Ғуламидин пахтаниң һаяти (34): “алтун оқ” қа җәмләнгән бир өмүрлүк хәзинәм
2018.01.23
“мән өмүр бойи йиғқан қиммәтлик китаб-материяллиримни, вәтән тарихиға даир әсәр-вәсиқиләрни, һөҗҗәт характерлик бәлгә-әстиликләрни вә өзүм шаһит болған ишларниң язма хатирилирини топлап чиқтим. Мәндин хәлқимгә бир әстилик қалсун дәп ‚Алтун оқ‛ намлиқ тор бәтни ачтим вә өмүрлүк йиғмилиримни бу тор бәткә қойдум, ” - дәйду ғуламидин пахта әпәндим.
У ню-йоркниң лоң исланд районидики шәхсий туралғусида зияритимизни қобул қилғинида өзиниң немә үчүн “Алтун оқ” намлиқ бу тор бәтни ачқанлиқи һәққидә тәпсилий тохталди.
Ғуламидин әпәнди өзиниң өмүрлүк хәзиниси җуғланған бу тор бәткә исим таллашта узақ издәнгәнликини, әң ахирида “Алтун оқ” дегән бу намни бекиткәнликини, “Алтун оқ” ниң тарихтин буян әҗдадлар қалдурған билим, тәҗрибә вә әстиликләргә символ қилинғанлиқи, униң кейинки әвладларниң мәниви дунясини бейитишни нишан қилғанлиқини алаһидә тәкитләйду.
“Алтун оқ” намлиқ бу тор бәткә әң балдур қоюлған китаб-материялларниң хели көп қисмини уйғур тарихчилири язған вәтән тарихиға даир әсәрләр тәшкил қилидикән. Ғуламидин әпәнди булардин молла муса сайраминиң “тарихий һәмиди”, муһәммәд садиқ кашғәриниң “тәзкирәий әзизан”, муһәммәтимин буғраниң “шәрқий түркистан тарихи”, полат қадириниң “өлкә тарихи”, әмин ваһидиниң “ күрәш тарихимиздин әсләтмә”, һәмидулла таримниң “түркистан тарихи” қатарлиқ китаблирини һөрмәт билән тилға алиду.
Ғуламидин пахта әпәнди өзиниң “Алтун оқ” намлиқ бу тор бәткә қоюватқан көп қисим китаб-материяллири билән тарихий һөҗҗәт-вәсиқилириниң 1950-йилларниң кейинки йеримидин буян, йәни германийәдики “азадлиқ радийоси” билән кейинчә “америка авази” радийосида ишләш җәрянида топланғанлиқини әскәртиду.
Ғуламидин әпәнди “Алтун оқ” намлиқ бу тор бәт һәққидә тохталғинида, өзигә әйни дәврдә қиммәтлик әсәрлириниң қолязмилири билән пинһан арзу-арманлирини һавалә қилған мәрһум замандашлирини һөрмәт билән тилға алиду. Униң билдүрүшичә, мәзкур тор бәткә қоюлған бәзи қолязма әсәрләр әйни вақитта совет иттипақи яки коммунист хитайниң қизил реҗими астида елан қилиниш пурситигә еришәлмигән әсәрләр икән. Бу әсәрләрниң апторлири әйни йиллири түрлүк йоллар билән өзлириниң қолязма әсәрлирини чәтәлгә йошурунчә чиқарғузған вә елан қилдурушни арзу қилған икән.
Ғуламидин әпәнди “Алтун оқ” намлиқ тор бетиниң 2015-йилиниң кейинки йеримида ечилғанлиқини, һазирғичә болған икки йерим йил җәрянида бу тор бәтни зиярәт қилғучилар саниниң 95 миң кишидин ашқанлиқини иптихарлиқ билән тәкитләйду. У өзиниң издиниш вә үмид ичидә өткән, мәнә вә мәзмунларға бай һаятидин қалған бу ялдамиларни қанчилик көп киши көрсә, өзиниң шунчә хушал болидиғанлиқини баян қилди.
“Алтун оқ” намлиқ бу тор бәт илмий вә академик өлчәмдә уйғуршунаслиқ тәтқиқати үчүн китаб-материяллар һәмдә тарихий һөҗҗәтләрни йәткүзүп беришни мәқсәт қилған икән.
Униңға ғоламиддин пахта әпәндиниң өмүр бойи йиғқан һәр хил тиллардики қиммәтлик китаб-материяллири, тарихий қолязма әсәрләр, уйғурлар вәтинидә елан қилиш имканийити болмиған әсәрләр, 20-әсирдин буян әрәб, латин вә крел елипбәси асасидики уйғур тил-йезиқлирида нәшр қилинған түрлүк гезит-журналлар, оттура асия, түркийә вә дуняниң һәрқайси җайлирида яшаватқан уйғур зиялийлириниң һәр хил қолязма әсәрлири електронлуқ нусхида қоюлушқа башлиған.
Ғуламидин әпәнди ахирида өзиниң пүтүн дунядики уйғур қериндашларға болған отлуқ салими вә йүрәк сөзлирини баян қилди. У өзиниң “Алтун оқ” намлиқ бу тор бәтни давамлиқ бейитип туридиғанлиқини, қолида қалған барлиқ йиғмилирини бир-бирләп бу тор бәт арқилиқ оқурмәнләргә һәдийә қилидиғанлиқини билдүрди.
Мәзкур тор бәтни төвәндики улиништин зиярәт қилиң: www.altunoq.com
(Давами бар)