Тәклимаканни қучақлап: мәрһум күрәш көсәнниң һаятидин әслимиләр - 1
2013.07.06
Бу йил мәрһум сәнәткар, уйғур хәлқиниң от йүрәк оғли күрәш көсән вапатиға 7 йил болди. Худди у һаят вақтида өзиниң вәтән һәққидики ялқунлуқ нахшилириниң биридә ейтқинидәк: “күрәш өлмиди һәм өлмәйду…”.
Мәрһумниң җисми бу дунядин кәткән болсиму, лекин униң өз исми билән биллә қоюлған күрәш ирадиси һелиһәм ялқунлуқ мисраларда, вәтән ишқида урулған дутариниң тарлирида яңримақта. Мәрһумниң җисми ят тупраққа көмүлгән болсиму, лекин униң қайтмас роһи һелиһәм тәклимакан бойлирини айлинип йүрмәктә…
Күрәш көсәнниң вапатиға 7 йил болған бүгүнки күндә мәрһумниң һаяти һәққидә әслимә болсун үчүн униң шиветсийәдә яшаватқан бир туғқан сиңлиси мунәввәр султан билән тәпсилий сөһбәт елип бардуқ. Диққитиңлар мунәввәр ханимниң өз акиси күрәш көсәнниң һаяти һәққидики әслимисиниң 1 - қисмида болғай:
Күрәш султан 1959 - йили уйғурлар вәтининиң мәркизи үрүмчи шәһиридә оқумушлуқ зиялий аилисидә дуняға кәлгән. Униң ата - аниси уйғур аптоном районлуқ радио истансида хизмәт қилған. Күрәш көсәнниң 1955 - йили советлар иттипақиға оқушқа чиқип кәткән тағиси хитай - совет мунасивити бузулған пәйттиму қайтип кәлмигән. Бу иш уларниң аилисигә сиясий бесим елип кәлгән. 1963 - Йили әмдила 4 яшқа киргән күрәш султан ата - аниси билән биллә хитай сияситиниң зәрбисигә учрап үрүмчидин һәйдәлгән вә куча наһийисигә тарқақлаштурулған. Шундин башлап униң биғубар балилиқ дәвриниң риштиси қәдимки көсән мәдәнийитиниң бөшүки болған куча шәһиригә мәһкәм бағланған. Униң өзигә “көсән” дегән тәхәллусни таллишиму шу сәвәбтин болған.
Күрәш султан аилисиниң тунҗи балиси шундақла ялғуз оғул болуш сүпити билән өйидикиләрниң бешиға кәлгән келишмәсликләрни кичикидинла тәң тартип чоң болиду. У мәктәп йешиға тошқанда дадиси “пантүркист”, “әксилинқилабий тәшкилатқа қатнашқан унсур” дегән бәтнамлар билән түрмигә кирип кетиду. Кучада игә - чақисиз қалған бу аилә еғир әһвалға қалиду. Һәр вақт йирақ вә чәт йезиларға һәйдилип сәрсан - сәргәрдан болуштәк бир әһвалға қалған аилә әзалири куча наһийә базирида йошуруп яшашқа мәҗбур болиду. Мәктәп йешиға тошқан күрәш султан амалсиз хитайчә мәктәпкә кирип оқушқа мәҗбур болиду. Кейинчә уйғурчә мәктәпкә йөткәлгән болсиму, лекин аилә сәвәби билән оқуши узунға бармайду.
Кучада яшаш имканийити қалмиған бу аилә шу йилларда чиқиш йоли издәп или тәрәпкә көчүп кетишкә мәҗбур болиду. Күрәш султанниң ана тәрәп тағиси үрүмчидин төвәнгә һәйдилип ғулҗа наһийисиниң чолуқай йезисиға чүшүрүветилиду. Буниңдин хәвәр тапқан күрәш султанниң аписи йошурунчә бала - чақилирини елип ғулҗиға көчүп бариду һәмдә чолуқай йезисидики туғқининиң қешиға орунлишиду. Лекин уларниң ғулҗида нопуси болмиғачқа терилғу йәр вә хәлқ коммунасидин норма алалмайду. Кейинчә кучада техичә реҗим астида туруватқан дадиси бир амаллар билән ғулҗиға йошурунуп келип аилиси билән җәм болиду. Дадиси қолидин көп хил һүнәр келидиған, тиришчан киши болғачқа һәр хил амаллар билән аилисини җан етип маңиду. Давалғуп турған ашу йилларда хәлқниң турмуши һәрқанчә қийинчилиқта болсиму, сиясий бесим вә боран - чапқунлар һәр вақт һувлап турсиму, лекин хәлқ өз көңлини авундуридиған миллий сәнитини йошурунчә давамлаштуруп туриду. Илидики бу хил қоюқ миллий мәдәнийәт туприқи яш күрәш султанниң балилиқ қәлбигә сәнәтниң отини туташтуриду. Униң үстигә, униң дадисиму дутар - тәмбүр челишқа хуштар киши болғачқа, узақ өтмәйла уларниң аилиси йәрлик сазәндиләрниң йошурунчә йиғилидиған соруниға айлиниду. Сиясий тәқиб һөкүм сүргән ашу йилларда или вадисидики уйғур юртлирида йошурунчә елип берилидиған миллий мәшрәпләр яш күрәш султанниң вуҗудида сәнәт үчүн түгүлгән риштиниң қанитини йешиду…
(Давами кейинки санда)