әмма бу русларниң фамилә адитидин өлүк һалда көчүрүп келингән, кәң хәлқниң таллишидин өтмигән һадисә болғачқа аммиви асасқа игә болалмай уйғурларниң асасий гәвдисигә омумлишалмайду. 1950 - Йиллардин кейин башлап вәтән ичидики уйғурлар бирдәк өз исминиң ахириға атисиниң исмини қошуп ишлитидиған болди һәмдә атисиниң исмини “фамилә” сүпитидә қолланди. Нопус кинишкилиридин тартип кимлик, гуваһнамә, һөҗҗәт, йәр хети вә башқа барлиқ һөкүмәт алақилиридә бу хил турақсиз исим - фамилә шәкли қоллинилидиған болди.

Бүгүнки дуняда исим - фамилә системиси турақлашқан милләтләргә нисбәтән селиштурғанда, уйғурлар қоллиниватқан өз исминиң ахириға атисиниң исмини қошуп йезиштәк бу хил аддий шәкил әмәлийәттә рәсмий фамилә уқумини көрситип берәлмәйду. Чүнки “ата исми” ни фамилә сүпитидә ишлитидиған бу хил шәкилдә фамилә турақлиқ болмайду, бәлки һәр бир әвладта йеңидин “фамилә” алмишип туриду. Нәтиҗидә үч әвладидин бурунқи ата - бовилирини әслийәлмәйдиған һаләт шәкиллиниду.

1980 - Йиллардин кейин хитайниң ишикни ечиветиш ислаһатиға әгишип вәтән ичидики уйғурларниң чәтәлләргә чиқип оқуш яки олтурақлишиш ишлириға мәлум имканийәтләр ечилди. Буниң билән бир қисим уйғурлар башқилар үчүн асан әмма өзлири үчүн қийин болған рәсмийәт беҗириш җәрянини бешидин кәчүрүп чәтәлләргә чиқишқа башлиди. Вәһаләнки, паспорт елиш җәһәттә хитайдики башқа һәрқандақ милләткә қариғанда әң қаттиқ чәклимигә учрайдиған уйғурлар интайин тәстә беҗиргән паспортлирида өз исим - фамилилирини өз тилида йезиш һоқуқиға еришәлмиди. Хитайларниң исим - фамилә қаидисигә асасән тәртипи алмаштурулуп хитай тили аһаңи яки “пин - йин” бойичә паспортқа йезилған уйғур исим - фамилилири чәтәлләрдиму уйғурларға бирмунчә аваричиликләрни елип кәлди. Әслидинла өз кимликини ташқи дуняға чүшәндүрүш қийин болуватқан уйғурларға нисбәтән өз исим - фамилилири дуч келиватқан бу қалаймиқанчилиқларни чүшәндүрүшкә техиму амалсиз қалди. Бу реал мәсилини һәл қилишқа һәтта уйғур аптоном райониниң “рәис” лик төридә олтурған юқири дәриҗилик уйғур әрбаблириниңму күчи йәтмиди. Буниң билән йиллардин буян һөр дуняда яшап келиватқан уйғурлар адәттә өз - ара уйғурчә исмини ишләтсиму, әмма рәсмий қануний һөҗҗәт вә алақиләрдә хитайчә “пин - йин” билән йезилған ғәлитә исим - фамилилирини йезишқа мәҗбур болди. Техиму ечинарлиқи шуки, бир қисим уйғурларниң паспортиға игисидин сорапму олтурмайла хитайчә әң көп болғанда үч яки төт хәт билән йезилидиған хитай исим - фамилилирини өлчәм қилғачқа, уларниң исимлири йеримидин үзүлүп йезилди яки фамилиси елип ташлинип пәқәт исмила хитайчә “пин - йин” билән йезилип қоюлди. Нәтиҗидә исим - фамилисидә қалаймиқанчилиқ көрүлүп, чәтәлләрдики алий мәктәпләргә оқушқа қобул қилинған бир қисим уйғур яшлар паспортида “фамилә” си болмиғанлиқтин виза илтимаси рәт қилинди. Чәтәлләргә чиққан бир қисим уйғур қиз - аяллири паспортлириға йезилған хитайчә ғәлитә “исим - фамилә” лириниң дәрдини әрләрдинму бәкрәк тартти. Чүнки уйғурларниң исим - фамилиси хитай паспортиға хитайларниң исим - фамилә қелипи бойичә уйғурчә тәртипи бузулуп йезилғачқа, амалсиз қалған қиз - аяллиримиз “фамилә” орнида йезилған атилириниң әрлик исимлирини өз исми орнида, өзлириниң аялчә исимлирини “фамилә” орнида ишлитишкә мәҗбур болди. Исим - фамилә җәһәттә дунядики һечқандақ бир милләттә көрүлмәйдиған бу ғәлитә әһвални башқиларға чүшәндүрүп бериш һәқиқәтән қийин болди. Нөвәттә чәтәлләрдики уйғур җамаәтчилики ичидә өзлири турушлуқ дөләтләрниң вәтәндашлиқиға өткән бир қисим уйғурлар нурғун рәсмийәтләрни өтәш арқилиқ өз исим - фамилилирини хитайчә “пин - йин” ниң боюнтуруқидин қутулдуруп чиққан болсиму, лекин йәнә бир қисим уйғур җамаәтчилики техичә өзлириниң “хитайчилаштурулған” исим - фамилилириниң дәрдини тартип яшимақта.

