Ғуламидин пахтаниң һаяти (33): муһаҗирәттики шәхсий кутупханам қандақ бәрпа қилинди?
2018.01.16
Ню-йоркниң лоң айланд, йәни “узун арал” районидики шәхсий туралғусида дөвә-дөвә китаб-материяллар, сарғайған қолязмилар, узун йиллиқ әстилик вә яднамиләр шундақла йирақтики вәтинини әслитип турғучи қиммәтлик йиғма буюмлар арисида әслимиләр қайнимиға чөмүлгән 87 яшлиқ бир бовай мүкчийип олтуратти. Униң титрәп турған қоллири арисида муқависи уприған, хотән қәғизигә бесилған кона имладики хәтлири сарғайған бир китаб бар иди. Шунчә йиллар муһаҗирәттә яшиған, һаятниң түрлүк кечиклирини кәчкән, бирқанчилиған тилларда сөзләп көнгән бу бовай уйғур тилиниң 1940-йиллардики әсли түси вә қәшқәр шевисиниң әвришим аһаңи билән сөзини башлиди.
“мән әхмәд пахта оғли ғуламидин. Тәқдирниң соғуқ шамаллири нәвқиран яшлиқ мәзгиллиримдә мени вәтинимдин айрип йирақ әлләргә учурди. 1949-Йили кәчкүздә қәшқәрдин йолға чиқиш алдида өйимиздә сақланған бирмунчә китабларни өзүм билән биллә елип маңған идим, әпсус, йеңисарға кәлгәндә бу китаблиримдин айрилдим. Улардин пәқәт икки парчә китабни қутқузуп қалалидим. Буниң бири әһмәд зияийниң ‛тозумас чечәкләр‚ намлиқ шеирлар топлими, йәнә бири нурмуһәммәд әрки намлиқ яш шаирниң шеирлири иди. Мән бу икки китабни пахтилиқ чапининиң әстири арисиға тиқип, қар-муз қаплиған һималая тағлиридин өзүм билән биллә һиндистанға елип чиқтим. Шуниңдин буян бу икки данә қиммәтлик ялдама мениң билән биллә пүтүн дуняни кезип чиқти, йенимдин задила айрилмиди. Мениң муһаҗирәттики шәхсий кутупханам әнә ашу икки парчә китабниң үстигә қурулди.”
Ғуламидин әпәндим 1949-йилиниң кәчкүз айлиридики көч сәпиридә қәшқәрдин өзи билән биллә елип маңған китаблириниң йеңисардики бир дәңдә қандақ қилип келишмәсликкә учриғанлиқини мундақ баян қилиду: “карван билән биллә йеңисарға йетип кәлдуқ. Бу йәрдә сәпәр тәйярлиқи қилип бирқанчә күн туруп қалдуқ. Мән китаблиримни биз чүшкән дәңниң өзүм ятқан һуҗрисидики меһрабниң тәкчисигә вақитлиқ җайлаштуруп қойған идим. Йолға чиқидиған күни китаблиримни елиш үчүн базардин удул дәңгә кәлдим. Әпсус, дәңни үрүмчидин қечип кәлгән гоминдаң әскәрлири чүшкүн қиливапту. Уларниң һәммиси қораллиқ болуп, пәйли бузуқ иди. Уларму башлиқлири билән биллә һиндистанға қечиш үчүн кәлгәнләр икән. Мән дәңдики һуҗриға тиқип қойған китаблиримни алалмидим, чүнки ичигә кирсәм тирик қайтип чиқишимға көзүм йәтмиди. Шундақ қилип, бу тәвәррүк китаблар шу дәңдә қалди. Һелиму яхши, сәпәр җәрянида оқуш үчүн китаблиримдин өзүм яхши көридиған икки парчисини қойнумға селивалған икәнмән. Шу икки парчә китаб мән билән биллә муһаҗирәткә сәпәр қилди…”
“мән немә үчүн бу китабларға шунчә ашиқ болуп, өмүр бойи китаб топлидим, немә үчүн топлиған китаблиримни хәлқимгә тәқдим қилишқа алдиридим?” - дәп соал қойди ғуламидин әпәндим. У бу соалларға төвәндики һекайә билән җаваб бәрди:
