Тәклимаканни қучақлап: мәрһум күрәш көсәнниң һаятидин әслимиләр-13
2013.09.28
Алмутадики бирқанчә айға созулған җапалиқ җәрянлардин кейин мунәввәр ахири кәвсәрниң туғулғанлиқ испатини қолға кәлтүриду. Буниң билән үрүмчидә хәвәр күтүп тит - тит болуп турған тиллахан ана нәвриси кәвсәрни елип дәрһал қазақистанға йолға чиқиду.
Вәһаләнки, әйни дәврдә иқтисадий касатчилиқ вә җәмийәт тәртипи еғир дәриҗидә қалаймиқанлашқан қазақистанда хитай тәвәликидики уйғур муһаҗирлириниң күнлири интайин қийин әһвалда иди. Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң алмутадики ишханисидин сиясий панаһлиқ тәләп қилған уйғурларниң тинч - аман үчинчи бир әлгә кетиши толиму қийинлашқаниди. 2001 - Йилидики “11 - сентәбир” вәқәсидин кейин уйғурларниң орта асия әллиридә туруши техиму қийинлашқаниди.
Мана мушундақ әһвалда мунәввәр аписи тиллахан ана билән акисиниң оғли кәвсәрни шиветсийәгә йолға селиш үчүн миңлиған қийинчилиқларға дуч келиду. Б д т ниң алмутадики ишханиси ариға чүшкән бу иш әйни вақиттики қазақистанниң шараитида техиму мурәккәплишип кетиду. Шу арилиқта җисманий вә роһий җәһәтләрдин қаттиқ чарчиған мунәввәр еһтиятсизлиқтин анисиниң паспортини йоқитип қойиду. Униң үстигә кәвсәрниң қазақистан чеграсидин чиқиши үчүн қануний аписиниң имзаси болуши керәклики тәләп қилиниду… әнә шу бир қатар қийин тосалғулар вәтән сәвдасида тозғақтәк тозуп кәткән бу аилиниң җәм болуш чүшини тәсәввур қилғусиз дәриҗидә қийинлаштуруветиду…
Қәдирлик достлар, әгәрдә бу җәрянларниң тәпсилатлирини аңлашқа қизиқсаңлар программимизниң 13 - қисмиға диққәт бәргәйсиләр!