Көз йешида нәмдәлгән земин
Ихтиярий мухбиримиз айгүл
2013.12.14
2013.12.14
Чөчәккиму 20 - 25 йиллап түрмидә вә тарим түрмилиридә ятқанлар түркүм - түркүм болуп қайтишти. Камаләткә йәткән гүзәл яшлиқ вақтида кәткән батур йигитләр ақ чач, ақ сақал, мәҗруһ бовай болуп қайтип кәлди. Уларни көргән чоңлар вәһший сиясәтниң зулуми астида азаб чекип кәлгән у қериндашлириға қарап ичи ағрип йиғлашти вә бәзилири уларниң көңлини ясаш үчүн тиришип яхши сөзләр билән уларға үмид туғдурушқа тиришатти.