“қандақ қилғанда балиларда китаб оқуш адити йетилдүргили болиду?”

Бир ақил тохтимай қилатти хитаб: китабсиз инсан у әма һәм битаб...
Ихтияри мухбиримиз батур
2012.12.22
kitab-oqush-bayrimi-305.png Уйғур илидики дуня китаб оқуш күнини хатириләп елип берилған паалийәттин бир көрүнүш
Public Domain


Бир ақил тохтимай қилатти хитаб:
Китабсиз инсан у әма һәм битаб.
Соридим: әмләшниң чариси немә?
У деди: китабтур, китабтур, китаб.

Шундақ достлар! китабсиз милләт, китабсиз җәмийәттә китабсиз кишиләр билән биллә яшаш - илимхумар, китабсөйәр һәрқандақ кишини қаттиқ азаблиса керәк. Инсан бәзидә “китабсиз дин” ларға етиқад қилидиғанларни ойлисиму тени шүркүнүп, у инсанлардин сәскиниш һес қилиду. Демәкки китаб һәр ишниң беши, һәрбир имарәтниң ули. Әмма китаб бар туруп, уни оқумаслиқ, пайдиланмаслиқ, шу арқилиқ өз дәрдигә дава қилмаслиқтәк начар хаһиш пүтүнләй шу инсанниң өсүп - йетилиш җәрянида аилисидин алған тәрбийигә мунасивәтлик болиду. Һәрқандақ ата - ана өз пәрзәнтиниң билимлик, ярамлиқ, қабилийәтлик чоң болушини арзу қилиду - әлвәттә. Әмисә бир инсан техи өсмүр чеғида икән, китаб оқушқа қандақ қизиқтурулиду? уни қандақ қилғанда әтраплиқ йетилгән, китабхумар қилип йетилдүргили болиду? мана бу, көпинчә ата - ана, һәтта шу дәқиқиләрдә радиомизға қулақ бериватқан тиңшиғучи достлиримиз җаваб издәватқан муһим мәсилиләрдин бири болса керәк. Ундақ болса, барлиқ зеһниңиз һазир аңлитилидиған: “қандақ қилғанда балиларда китаб оқуш адити йетилдүргили болиду?” намлиқ мақалидә болсун. Бу мақалини доктор абдулкәрим бәккар язған болуп, программа тәһриримиз “һилал” уйғурчә тәрҗимисигә түзитиш киргүзгән вә батур авазға алған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.