Ғуламидин пахтаниң һаяти (27): соғуқ урушниң кейинки мәзгиллиридә шаһит болғанлирим

Мухбиримиз қутлан
2017.11.07
eysa-yusup-alptekin-istanbul-azatliq-radiosi-namayish.jpg Әйса йүсүп алптекин (оттуридики бадам доппа вә тон кийгән киши) уюштурған шәрқий түркистанлиқларниң коммунизмға қарши намайиши. 1966-Йили, истанбул.
RFA/Qutlan

1970-Йилларда икки чоң лагер оттурисида давам қиливатқан “соғуқ уруш” йеңи бир тарихий басқучқа қәдәм қойиду. Узун йилларғичә бекинип ятқан хитай 1970-йилларға кәлгәндә “тик-так топ дипломатийәси” арқилиқ америка билән совет иттипақиниң риқабитигә йеңи мәзмун қошиду. Совет иттипақи “уйғур картиси” ни йәнә бир қетим ойнашқа һазирлиниватқан, никсон америка-хитай мунасивитидә бурулуш характерлик өзгириш ясашқа тиришиватқан бир пәйттә әйса йүсүп алптекин америкада зиярәттә болиду. Һаят шаһитлардин ғуламидин әпәндиниң әслимисигә қариғанда, әйса әпәндиниң бу қетимлиқ америка зиярити совет иттипақиниң сәзгүрлүкини қозғайду.

Ғуламидин әпәндиниң баян қилишичә, әйса йүсүп алптекинниң әйни вақиттики америка зиярити мәзгилидә елип барған паалийәтлири, америка дөләт мәҗлисиниң әзалири билән көрүшүши шуниңдәк америка таратқулириға бәргән баянлири советлар иттипақи тәрәпниң диққитини қозғайду. Болупму әйса әпәндининиң америка ахбаратлирида ашкара бесилған “икки түркистан дәваси” һәққидики баянлирини совет иттипақиниң нервисиға тегиду.

Ғуламидин әпәндиниң тәкитлишичә, әйса йүсүп алптекинниң америка зиярити әснасида уйғур мәсилиси бойичә әмәс, бәлки пүткүл “түркистан дәваси” ға вакалитән сөз қилиши түркистан миллий бирликиниң әйни вақиттики рәһбири вәли қәйюмханниңму наразилиқини қозғайду.

Ғуламидин пахта әйни вақитта мәйли түркийәни база қилип паалийәт елип бериватқан әйса әпәнди болсун, яки муһаҗирәттики башқа паалийәтчиләр болсун, совет иттипақи билән хитайниң түркий хәлқләрни парчилап ушшақ етник түркүмләргә айриши вә бөлүп башқурушиға қарши икәнликини, һәтта өзиниңму әйни вақитта бир түрк милләтчиси болғанлиқини йошурмайду.

Ғуламидин әпәнди өзиниң 1970-йиллардики паалийәтлирини әслигинидә шу мәзгилләрдә американиң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ баш әлчисилик вәзиписини өтәватқан чоң буш билән көрүшкәнликини вә униңға доклат сунғанлиқини әсләйду.

1970-Йилларниң башлирида американиң б д т да турушлуқ баш әлчиси, андин кейин американиң хитайда турушлуқ баш әлчиси болған чоң буш ғуламидин пахта билән көрүшкинидә әйни вақиттики дәвр шараитида уйғур дәвасини кишилик һоқуқ нуқтисидин оттуриға елип чиқишни тәвсийә қилиду.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.