Җәдидчилик һәрикити вә уйғур һазирқи заман маарипиниң туғулуши
2012.09.29
19 - Әсирниң ахирқи чарикидә қирим татарлири арисидин йетишип чиққан бүйүк мутәпәккур вә ислаһатчи исмаил ғаспирали җәдидчилик һәрикитиниң байрақдари һесаблиниду. У дәсләп қиримдики ислам мәдрисилиридә системилиқ тәрбийә алғандин кейин сәпәргә атлинип русийиниң чоң шәһәрлиридә бир мәзгил билим алиду. Андин явропа бойлап саяһәт қилип җаһан өзгиришлиригә нәзәр салиду. Франсийидә бир мәзгил туруп оқуйду кейин сәпирини давамлаштуруп, осман султанлиқи тәвәси арқилиқ вәтинигә қайтиду. 1887 - Йили қиримға қайтип кәлгән ғаспирали толуп ташқан ишәнч билән өз юрти бағчәсарайда “усули җәдид” маарипиниң муқәддимисини ачиду. Ғаспирали башлиған “усули җәдид” маарипи мусулманлар дунясидики әнәниви мәдрисә маарипини ислаһ қилиш, униң программисиға дуняви йеңи пәнләрни киргүзүш, шундақла маарипни заманивилаштурушни асаслиқ нишан қилған болуп, наһайити тез сүрәттә қирим йерим арилидин һалқип чиқип оттура асиядики қериндаш түркий хәлқләр арисиға кеңийиду. Болупму рус мустәмликиси астиға чүшүп қалған оттура асия хәлқлири рус мәдәнийитидин келиватқан шиддәтлик хирис вә әнәниви мәдрисә маарипида көрүлүватқан җиддий кризис түпәйли ғаспирали тәшәббус қилған “усули җәдид” маарипиға үмид бағлайду. Ғаспиралиниң “тилда, пикирдә вә ишта бирлик” шоари һәмдә бир йүрүш ислаһат тәшәббуслири ортақ түрки тилида нәшр қилиниватқан “тәрҗүмән”, “шура”, “вақит” вә “тил яриш” қатарлиқ гезит - журналларниң васитиси арқилиқ пүткүл түркий тилидики хәлқләргә тезликтә тарқалди. 1905 - Йилидики росийә инқилабидин кейин оттура асияниң ташкәнт қатарлиқ шәһәрлиридә “усули җәдид” мәктәплири арқа - арқидин ечилип, йеңи әвлад миллий зиялийлар қошуни йетишип чиқти. Буларниң ичидә мәһмут хоҗа бәһбуди, мунәввәр қари, абдулла әвлани, һәмзә һекимзадә ниязи, чолпан, фитрәт қатарлиқ җәдидчилик еқимидики зиялийлар оттура асияниң мәниви ойғинишида муһим ролларни ойниди.
Мәнчиң ханиданлиқи билән хитай милитаристларниң зулуми астида җаһан йеңилиқлиридин бихәвәр қалған уйғур вәтини җәдидчилик еқими елип кәлгән йеңи долқунниң тәсиридә ғәпләт уйқусидин ойғанди. Тәрәққийпәрвәр мусабайлар аилисиниң қоллап - қуввәтлиши арқисида дәсләп атушта андин илида “усули җәдид” маарипиниң мәшили йеқилди. Турпан ойманлиқида болса муһитилар аилисиниң от йүрәк оғланлири қийинчилиқ ичидин йол тепип йеңи маарипчилиқ һәрикитини раваҗландурди. Қәшқәрдә абдуқадир дамоллам, ақсуда молла муса сайрами, турпанда абдухалиқ уйғур, или - йәттәсуда нәзәрхоҗа абдусәмәт қатарлиқ бир йүрүш милләт сәрхиллири илим - мәрипәт арқилиқ авам хәлқни ойғитишни тәшәббус қилди. Нәтиҗидә уйғур маарипи вә мәдәнийитиниң классик дәврдин һазирқи заман дәвригә өтүштики мушәққәтлик җәряни башланди. Бу җәрян қанчилиған милләтпәрвәр маарипчиларниң, әдибләрниң, җамаәт әрбаблириниң вә исянкар сәрхилларниң иссиқ қени бәдилигә давамлашти. Абдуқадир дамоллам, абдухалиқ уйғур, мәхсут муһити, мәмтили тәвпиқ, қутлуқ һаҗи шәвқи қатарлиқ бир қатар балдур ойғанған сәрхилларниң һаяти бу йолға тәқдим қилинди.