2001 - Йили 2 - январда уйғур аптоном райониниң сабиқ рәиси абләт абдурешит үрүмчидики һәр саһә уйғур билим адәмлирини чақиртип уйғурларниң исимлирини қелиплаштуруш вә муқим фамилә қоллиниш мәсилиси бойичә пикир алиду. Мутләқ көп қисим зиялийлар бирдәк фамилә қоллинишниң зөрүрлүкини оттуриға қойиду. Буниң билән уйғур аптоном районида дағдуғилиқ фамилә қоллиниш долқуни қозғилиду. Шинҗаң университети вә аптоном районлуқ тил - йезиқ комитетидин мәхсус мутәхәссисләр гурупписи тәшкил қилинип, уйғурларниң турақлиқ фамилә қоллиниши бойичә лайиһә тәйярлашқа киришиду. 2001 - Йилидин 2002 - йилиғичә болған арилиқта бирқанчә қетимлар мәхсус муһакимә йиғинлири чақирилип, радио - телевизийә вә гезитләрдә тәшвиқ қилиниду. Әйни вақитта мутәхәссисләр гурупписи тәрипидин тәйярлинип аптоном районлуқ хәлқ һөкүмитигә сунулған лайиһидә “уйғурларниң исим - фамилилири паспорт вә башқа хәлқаралиқ һөҗҗәтләргә хәнзучә пин - йин бойичә әмәс, бәлки уйғурчә оқулушини асас қилған һалда латинчә йезилиши керәк. Уйғур исим - фамилилири паспортқа хәнзу исим - фамилилириниң қелипи вә тәртипи бойичә әмәс, бәлки уйғурчә тәртип бойичә йезилиши керәк” дегәндәк маддиларму киргүзүлгән. Әпсуски, өз дәвридә аптоном районниң баш рәиси абләт абдурешит өзи йетәкчилик қилған, муавин рәислиридин абдуқадир нәсирдин мәсул болған, шинҗаң университети билән аптоном районлуқ тил - йезиқ комитетидики нәччә онлиған мутәхәссисләрдин һәйвәтлик гуруппа тәшкил қилинған, радио - телевизийә вә гезитләрдә дағдуғилиқ тәшвиқ қилинған бу бу зор вәқә һечқандақ нәтиҗә бәрмәйла ахирлашти. Бу иштин шунчә зор үмидләнгән уйғур җамаәтчилики ахири берип шунчилик қаттиқ үмидсизликкә чөмди. Һәтта “уйғурларниң фамилә қоллиниш мәсилисини рәислик муддитим тошқучә вуҗудқа чиқиримән” дәп вәдә бәргән аптоном районниң рәиси абләт абдурешитму нәтиҗисиз ахирлашқан бу иш тоғрисида уйғур җамаәтчиликигә чүшәнчиму берәлмиди һәмдә узақ өтмәйла үнүмсиз йиғин ечиштин башқа иши йоқ мәмликәтлик сиясий кеңәшниң муавин рәиси дегән қуруқ әмәл билән бейҗиңға йөткиветилди.

Бүгүнки күндә хитайға 300 йилға йеқин һөкүмранлиқ қилған манҗулар өз исим - фамилилирини сақлап қелиш уяқта турсун һәтта милләт сүпити билән йоқилишқа йүз тутти. 1947 - Йилила хитай коммунистлири тәрипидин аптономийә һоқуқи берилгән моңғуллар өзлириниң миллий исим - фамилилириниң орниға хитайчә исим қоллинишқа мәҗбур болмақта. Қәдимки уйғурларниң хеши каридоридики биваситә әвлади болған сериқ уйғурлар 1950 - йилларниң ахирлиридин башлапла хәнзучә исим - фамилә қоллинишқа мәҗбурланған. Бу тәҗрибә - савақлар бизгә исим - фамилә мәсилисидә пүтүн милләт гәвдиси билән җиддий түрдә қайта ойлинишниң зөрүрлүкини әскәртмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.