“қәшқәрдә мениң ата-бовилирим дәпнә қилинған мурат бахши атам дегән бир мазарлиқ болидиған. Бу ғайәт чоң, қәдимий бир қәбристанлиқ иди. Әйни йиллири нурғун кишиләр бу мазарлиққа келип, улуғларниң мазарлириға тавап қилатти. Бу мазарлиқниң бир шәйхи болидиған, у киши толиму билимлик вә тәқвадар инсан иди. Мени бәкму яхши көрәтти. Һәр қетим мени көрсила: ‛әй, ғулами, әһли дилләрниң гәдаси бол, езилгән мәзлумларниң сәдаси бол!. . . ‚ дәп ғәзәл оқуп маңа салам берәтти. Бу ғәзәл мениң қәшқәрдики балилиқимда, ладақ йолидики узақ сәпәрлиримдә, һиндистандики күнлиримдә, түркийәдики оқуш һаятимда, германийәдики ‛азадлиқ радийоси‚ да сөзлигән йиллиримда шундақла америкидики йерим әсирдин артуқ өмүр мәнзилимдә һаман қулақ түвүмдә яңрап турди. Һәр вақит мени мәзлум хәлқимниң садаси болушқа, китаблар арисидин вәтинимниң излирини тепишқа үндәп кәлди…”
Ғуламидин пахта өзиниң муһаҗирәттә бәрпа қилған шәхсий кутупханисиниң материял мәнбәлирини тонуштурғинида вашингтон алаһидә райониға җайлашқан “конгрес кутупханиси” ни алаһидә тилға алиду. У америкиға кәлгән йиллирида оттура асияға, җүмлидин уйғур вәтинигә даир ғәрбтә сақланған китабларниң көп қисмини мушу кутупханидин көргәнликини вә кейинчә аста-аста топлиғанлиқини баян қилиду.
У, шу йилларда оттура асияға, болупму уйғурларға даир китабларни бир парчә, бир парчидин сетивелип топлиғанлиқини, дуняниң қәйиридә уйғурларға даир китаб нәшр қилинса имканийәт тепип уни қолға кәлтүрүшкә тиришқанлиқини алаһидә әскәртиду.
Ғуламидин әпәнди 1967-йилидин башлапла америкида “түркистан миллий кутупханиси” қуруш арзусида болғанлиқини тилға алиду. Һалбуки, әйни вақиттики шәрт-шараит буниңға яр бәрмәйду. У шуниңға қаримастин давамлиқ китаб-материял топлайду. 1990-Йилларниң оттурилириға кәлгәндә ғуламидин әпәнди коломбийә университетиниң оттура асия мутәхәссиси, профессор едвард алвортниң қоллиши билән “шәрқий түркистан миллий тәтқиқат мәркизи” намлиқ илмий җәмийәт қуриду. Кейинчә өзиниң һаяти бойи топлиған китаб-материяллирини асас қилип бир тор кутупханиси қуруш пиланини түзиду.
1980-Йилларда хитайда хәлқара китаб сетиш мулазимити сиртқа ечилиду. Бу һал ғуламидин пахтани айрилғили 30 йилдин ашқан вәтининиң учурлириға игә болуш пурсити билән тәминләйду. У бейҗиңдики хәлқара китаб мулазимәт ширкити билән алақилишип, өз иқтисади билән уйғур диярида нәшр қилинған йүзләрчә китабларни, “тарим”, “шинҗаң мәдәнийити”, “шинҗаң сәнити”, “булақ”, “мирас”, “қәшқәр әдәбияти”, “тәңритағ” қатарлиқ уйғурчә журналларниң пүтүн санлирини сетивалиду. Йерим әсирдин көпрәк җәрянда топланған миңларчә китаб-материяллар униң шәхсий кутупханисини муһаҗирәттики бир хәзинигә айландуриду. 2015-Йилиға кәлгәндә 80 яштин ашқан бу бовай өз хираҗити билән өмүр бойи топлиған китаб-материяллирини електронлуқ нусхилап, “алтун оқ” тор кутупханиси дегән нам билән өз хәлқигә тәқдим қилиду.
(Давами бар)