Ғуламидин пахтаниң һаяти (37): “истанбул хитабнамиси” ниң елан қилиниши
2018.02.13

Ғуламидин пахта әпәндидин: “сизчә 1992-йили истанбулда чақирилған ‛шәрқий түркистан миллий қурултийи‚ ниң әң чоң мувәппәқийити зади немә,” дәп сориғинимизда, у: “тарихий пурсәтни қачурмиғанлиқи, йәни бу қурултайниң әң муһим бир тарихий шараитта, дәл вақтида ечилғанлиқи,” дәп җаваб бәрди.
Худди ғуламидин әпәнди тәкитлигинидәк, истанбул қурултийи, йәни 1992-йилидики “шәрқий түркистан миллий қурултийи” берлин теми өрүлүп, дуня миқясида коммунизм лагери йимириливатқан, советлар иттипақи ғулап, оттура асия вә кафказда 5 мустәқил түрк дөлити дуняға кәлгән, хитайда тйәнәнмин оқуғучилар һәрикити бастурулған болсиму, әмма мустәбит коммунистик система күчлүк хирисқа дуч келиватқан бир йиллар иди.
Мана мушундақ бир тарихий пурсәттә истанбул қурултийи чақирилиду.
Ғуламидин пахта, 1992-йили 12-айда истанбулда чақирилған “шәрқий түркистан миллий қурултийи” да көплигән сиясий қарарлар, мураҗиәтнамиләр вә баянатлар елан қилинған болсиму, әммә буларниң ичидә қурултай вәкиллири бирдәк мақуллиған “истанбул хитабнамиси” ниң зор тарихий әһмийәткә игә икәнликини тәкитләйду.
Ғуламидин әпәнди “шәрқий түркистан миллий қурултийи” ниң өз қолида сақлинип келиватқан һөҗҗәтлиригә асасән қурултай ахирида елан қилинған “истанбул хитабнамиси” ниң тәпсилий мәзмунлирини тонуштуруп өтти:
“шәрқий түркистан миллий қурултийи” ниң хитабнамиси - “истанбул хитабнамиси”:
1. Вәтинимизниң нами шәрқий түркистандур.
2. Шәрқий түркистанниң миллий байриқи вә дөләт нишани 1933-йили қәшқәрдә қурулған мустәқил шәрқий түркистан ислам җумһурийити һөкүмити тәрипидин қобул қилинған ай-юлтузлуқ көк байрақ билән башақлар арисиға елинған ай-юлтузлуқ бәлгидур.
3. Шәрқий түркистанниң йәрлик хәлқи уйғур, қазақ, қирғиз, өзбек вә татар қатарлиқ түрк ирқиға мәнсуп хәлқләр билән өтмүштә бу вәтәнниң мустәқиллиқи вә әркинлики үчүн һеч бир пидакарлиқтин қачмиған, хушаллиқтиму вә ғәмдиму биргә болған милләтләрдин тәркиб тапиду.
4. Хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистандики мустәмликичилик сиясити, коммунистик түзүми вә “шәрқий түркистан хитайниң айрилмас бир парчиси” дегән ойдурма қәтий рәт қилиниду.
5. Шәрқий түркистан хәлқи мустәқиллиқни толуқ қолға кәлтүргәндила һәқиқий әркинлик вә бәхт-саадәткә еришәләйду.
6. Шәрқий түркистан миллий қурултийи пүтүн шәрқий түркистан хәлқини тил, дин, тарих, мәдәнийәт вә өрп-адәт қатарлиқ миллий әнәнилиридә чиң туруп, хитай коммунистлириниң ассимилятсийә вә йоқитиш сиясәтлиригә қарши турушқа чақириду.
7. Шәрқий түркистан хәлқи билән хитай хәлқи оттурисидики сиясий, мәдәнийәт вә иқтисадий мунасивәтләр узун бир тарихқа игә. Чин (хитай) хәлқи езилишниң аччиқ тәҗрибилирини бешидин өткүзгән. Шәрқий түркистан миллий қурултийи бу һәқиқәтләрни хитай һөкүмити вә хитай хәлқигә әсләтмәк сүрити билән бейҗиң даирилириниң шәрқий түркистанда йүргүзүватқан чидиғусиз езиш вә йоқитиш сиясәтлирини тохтитишқа чақириду.
8. Шәрқий түркистан хәлқиниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һәққигә һөрмәт қилидиған вә уни һимайә қилидиған, хитай коммунист түзүмигә қарши һәрикәт елип бериватқан чин (хитай) демократик һәрикити билән һәмкарлишиду.
9. Шәрқий түркистан хәлқи билән охшаш хитайниң зулуми вә езилиши астида қалған тибәт вә ички моңғулистан хәлқлириниң йүргүзүватқан муҗадилирини қоллайду вә улар билән һәмкарлишиду.
10. Шәрқий түркистан миллий қурултийи хитай һөкүмитиниң аталмиш “мухтарият” вәдилири билән шәрқий түркистанда йүргүзүватқан “парчилап идарә қилиш” сияситини паш қилиду вә бу сиясәтләрни шәрқий түркистандики инсан һәқлирини аяқ-асти қилишниң бир парчиси, дәп һесаблайду.
11. Шәрқий түркистан миллий қурултийи бирләшкән дөләтләр тәшкилати, хәлқара инсан һәқлирини қоғдаш тәшкилати вә ислами тәшкилатлардин чин (хитай) һөкүмитигә шәрқий түркистанда йүргүзүватқан инсан һәқлирини дәпсәндә қилидиған сиясәтлирини дәрһал тохтитиш үчүн бесим ишлитишни тәләп қилиду. Шәрқий түркистан хәлқиниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш йолидики күрәшлирини дәстәкләшни тәләп қилиду.
12. Шәрқий түркистан қурултийини ечишқа имканийәт яритип бәргән түркийә җумһурийити һөкүмити вә бу қурултайниң ечилиши үчүн һеч бир маддий вә мәниви ярдәмлирини айимиған кишиләр вә тәшкилатларға тәшәккүр ейтиду.
1992-Йил 12-айниң 14-күни, истанбул
Ғуламидин әпәнди ахирида 1992-йилидики истанбул қурултийиниң муһаҗирәттики уйғурлар һаятида, болупму муһаҗирәттики миллий дава тарихида дәвр-шараити әң пайдилиқ, көлими әң зор, талаш-тартишлири әң кәскин бир қетимлиқ муһим қурултай болуп қалғанлиқини тилға алди. У, бу қетимлиқ қурултай тарихта тунҗи қетим уйғурларниң вәтән сиртидики миллий дәва һәрикитини бирләштүрди, йәни 1949-йилидин кейин сәуди әрәбистан, түркийә вә ғәрб әллиригә тарқилип кәткән уйғур муһаҗирлар билән сабиқ советлар иттипақиниң оттура асия җумһурийәтлиригә тарқилип кәткән уйғур сәрхиллирини ортақ мәқсәт үчүн истанбулда тунҗи қетим җәм қилди, деди.
(Давами бар)