Ғуламидин пахтаниң һаяти (28): “түркистан бирлик авази” мәҗмуәсиниң нәшр қилиниши
2017.11.21
2-Дуня урушидин кейин явропа әллири вә башқа дөләтләр арқилиқ америкаға көчмән болуп кәлгән түркистанлиқ муһаҗирлар, йәни өзбәкләр, қазақлар, қирғизлар, түркмәнләр вә уйғурлар бирликтә “америка түркистанлиқлар бирлики” тәшкилатини қуруп чиқиду. Мәзкур тәшкилатниң паалийәтлиригә актип иштирак қилған ғуламидин пахта әйни вақитта “америка түркистанлиқлар бирлики” тәшкилатиниң қармиқида нәшр қилиниш пиланланған “түркистан бирлик авази” мәҗмуәсиниң баш тәһрирликигә тәйинлиниду.
Мәзкур мәҗмуә түркий тиллиқ хәлқләрниң һәммиси чүшинәләйдиған ортақ тилда латин һәрплири билән нәшр қилинған болуп, униң башлиқида “өзини тонимиған милләт өзгиләрниң ов нишанидур, өз миллитини сөймигән киши инсанлиқниң дүшминидур” дегән сөзләр йезилған.
1970-Йилларниң ахири совет иттипақи армийиси афғанистанға таҗавуз қилип кириду. Буниң билән афғанистан уруши партлап, 1980-йилларниң башлирида афғанистанниң шималидики уруш районидин миңлиған өзбәкләр америкаға көчмән болуп келиду. Улар сан җәһәттин көп, узақ мәзгил афғанистандики парс-таҗик мәдәнийәт муһитида яшиғанлиқи үчүн америкада нәшр қилиниватқан “түркистан бирлик авази” мәҗмуәсини парс тилида чиқиришни тәләп қилип турувалиду. Һалбуки, мәзкур мәҗмуәниң тәһрирати уларниң бу тәлипини рәт қилип, мәҗмуәни давамлиқ ортақ түркий тилида нәшр қилишни давамлаштуриду.
Америкада “түркистан бирлик авази” намлиқ мәҗмуә нәшр қилинишқа башлиғандин кейин, сабиқ совет иттипақи ташкәнттә “вәтән җәмийити” намлиқ бир тәшкилат уюштуруп, муһаҗирәттики түркистанлиқларниң сиясий паалийәтлиригә қарши қарши тәшвиқат уруши елип бариду. 1980-Йилларниң оттурилирида совет иттипақи тәрәп ташкәнттики “вәтән җәмийити” ниң рәисини “илмий хадим” қилип ясап америкаға әвәтиду. Германийәдә паалийәт елип бериватқан атақлиқ тарихчи вә сиясий паалийәтчи баймирза һайт “ленинниң оғли кәлди” намлиқ мақалә йезип башқа бир апторниң намида “түркистан бирлик авази” мәҗмуәсигә әвәтиду.
Баймирза һайт язған, әмма башқа бир кишиниң намида кәлгән мәзкур мақалә интайин юқири сәвийәдә йезилған болуп, “түркистан бирлик авази” ниң тәһрирати мәзкур мақалини бесиш-басмаслиқ һәққидә көп талаш-тартишта болиду. Совет иттипақиниң ташкәнттики “вәтән җәмийити” ниң рәисини америкаға әвәтиши америкадики түркистанлиқ муһаҗирлар арисида биз мәзгил гуман вә вәһимә қозғайду. Униң үстигә, афғанистандин кәлгән өзбек муһаҗирларниң “америка түркистанлиқлар бирлики” дин чекинишни тәләп қилиши мәзкур җәмийәтниң паалийәтлиригә бир мәһәл сәлбий тәсир пәйда қилиду.
Америкадики түркистанлиқ муһаҗирларниң 1980-йиллардики паалийәтлири бәзидә бирлишиш, бәзидә бөлүнүш, бәзидә қошулуш, бәзидә зиддийәткә петип қелиштәк әгри-тоқай җәрянлар билән характерлиниду. 1991-Йилиға кәлгәндә, сабиқ советлар иттипақи йиқилип, оттура асияда 5 мустәқил дөләт дуняға келиду. Шу йилларда “америка түркистанлиқлар бирлики” тәшкилатида пәйда болған бир қисим кишиләр оттуриға чиқип, “бизниң дәвайимиз һәл болди, бизниң хитай билән ишимиз йоқ, шәрқий түркистанниң дәваси бизниң дәвайимиз әмәс,” дегән сөзләрни чиқириду. Буниң билән “америка түркистанлиқлар бирлики” вә униң қармиқида нәшр қилиниватқан “түркистан бирлик авази” намлиқ мәҗмуә тақилиш гирдабиға йүз тутиду. Буниңдин қаттиқ өкүнгән ғуламидин пахта мәзкур тәшкилатниң әң ахирқи 240 әзаси йиғилған бир чоң йиғилишта “пада баққанда дост идуқ, яңақ чаққанда айрилдуқ” дегән мәзмунда сөз қилиду вә өзиниң бундин кейин шәрқий түркистан дәвасини өз алдиға айрим һалда давамлаштуридиғанлиқини җакарлайду.
(Давами бар)