Һөрлүк издәп: бир уйғур зиялийниң сәргүзәштиси (2)

Ихтиярий мухбиримиз азад
2015.01.24
uch-wilayet-jumhuriyet-jengchisi.jpg Шәрқий түркистан җумһурийити җәңчиси
RFA/Qutluq


1940 - Йиллиридики миллий азадлиқ уруши дәвридә ғулҗида чоң болған уйғур зиялийси осман турди һазир қирғизистанда яшимақта.

Униң билдүрүшичә, униң аилисидин дадиси қатарлиқ бир нәччәйлән шәрқий түркистан миллий армийәсигә әгишип, хитай таҗавузчилириға қариши урушқа қатнашқан. У кичик болғанлиқи үчүн урушқа қатнишалмиған болсиму, әмма өз қериндашлири миллий азадлиқ уруши үчүн көрсәткән қәһриманлиқ түпәйли роһи миллий ғурур вә милләтни сөйүш туйғусиға тоюнуп өсиду.

Төвәндә униң ғулҗидин үрүмчигә кәлгәнлики, үрүмчидә көргән аңлиғанлири, “йәрлик милләтчиликкә қарши туруш һәрикити” дә немиләрни көргәнлики вә қандақ қисмәтләргә йолуққанлиқи һәққидики баянлирини аңлайсиләр.

Мәзкур сөһбәтниң давамини шәнбә күнни аңлитип келиватқан йоруқ саһиллар сәһипимизниң “кәчмиш вә әслимә” қисмида давамлиқ аңлитимиз.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.