Ғени батур нәвриси әхтәрбүви: пәхирлик бовам ғени батурни сеғинимән (1)
2017.11.21
Ғени батур 1944-йилидики нилқа қозғилиңиниң рәһбәрлиридин бири болуп, шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмити ғени батурниң көрсәткән хизмәтлирини юқири баһалап, униңға әң алий “хәлқ қәһримани” намини бәргән иди. Уйғур хәлқиниң 20-әсирдә өткән бу мәшһур миллий қәһримани ғени батур 1950-йиллирида совет иттипақиға көчүп кетип, илгири кейин өзбекистан вә қазақистанларда яшиған һәмдә ахирқи өмрини қазақистанниң әмгәкчи қазақ наһийиси тәвәсидики алмата-ғулҗа йолиға йеқин йезида өткүзгән. У 1981-йили 79 йешида вапат болған иди. Әйни чағда униң һаятиниң ахирқи йиллирида униңға һәмраһ болған пәрзәнтлиридин һазир өзбекистанда яшаватқан қиз нәвриси әхтәрбүвиниң бовиси ғени батур һәққидики әслимилири бизни бүгүн, ривайәтләрдики кәби бу хәлқ қәһриманиниң аилә һаяти униң характери билән техиму йеқинлаштуриду.
Ғени батурниң нәвриси әхтәрбүви абдул ханим, ғени батурниң қизи һәҗәрбүвиниң қизи. Әхтәрбүвиниң Сөзләп беришичә, ғени батур 55 йиллири совет иттипақиға көчкән пәйттә аилиси парчилинип, өзи кичик аяли вә униңдин болған икки оғлини бирликтә елип кетәлигән болсиму, аниси йәни ғени батурниң чоң аялидин болған болған һәҗәрбүви үрүмчидә қалған, кейин той қилип моңғулийәгә чиқип яшиған икән. ӘхтәрбүвИму 1961-йили, моңғулийәниң уланбаторда туғулған. 1975 Йилиға кәлгәндә, ғени батур қизи билән алақилишиш пурсити болған вә шу замандики совет иттипақи һөкүмитидин қизи билән аилиси билән җәм болушни тәләп қилип, уларни ташкәнткә елип кәлгән.
Бовиси ғени батур билән та у аләмдин өткичә бир өйдә яшиған ӘхтәрбүвИгә бовисиниң йеңилмәс күрәшчан роһи, ғурури, ғәйрити, униң адиллиқи, хушчақчақ пәзиләтлири интайин чоңқур тәсир қалдурған. Болупму ғени батурниң һәр күни һәр вақ тамақтиму юрти ғулҗа, вәтини шәрқий түркистан, уйғур хәлқи һәққидики түгимәс параңлири әслимилири, униң балилиқ өсмүрликигә һәмраһ болған икән. Палван бовиси әң көп сөзләп беридиған қәһриманлиқ чөчәклири, бовиси ейтқан садир палван қошақлири, йәни “хитай атиду ташқа, садир атиду башқа” дегән мисралар һазирму униң есидә икән.
“хәлқ қәһримани ғени батур мән үчүн һәм миллий ғурур, һәм шәхсий ғурурумдур, қеним вә пәхримдур " дегән сөзләр билән ғени батурниң нәврә қизи Әхтәрбүви, бовисини сеғиниш вә пәхирлиниш ичидә әслиди.
Әхтәрбүви Ғени батурниң өзидә қалдурған әң чоңқур әслимиси һәққидә тохтилип, : “бовам ғени батур аҗайип қәйсәр, виҗдан ғурурлуқ инсан иди, аҗайип қәһриман батур болғиниға қариғай, һеч бир заман өзини махтимайтти, пәқәтла вәтининиң азадлиқи һәққидә, тарих һәққидә гәп қилатти” дәйду.
Ғени батурниң җәсур, сүрлүк сияқи вә характерини әсләп, бовисиниң һәтта һаятиниң ахирғичә ястуқиниң тегигә милтиқини қоюп ухлиғинини һекайә қилған Әхтәрбүви: “бовам бирәри дәрвазини чәксә, ястуқиниң астидин ашу милтиқини көтүрүп чиқаттидә : ‛қайсиң сән? достмусән дүшмәнмусән? ким болсаң чиқ! болмиса хитайни атқандәк етиветимән!‚ дәйдиған, буларни һеч заман унтуялмаймән” дәйду.
Мусапирлиқ һаятида әл-юртини чоңқур сеғинған ғени батур, аилидә хотун вә бала-чақилири билән узун-узун вәтән һәққидә параңларни салидикән, бирә-бирә аран аңлинип қалидиған уйғур елидин аңлитилидиған радиоға қулиқини йеқип, йиғлишип кетишидиған күнлири болған, әмма шундақ вақитларда ғени батур чоңқур ғәм-қайғуға патсиму көз йешини чиқармас икән.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, Әхтәрбүви Ханимниң бовиси һәққидики әслимилири аңлиғучиларни хәлқ қәһримани ғени батурға йәниму йеқинлаштурған болса керәк. Ғени батур йәнә немиләрни яқтуратти, мусапирлиқ һаяти униңға йәнә қандақ қисмәтләрни ата қилди?, у қандақ җәбир-җапаларни баштин өткүзди ? ӘхтәрбүвИниң буларға даир әслимилирини, кейинки программимиздин давамлиқ аңлишиңларни қарши алимиз.