Ғуламидин пахтаниң һаяти (31): америкидики замандашлиримдин - һаҗи әһмәд ахун вә әдһәмҗан
2018.01.02
Ғуламидин пахта әпәнди өзиниң америкида өткән йерим әсирдин көпрәк һаят мусаписини әслигинидә замандашлиридин мәрһум һаҗи әһмәд ахун, әдһәмҗан закирхан оғли вә һамидҗанларниң намини һөрмәт-еһтирам билән тилға алиду.
Ғуламидин әпәндиниң әслишичә, у америкиға келип тәхминән 3-4-йиллар өткәндә, йәни 1970-йили әтрапида пакистан, һиндистан вә түркийә арқилиқ бирқанчә уйғур америкиға көчмән болуп келиду. Уларниң ичидә һаҗи әһмәд ахун вә униң аяли зәрпәри ханим һәмдә айримчә ғулам муһиддинхан исимлик йәнә бир йигит бар икән. Кейинчә, һиндистан арқилиқ һамидҗан исимлик йәнә бир уйғур америкиға келип уларға қошулиду. Америкида бирқанчә кишилик кичик бир уйғур җамаитиниң пәйда болуши ғуламидин пахтани аҗайип сөйүндүриду.
Ғуламидин әпәнди замандашлиридин мәрһум һаҗи әхмәд ахун һәққидә тохталғинида, униң аилисидикиләрниң әйни заманда қәшқәрдики пакистан консулханиси билән йеқин мунасивәткә игә кишиләр икәнликини илгири сүриду. 1947-Йили қәшқәр чинибағдики әнглийә консулханиси тақалғанда, йеңидин мустәқиллиққа еришкән һиндистан билән пакистан чинибағдики әнглийә консулханисини өткүзүвалиду. Бу йилларда әмдила өсмүрлүк һаятини яшаватқан һаҗи әхмәд ахун қәшқәрдики пакистан консулханисида хизмәт қилидиған бир нәпәр дипломатийә хадиминиң ярдимидә пакистанға оқушқа әвәтилиду.
Қәшқәрдики пакистан консулида хизмәт қилидиған бу дипломат узун өтмәй пакистанға қайтиду вә кейинчә пакистанниң австралийәдә турушлуқ консуллиқиға тәйинлиниду. Һаҗи әһмәд бу киши билән бирликтә австралийәгә берип, у йәрдә дәсләп гимназийәдә, кейинчә алий мәктәптә оқуйду. Оқуш тамамлиғандин кейин у пакистанға қайтиду вә пакистандики уйғур муһаҗирлардин зәрпәри ханим билән той қилиду. Кейинки йилларда һаҗи әһмәд ахун аяли зәрпәри ханим вә йеқин дости ғулам муһиддинхан билән бирликтә аввал түркийәгә келиду, у йәрдин кейинчә америкиға көчмән болуп келиду.
Ғуламидин пахтаниң баян қилишичә, һаҗи әһмәд ахун америкиға кәлгәндин кейин дәсләп ню-йоркта яшайду. Кейинчә вашингтон алаһидә райони әтрапиға йәрлишип, өй-мүлүк тиҗарити билән шуғуллиниду вә пәрзәнтлирини алий мәлуматлиқ қилип тәрбийәләйду.
Ғуламидин әпәндиниң тәкитлишичә, һаҗи әһмәд ахунниң уйғур ана тили вә инглиз тилидики сәвийәси наһайити юқири болуп, ғуламидин пахтаниң уйғурлар вә уларниң мунқәрз вәтини һәққидики сиясий дәва ишлириға актиплиқ билән һәмкарлишиду. Көплигән доклат вә илтимасларниң инглиз тилида йезилип, мунасивәтлик орунларға йоллинишида күч чиқириду. Кейинчә һаҗи әһмәд ахун ғуламидин пахтаниң тәшәббуси билән америкида биринчи қетим “шәрқий түркистан мәдәнийәт җәмийити” намлиқ тәшкилатниң қурулушида ярдәмчи болиду һәмдә мәзкур җәмийәтниң баш катиплиқини үстигә алиду.
Шу йилларда йәнә хитайниң деңиз бойидики шәһәрлири арқилиқ әдһәмҗан аилиси америкиға келиду. Ғуламидин пахта зор хушаллиқ иликидә әдһәмҗан билән аяли төрәм паша ханимни күтүвалиду. Шундақ қилип америкидики уйғур җамаити шу йилларда бирләп-иккиләп көпийиду.
Ғуламидин пахта ашу йилларда сәпдиши әдһәмҗан закирхан оғлиниң зор тиришчанлиқ көрситип, қуруқ ююш дукини ачқанлиқини, кейинчә аста-аста игилик тикләп көзгә көрүнгәнликини алаһидә тилға алиду.
Ғуламидин әпәндиниң тәкитлишичә, әдһәмҗан вә аяли төрәм паша ханим 1940-йиллардики или инқилаби вә ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийитигә шаһит болған кишиләр икән. Гәрчә улар ташкәнттә туғулуп, кейинчә уйғур дияриға көчүп кәлгән кишиләр болсиму, әмма улар америкидики һаяти давамида һәр вақит уйғур диярини өз вәтиним дәп қарап кәлгән шундақла америкидики уйғур җамаитиниң һөрмити вә муһәббитигә наил болған кишиләр икән.
Ғуламидин пахтаниң әслимисигә қариғанда, шу йилларда йәнә һамидҗан исимлик йәнә бир уйғур америкиға келип йәрләшкән. Һамидҗан яш чағлирида һиндистанда оқуған, кейинчә бомбай арқилиқ америкиға келип олтурақлашқан. Дәсләпки йилларда у америкидики уйғур җамаити билән қоюқ бериш-келиштә яшиған болсиму, әмма кейинки йилларда мәлум сәвәбләр билән йирақлашқан икән. Ғуламидин пахта әпәнди, һамидҗан исимлик бу кишиниң һазир қәйәрдә, қандақ яшаватқанлиқи һәққидә һечқандақ мәлумати йоқкән.
(Давами бар)