Гвәнтанамодин қайтқанда: абабәкри қасимниң бешидин кәчүргәнлири - 4

Мухбиримиз қутлан
2013.11.30
screen-shot-2013-08-12-at-8.54.49-pm-305.png Абабәкри қасим һәмраһлири билән биллә тирана кочилирида
Photo: RFA


2001 - Йили 11 - айниң ахирлири афғанистанға киргән америка әскәрлири пакистан һәрбий тәрәптин 18 нәпәр уйғур мусапир яшни “террористлар” дегән гуман билән өткүзүвалиду. Узун өтмәй уларни һәрбий айропиланға қачилап афғанистанниң қәндиһар шәһиригә йеқин һәрбий базиға елип бариду. Бу 12 - айға кирип қалған қәһритан қиш мәзгили болуп, уларни боран һушқийтип турған үсти очуқ түрмигә қамайду.

Әркинлик издәп вәтәндин айрилған абабәкри башлиқ бу 18 нәпәр уйғур яш шундақ қилип бирдинла тутқунға айлиниду. “11 - сентәбир вәқәси” дин кейин “терроризмға қарши дуняви күрәш” қайнимида көзи бағлинип қалған америка әскәрлири уларни “террорист” дегән гуман билән тәпсилий сүрүштүрмәйла қамаққа алиду. Абабәкри башлиқ барлиқ тутқунлар қәндиһардики үсти очуқ вақитлиқ түрмидә инсан тәсәввур қилғусиз еғир күнләрни бешидин өткүзиду. Қорқунч, начар түрмә һаяти, җандин өтидиған соғуқ вә айларчә ююналмаслиқтәк бир қатар қийинчилиқлар уларниң келәчәккә болған ишәнчи һәмдә татлиқ хияллирини аллиқаяқларға тозутуп ташлайду.

Өзлириниң растинила америка әскәрлириниң қолиға өткәнликини җәзмләштүргән абабәкри башлиқ уйғур тутқунлар мушу вақитқа кәлгәндила өз кимликини ашкарилайду. Америка һәрбий тәрәп уларниң хитайдин қечип чиққан уйғур яшлири икәнликини, афғанистандики уруш билән һечқандақ мунасивити йоқлуқини билгән болсиму, лекин дәрһал қоюп бәрмәйду. Илгирикигә охшимайдиған йери шуки, америка әскәрлириниң уйғур тутқунларға болған муамилисидә бир қәдәр юмшаш көрүлиду. Уруш қайнимиға кирип қалған америка һәрбий тәрәп қәндиһардики вақитлиқ түрминиң шараитини яхшилашқа чолиси тәгмәйду.

Тутқунлуқ давамлишиду. Америка армийиси талибанлар күчлирини сүрүп афғанистанниң җәнубий чеграсиға йеқинлишиду. Җандин өткүдәк соғуқта төмүр қәпәскә солинип намәлум келәчәкни сақлап ятқан абабәкри башлиқ яшлар һәр күни америка һәрбий тикучарлириниң базидин әнсиз көтүрүлүп кәчтә қайтип келиватқанлиқни көриду. “террорист” қалпиқи кийдүрүлгән бу нәвқиран яшлар шу вақитниң өзидә “11 - сентәбир вәқәси” ниң йүз бәргәнликини, америкиниң афғанистанда талибанлар билән уруш қиливатқанлиқини, өзлириниң бу урушниң қурбаниға айланғанлиқини техичә билмәйтти.

Қәһритан қиш аста - аста узап һиндиқуш тағлириға баһар келиду. Гүмбүрлигән бомбиларниң авазиму азийиду. Баһар чиллап учуп йүргән қушларниң авази қишлиқ уйқудики җанлиқларниң ойғиниватқанлиқидин дерәк бериду. Төмүр қәпәсләргә бәнд қилинған бир топ тутқунлар төмүр ришаткилардин тәбиәттики өзгиришләрни тиңшайду.

Бирқанчә айлардин буян ююнмиған, чач - сақаллири өскән, роһий енергийиси хориған бу кишиләр “немә үчүн” дегән соалниң баш - ахириға җаваб тапалмай қийнилиду. Шундақ күнләрниң биридә қизил кирист җәмийитиниң адәмлири пәйда болуп зәнҗирләнгән бу кишиләргә тунҗи қетим адәмгә гәп қилғандәк муамилә қилиду. Улар абабәкри башлиқ тутқунларға америка һәрбий тәрәпниң уларни пат арида кубадики бир түрмигә йөткимәкчи болуватқанлиқини, у йәрниң шараитиниң көп яхшилиқини, у яқта қиш болмайдиғанлиқини, ююнуш шараитиниң барлиқини һәтта тәнтәрбийә паалийәтлириниму елип барса болидиғанлиқини ейтишиду.

Қәпәстики тутқунлар бу чирайлиқ сөзләргә ишинәлмәй ипадисиз бир рәвиштә қарап туриду. Начар түрмә һаяти яш абабәкриниң саламәтликини керәктин чиқирип, уни бәзгәк кесилигә гириптар қилиду. Күндә чүштин кейин униң бәзгәк кесили тутуп лағилдап титрәп бәдәнлири киришип кетиду.

2002 - Йили 6 - айда америка тәрәп уларни қәндиһардики америка һәрбий базисидин мәхсус айропилан билән кубаниң гвәнтанамо қолтуқидики америка түрмисигә йөткәйду. Бәзгәк кесилиниң дәстидин зәиплишип кәткән абабәкри қасим һәмраһлири билән биллә гвәнтанамо түрмисигә елип келиниду. У йол бойи кесәллик азаби тартип бирдә һошсиз, бирдә һошиға келип дегәндәк йәнә бир натонуш дуняға келиду.

Шуниң билән абабәкри башлиқ тутқунларниң гвәнтанамо түрмисидики һаяти башлиниду. У бу йәрдә немиләрни көрди, бешидин қандақ кәчүрмишләр өтти, уни кейинки қисмәтлири қандақ болди?...

Бу һәқтики сөһбитимизгә қизиқсиңиз, программимизниң келәр һәптидә давамлишидиған 5 - қисмиға қулақ салғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.