Ғуламидин пахтаниң һаяти (4): қәшқәрдики ахирқи күнләр вә һиҗрәт сәпири

Мухбиримиз қутлан
2017.05.30
ghulamidin-paxta-oyide-ziyaret.jpg Ғуламидин пахта әпәнди ню-йорктики шәхсий туралғусида радийомиз зияритини қобул қилмақта. 2017-Йили 9-апрел.
RFA/Qutlan

Ғуламидин пахта әпәнди өзиниң қәшқәрдә өткүзгән балилиқ вә өсмүрлүк йиллирини әслигинидә уйғур дияриниң 1940-йиллардики давалғуп турған тарихий вәзийитини бир-бирләп көз алдиға кәлтүриду.

У өзиниң қәшқәрдики ашу қисқиғина һаятида җаллат шең шисәйниң совет һамийлиқида йүргүзгән мустәбит һөкүмранлиқини, арқидин гоминдаң һөкүмранлиқи вә “11 битим” дин кейинки бирләшмә һөкүмәт дәврини шундақла 1949-йилиниң кәч күз мәзгилидә уйғур дияриға бастуруп киргән хитай азадлиқ армийәсиниң вәһимисини бешидин өткүзгәнликини әслимә қилиду.

Ғуламидин әпәнди 1947-йили дадиси әхмәт пахтаниң түркийәдә һаят икәнлик хәвирини алғандин кейин кейин, дадиси билән йүз көрүшүп түркийәдә оқуш үчүн гоминдаң һөкүмитидин паспорт тәләп қилиду. Һалбуки, чирип аллиқачан ули тәврәп қалған гоминдаң даирилири униң бу тәлипини рәт қилип, паспорт беришни йилларчә кәйнигә созиду.

У миң бир мушәққәтләр билән гоминдаң даирилиридин паспорт алған вә чәтәлгә меңиш тәйярлиқини қиливатқан вақитта тарих аллиқачан 1949-йилиниң күз мәзгилигә келип қалиду. Қәшқәрдики ашу әң ахирқи санақлиқ күнләрдә яш ғуламидин һейтгаһ җамәсиниң алдиға чапланған бир чоң уқтурушни көриду.

Һейтгаһ җамәси алдиға чапланған бу уқтуруш хитай компартийәсиниң уйғур диярини “тинчлиқ билән азад қилғанлиқи” вә хитай азадлиқ армийәсиниң бир-икки һәптә ичидә қәшқәргә йетип келидиғанлиқи һәққидики мураҗиәтнамә иди.

Ғуламидин әпәнди әйни вақитта бу уқтурушни оқуған қәшқәр хәлқиниң вәһимилик сүкүткә чөмгәнликини, пүтүн җамаәтниң қорқунч вә сарасим ичидә қалғанлиқини әслимә қилиду.

У йәнә 1949-йилиниң кәч күз айлиридики қәшқәрниң худди увиси чувулған һәридәк адәттин ташқири җиддийчилик ичидә қалғанлиқини, һиндистан чеграсидин башқа барлиқ чегра еғизлириниң тақалғанлиқини, сарасим ичидә қалған кишиләрниң чәтәлгә қечишқа тәйярланғанлиқини тилға алиду.

Ғуламидин әпәнди шу мәзгилләрдә йәнә муһәммәтимин буғра вә әйса йүсүп алиптекин башчилиқидики бир түркүм уйғур сәрхиллириниңму қәшқәргә йетип келип, чәтәлгә һиҗрәт қилишқа тәйярланғанлиқини алаһидә тәкитләйду.

Ғуламидин әпәнди 1949-йилиниң кәчкүз айлиридин таки қара қишқичә болған арилиқтики мушәққәтләргә толған һималая сәпири һәққидә мундақ әслимә қилиду: “биз 29 күн тағ атлап, қар кечип ахири һиндистанниң кәшмир дегән райониға йетип кәлдуқ. Бу җәрянда 400 дин артуқ сәпәрдашлиримиз, соғуқ, ачлиқ вә тағдики түтәктин зәһәрлиниш билән өлүп кәтти. Уларниң җәсәтлири тағ-даванларда қәп қалди. Кейинчә түрлүк йоллар билән кәшмиргә йетип барған, тибәт йоли арқилиқ хитай азадлиқ армийәси билән соқушуп ахири чегра атлиған қазақ қериндашларни қошуп һесаблиғанда кәшмирдики шәрқий түркистанлиқ муһаҗирларниң омумий сани 11 миң бәш йүз кишигә йәткәнлики мәлум болди.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.