Күрәш қайнимида өткән йиллар - 5

Ихтиярий мухбиримиз қутлан
2013.05.04
dolqun-eysa-yusup-aliptekin-305.png Долқун әйса мәрһум әйса йүсүп алиптекин билән биллә (1995 - йил истанбул)
RFA/Dolqun Eysa/Qutlan

Долқун әйса 1988 - йили 15 - июндики уйғур алий мәктәп оқуғучилириниң намайишидин кейин шинҗаң университетиға кәлгән хизмәт гурупписи тәрипидин нуқтилиқ тәкшүрүш обейкти сүпитидә көп қетим сорақ қилиниду.

Болупму миллий виҗданға игә, һәққанийәт туйғуси күчлүк оқутқучиларниң көкрәк керип оттуриға чиқиши вә уйғур оқуғучиларни қоғдиши уйғур аптоном районидики ваң енмав қатарлиқ компартийә каттивашлириниң ғәзипини қозғайду. Буниң билән шинҗаң университәтиға кәлгән үч хизмәт гурупписидики нәччә йүзлигән һөкүмәт хадимлири бу қетимлиқ оқуғучилар намайишиға йетәкчилик қилған дәп гуманланған нәччә онлиған уйғур оқуғучи вә оқутқучиларни арам бәрмәй сорақ қилишқа башлайду. Долқун әйса, варис қатарқлиқ оқуғучилар шу йиллиқ язлиқ тәтилдә өйлиригә қайталмайду. Из қоғлап тәкшүрүш, кәйнигә адәм селиш, кәчә - күндүз арам бәрмәй сорақ қилиш нәтиҗисидә долқун әйса қатарлиқ оқуғучилар йетәкчилири роһий вә җисманий җәһәттин қаттиқ чарчайду. Аптоном районниң маарипқа мәсул муавин секретари җанабил шәхсән өзи шинҗаң университетиға келип, уйғур оқутқучи - оқуғучилириниң тарих қариши һәмдә миллий мәсилидики “хаталиқлири” ни көрситип тәнбиһ бериду.

Долқун әйса далай лама билән биллә
Долқун әйса далай лама билән биллә

Шу йили 27 - сентәбир күни шинҗаң университетида уйғур аптоном районлуқ парткомниң “15 - июл оқуғучилар намайиши” ни биртәрәп қилиш һәққидики қарари елан қилиниду. Үч йерим айлиқ тәкшүрүш вә сорақ қилиш нәтиҗисидә 13 нәпәр оқуғучилар йетәкчилиригә чарә көрүш қарари чиқирилиду. Долқун әйса билән варисқа бу қетимлиқ намайишниң асаслиқ уюштурғучилири дәп қарилип шинҗаң университетидин буйруқ бойичә чекиндүрүлүш җазаси берилиду. Әркин қатарлиқ қалған 9 оқуғучиға мәктәптә қалдурулуп чарә көрүш қарар қилиниду. Оқуғучилар йетәкчилиридин икки нәпәр киши йәни аблимит мәмәт билән мәтсәйди мәтқасим сорақ җәрянида һөкүмәт даирилиригә маслишип намайишниң тәшкиллиниши җәрянидики нурғун ишларни паш қилғанлиқи үчүн һечқандақ җаза берилмәйду. Үч ай җәрянида 82 қетим сорақ қилинған долқун әйса билән варис ахири шинҗаң университетидин һәйдилиду.

Әмдила 20 яшниң қарисини алған долқун шинҗаң университетидин һәйдәлгән болсиму, лекин һәр тәрәптин келиватқан роһий бесимлар алдида өзини ташливәтмәйду. Нурғунлиған виҗданлиқ оқутқучилар, оқуғучилар һәтта җәмийәттики тиҗарәтчиләрдин тартип уларға һессидашлиқ билдүриду. Низамиддин һүсәйин, һаҗи яқуп, абдулла талип қатарлиқ бир түркүм зиялийлар долқунға һәр тәрәптин илһам вә мәдәт берип, униң милләт үчүн қурбан бәргәнликини, буниңдин кейин һәргизму бошишип қалмаслиқини тәкитләйду. Буниң билән долқун вә варис иккиси бейҗиңға берип әрз қилиш қарариға келиду.

Бейҗиң сәпири уларға һечқандақ нәтиҗә бәрмәйду. Бейҗиңдики юқири қатлам уйғур рәһбәрлиридин сәйпиддин әзизи вә исмаил әхмәт қатарлиқлар билән көрүшкән болсиму, лекин улардин өзгичә бир җаваб алалмайду. Сәйпиддин әзизи гәрчә уларға һессидашлиқини билдүргән болсиму, лекин өзиниң амалсизлиқини ипадиләйду. Шу дәврдә мәмликәтлик милләтләр ишлири комитетиниң мудири болуп туруватқан исмаил әхмәт үрүмчидики уйғур оқуғучиларниң намайиши һәққидә һечқанчә хәйрихалиқ билдүрмәйду. Долқун билән варисниң тапшурған әрзлиригә пәрваму қилмайду. 1985 - Йили декабирда үрүмчидә намайиш қилған нәччә миңлиған уйғур оқуғучилар өз тәләплириниң биридә хитай мәркизий һөкүмитиниң исмаил әһмәтни бейҗиңға йөткишигә наразилиқ билдүргән вә буниң үчүн қанчилиған оқуғучилар еғир бәдәлләрни төлигән болсиму, лекин әмдиликтә исмаил әһмәттин һечқандақ сада чиқмайду. Бу ишлардин қаттиқ үмидсизләнгән долқун ахири үрүмчигә қайтип келиду.

Кейинчә долқун устазлири вә дадисиниң қоллиши билән һаятлиқ үчүн сода - тиҗарәт қилишқа башлайду. Бу җәрянда у көплигән кишиләр билән учришиду. Уйғур җәмийитиниң ички қисмидики нурғун әһвалларни чоңқур дәриҗидә чүшиниду. Хәлқниң дәрд - әлимини һес қилиду. Әмма долқун өзиниң сода - тиҗарәт йолидики адәм әмәсликини, милләтни ойғитиш вә тәрбийиләш йолида қандақла болмисун иш қилиш зөрүрлүкини чоңқур дәриҗидә тонуп йетиду. Уйғур җәмийитиниң реаллиқи униң үчүн әң чоң университет болуп қалиду.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.