Ғуламидин пахтаниң һаяти (29): “шәрқий түркистан миллий тәтқиқат мәркизи” дики паалийәтлирим

Мухбиримиз қутлан
2017.11.28
Ghulamidin-Paxta-Newyork.png Ғуламидин пахта нюйорктики б д т бинаси алдида намайиш тәшкиллимәктә. 1990-Йилларниң башлири, нюйорк.
RFA/Qutlan

1966-Йили ғуламидин пахта америкаға келип йәрлишип мәлум мәзгил өткәндин кейин, нюйорк, пенсилванийә вә вашингтон алаһидә районидики түркистанлиқ муһаҗирларниң җамаәт паалийәтлиригә актиплиқ билән қатнишиду. Бу җәрянда у америкаға келип йәрләшкән башқа уйғурларниң бар-йоқлуқини сүрүштә қилиду. Һалбуки, 1950-йилларниң башлирида тунҗи болуп америкаға кәлгән давут осман вә 1959-йили германийә арқилиқ америкаға келип олтурақлашқан сүпүргә ахундин башқа һечқандақ бир уйғурниң учурини алалмайду. Кейинки йилларда пакистан вә түркийә арқилиқ һаҗи әһмәд аилиси билән хитайниң деңиз бойидики шәһәрлири арқилиқ әдһәмҗан аилиси америкаға келип олтурақлишиду. Буниңдин қаттиқ сөйүнгән ғуламидин пахта 1980-йилларниң башлирида мәрһум дости һаҗи ахун, йәни һаҗи әһмәд билән бирлишип, “шәрқий түркистан мәдәнийәт җәмийити” намлиқ тәшкилат қуриду.

Ғуламидин пахта 1980-йилларда мәзкур тәшкилатниң намида мақалә тәйярлап, дуняниң һәрқайси җайлирида уюштурулған оттура асия вә ислам дунясиға даир хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғинлириға қатнишиду. Шуниң билән бир вақитта у йәнә америкадики университетлар вә илмий тәтқиқат органлири билән болған алақисини күчәйтип, оттура асия тәтқиқати билән шуғуллинидиған профессорлар билән тонушиду. Коломбийә университетиниң оттура асия тәтқиқати бойичә тонулған профессори едвард алворт шу йилларда ғуламидин пахтаға уйғур тәтқиқатини илгири сүридиған бир илмий җәмийәт қуруш мәслиһәтини бериду.

Шу йилларда ғуламидин пахта әслидики “шәрқий түркистан мәдәнийәт җәмийити” асасида йеңи бир илмий орган - “шәрқий түркистан миллий тәтқиқат мәркизи” қурушниң тәйярлиқиға киришиду. У, профессор едвард алвортниң қоллап қуввәтлиши вә һәмкарлишиши билән коломбийә университетиниң оттура асия тәтқиқат мәркизидә 3 йерим йил уйғур тилидин дәрс бериду.

Бу йилларда ғуламидин пахта хәлқара почта мулазимитидин пайдилинип, уйғур дияри вә бейҗиңдики милләтләр нәшриятида нәшр қилинған йүзлигән уйғурчә китаблар, журналлар вә дәрсликләрни әкәлдүриду. Шундақла коломбийә университетида ечилған уйғур тили оқутуши үчүн материял һазирлайду.

Коломбийә университетида уйғур тили дәрсиниң ечилиши вә профессор едвард алвортниң қоллап-қуввәтлиши билән ғуламидин пахта шу йилларда уйғурларға даир илмий паалийәтлирини җанландуриду. Әнә ашу мәзгилләрдә у профессор едвард алвортниң тәклипи вә һәмкарлишиши билән “уйғур наминиң келип чиқиши”, “шәрқий түркистанниң қисқичә тарихи” намлиқ дәрслик оқушлуқлирини түзүп чиққанлиқини тилға алиду.

Бирқанчә йиллиқ илмий паалийәтләр вә тәйярлиқлар нәтиҗисидә 1994-йилиға кәлгәндә “шәрқий түркистан миллий тәтқиқат мәркизи” ни рәсмий қурулиду. Ғуламидин пахта мәзкур илмий җәмийәтни америкада рәсмий тизимға алдуруп, униң характерини мәнпәәт көзлимәйдиған илмий-аммивий җәмийәт дәп бекитиду. Шундин башлап америкада рәсмий тизимға елинған бу җәмийәт уйғур тили, мәдәнийити, тарихи вә уйғурларниң иҗтимаий-сиясий вәзийитини тонуштурушта бир қатар илмий-аммивий хизмәтләрни елип бариду. Бу җәмийәт йәнә 1998-йили қурулған “америка уйғур бирләшмиси” ниң дуняға келишидә саһибхана тәшкилат сүпитидә муһим рол ойнайду.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.