Шуниси ениқки, уйғур вәтинидә “усули җәдид” маарипи 19 - әсирниң ахирлири билән 20 - әсирниң башлирида миллий маарипимиз дуч кәлгән еғир кризис ичидә бих сүрди. Зо зуңтаң 1877 - йили уйғурлар вәтинини қайта мунқәрз қилғандин кейин мәнчиң ханиданлиқи “шинҗаң” өлкиси тәсис қилип, қандақ қилғанда бу земинни тинч тутуп турғили болидиғанлиқи үстидә чарә издәйду. Буниң билән ана тиллиқ маарипниң орниға хитай тилидики мәктәпләрни дәсситиш арқилиқ мәниви җәһәттин ассимилятсийә йүргүзүшкә башлайду. Хитай тилидики“шөтаң” маарипи әнә шундақ сиясий еһтияҗниң түрткисидә уйғурлар юртиға ямрашқа башлайду. Йәнә бир тәрәптин әнглийә билән шветсийиниң дин тарқитиш гуруппилири уйғур елиниң җәнуб вә шималида христиан диний мәктәплирини кәйни - кәйнидин тәсис қилип, уйғур пәрзәнтлирини тәрбийиләшни нишан қилиду. Ички вә ташқи җәһәттин милләтниң маарипиға келиватқан қош бесим чиқиш йоли издәватқан тәрәққийпәрвәр сәрхиллиримизға миллий маарипимизда җиддий ислаһат елип беришниң зөрүрлүкини һес қилдурди. Буниң билән қирим йерим арилидин йелинҗиған “усули җәдид” маарипи оттура асия бостанлиқлирини бойлап, қатму - қат искәнҗә астида қалған уйғур вәтинигә биваситә тәсир көрситишкә башлиди.
Абдуқадир дамоллам мәрданилик билән “бу заман ғәпләттә ятқанларниң әмәс, бәлки ойғақларниң заманидур!” дәп хитаб қилди. “уйғур” тәхәллусини тунҗи қетим қолланған нәзәрхоҗа абдусәмәт “өзиниң кимликини билмәслик - әң чоң җаһаләт” дәп көрсәтти. Абдухалиқ уйғур һәсрәт билән “илим - пәндин йоқ хәвәр, басти ғәпләт хәвп - хәтәр, һалимиз қулдин бәттәр, қандақ чидап тураримән” дәп нида қилди. Қутлуқ һаҗи шәвқи ахирқи тиниқида “бир қилич бәрсә худа, кәс дәп униңға буйрусам, үзсә хәлқим бойнидин қуллуқ кишән - зәнҗирини” дәп товлиди. Мәмтили тәвпиқму “сән үчүн әй юртимиз болсун пида бу җанимиз” дәп қәсәм ичти.....
Бир әвлад қурбан бериш роһиға игә мәрипәт мәшәллириниң төлигән еғир бәдәллири нәтиҗисидә тәңри тағлириниң җәнуб вә шималида һаяти күчи урғуп турған “усули җәдид” мәктәплири барлиққа келиду. Тарихий бурч туйғусиға игә ношурван яушеф, һәйдәр сайрани, гөләндәм абистәй қатарлиқ татар маарипчилири билән әһмәд камал илкул кәби османли түрклиридин йетишип чиққан сәрхиллар мусабайлар аилиси билән муһитилар аилисиниң тәклипи билән узақ баяванларни кезип уйғур вәтинигә йетип келиду вә һазирқи заман уйғур маарипиниң раваҗ тепишиға зор тиришчанлиқларни көрситиду.
Йеңи маарипчилиқ һәрикитиниң раваҗлинишиға әгишип, абдуқадир дамоллам, нәзәрхоҗа абдусәмәт вә молла муса сайрами қатарлиқ билим адәмлиримиз қазанда нәшр қилиниватқан “шура”, “вақит” қатарлиқ гезит - журналларда уйғур тарихи, мәдәнийити вә күндилик иҗтимаий һаяти һәққидә нурғун мақалиләр елан қилип, вәтәндашларға милләтниң мәдәнийәт кимликини вә миллий қәдирийәт туйғусини һес қилдурди.
Җәдидчилик һәрикитидин қозғалған бу бүйүк миллий ойғиниш долқуни 1930 - йилларда уйғур елидә миллий қутулуш йолидики дағдуғилиқ хәлқ инқилабиниң мәйданға келишигә түрткә болди.