Ғуламидин пахтаниң һаяти (24): “америка түркистанлиқлар бирлики” дики паалийәтлирим
2017.10.17
Ғуламидин пахта әпәнди америкиға келип йәрләшкән 1960-йилларниң ахирлирида пүтүн америкада уйғур муһаҗирлар турмақ, һәтта түркистан җуғрапийәсидин түрлүк йоллар билән америкаға келип олтурақлашқан кишиләрму наһайити аз иди.
1950-Йили кәшмирдики “шәрқий түркистан муһаҗирлар җәмийити” тәрипидин америкаға оқушқа әвәтилгән 4 нәпәр уйғур яшниң 3 нәпири өз дәвридә түркийәгә қайтип кәткән болуп, улардин пәқәт бир нәпири, йәни давут осман шу йилларда америкадики бирдин-бир уйғур һесаблинатти. Ғуламидин пахта 1960-йилларниң иккинчи йеримида америкаға йәрләшкән иккинчи уйғур болуш сүпити билән өзбек муһаҗирлар тәрипидин ню-йоркта қурулған “америка түркистанлиқлар бирлики” ниң актип әзалиридин биригә айлиниду.
Иккинчи дуня урушидин кейин, америка билән сабиқ советлар иттипақи башчилиқидики икки чоң лагер оттурисида “соғуқ уруш” ниң төмүр пәрдиси ечилиду. Уруштин кейин явропада һаят қәп қалған түркистанлиқ сәрхилләр германийәниң мюнхен шәһиригә топлинип, коммунизмға қарши аңлитиш беридиған “азадлиқ радийоси” ға җәлп қилиниду. Йәнә бир қисим түркистанлиқ сәрхилләр явропадин айрилип, америкаға көчмән болуп келиду. Уруштин кейинки ғәрб дунясиниң сиясий вә иқтисадий мәркизигә айланған америкада аста-аста көпийишкә башлиған түркистанлиқлар өзлириниң сиясий вә мәдәнийәт җәмийәтлирини қуруп чиқиду. Шуниң билән вәли қәйюмханниң вапатидин кейин бир мәһәл пәскойға йүзләнгән муһаҗирәттики түркистан дәваси өзиниң паалийәт мунбирини явропадин америкаға йөткәйду. Әнә ашу йилларда ғуламидин пахта баш штаби ню-йорктики “америка түркистанлиқлар бирлики” ниң муавин рәисликигә тәйинлинип, муһаҗирәттики түркистанлиқларниң сиясий вә мәдәнийәт паалийәтлириниң җанлинишиға өз һәссисини қошиду.
Ғуламидин пахтаниң әслимисигә қариғанда, әйни вақиттики “америка түркистанлиқлар бирлики” ниң әзалири 250 кишидин ашқан болуп, улар түркистан җуғрапийәсидин кәлгән өзбек, түркмән, қазақ, қирғиз, уйғур вә башқа қериндаш муһаҗирлардин тәшкил тапқан икән. Шу йилларда ғуламидин пахта мәсләкдашлири билән бирликтә америкадики түркистанлиқ муһаҗирларниң сиясий вә мәдәнийәт паалийәтлирини җанландуруш, миллий кимликни сақлаш шундақла җамаәтлишишни күчәйтиш мәқситидә “америка түркистанлиқлар бирлики” ниң низамнамисини қайтидин йезип чиқиду.
Ғуламидин пахта әпәндиниң тәкитлишичә, шу йилларда америкадики түркистанлиқ муһаҗирларниң пүткүл сиясий паалийәтлири вә уларниң вәтән дәваси “түркистан” дегән омумий күнлүк астида елип берилған икән. Улар ню-йорктики бирләшкән дөләтләр тәшкилати бинасиниң алдида намайиш уюштурса ғуламидин әпәнди шәрқий түркистанниң ай-юлтузлуқ көк байриқини, қазақ муһаҗирлар қазақ ханлиқиниң байриқини, өзбек муһаҗирлар бухара яки қоқан ханлиқиниң байриқини, қирим татарлири қирим җумһурийитиниң байриқини көтүрүп чиқидикән. Ғуламидин әпәнди, 1970-йили 4-айда мәрһум әйса йүсүп алиптекин америка зиярити үчүн ню-йоркқа кәлгинидә америкадики түркистанлиқ йүзләрчә муһаҗирларниң кеннеди хәлқара айрудрумиға чиқип интайин зор дағдуға билән уни күтүвалғанлиқини һаяҗан илкидә әсләйду.
Һалбуки, 1991-йили сабиқ советлар иттипақи йиқилғанға қәдәр паалийәт елип барған “америка түркистанлиқлар бирлики” оттура асияда 5 мустәқил дөләтниң туғулуши билән паалийәтлирини тохтитиду. Шунчә йил мүрини-мүригә тирәп биллә күрәш қилған сәпдашлар ню-йорктики б д т бинасиниң байрақ суписиға оттура асиядики 5 җумһурийәтниң байрақлири есилиши билән ғуламидин пахтани йетим қойиду. Ай-юлтузлуқ көк байрақни көтүрүп б д т бинаси алдида ялғуз қалған ғуламидин пахта шу күндин етибарән америкада уйғур тәшкилати қурулушиниң зөрүрлүкини һес қилиду.
(Давами бар)